• Әхбаратлар еқими
  • 04 Желтоқсан, 2019

Йәнә бир теплица ишқа қошулди

«Амалини тапсаң, қар яғар» демәкчи, “теплица” дегән уқум пәйда болғандин бери, қишниң күниму язниң дарамәтлири пәрвиш қилинидиған болди. Илмий тилда ейтсақ, теплица – иссиқни яхши көридиған йәл-йемишлар билән көктатларни, гүлләрни вә башқиму өсүмлүкләрни жил бойи өстүрүшкә мүмкинчилик беридиған, қорчалған, иссиқ сақлайдиған, өлчими һәрхил қурулуш. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Сөзниң расти, өз вақтида қишниң күни базарларға кәлтүрүлидиған йәл-йемиш, көктатларни оғидәк баһаға сетивалаттуқ. Баһасиғу мәйли, көрүнүшидин сүрәттәк пақирап турған чәтәллик мәһсулатниң дора-дәрмәкниң күчи билән пишқанлиғини билип турсақму, «йоқтин бари яхши» дәп сетивелиштин башқа амалимиз болмиған. Әнди әһвал тамамән башқа. Елимиздә теплициларни ишқа қошуш иши җанланғандин буян, өзимизниң йәрлик мәһсулатлирини қорқмай истимал қилидиған болдуқ. Җүмлидин теплица қурулуши Уйғур наһийәсидә яхши тәрәққий әтмәктә. Жилдин-жилға өлкимиздики теплициларниң мәйдани кәңийип, сани көпәймәктә. Техи йеқиндила рәмзлик лентиси қийилған йәнә бир йеңи теплица сөзүмизниң ярқин дәлилидур. Шундақ, Тунҗа Президент күни һарписида Уйғур наһийәсидә йәнә бир теплица комплексиниң ечилиш мәрасими болуп өтти. Йәни, Чонҗа-Ғалҗат таш йолиниң бойида қәд көтәргән теплициларниң сани йәнә биргә көпәйди. Дардамту йеза округиға қарашлиқ “Аришаң” участкисидики йеңи теплициниң ечилиш мәрасимиға наһийә рәһбәрлиги вә җамаәтчилик вәкиллири иштрак қилди. Иссиқ суни мәхсәтлик пайдилинишни көзлигән «ЭкоПродуктПлюс» ҖЧЙ 1,2 гектар йәргә заманивий үлгидики теплица селип, 25 адәмни турақлиқ иш билән тәминлиди. Мәлумки, Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев «Конструктив җәмийәтлик диалог Конструктив җәмийәтлик диалог – Қазақстанниң турақлиқлиғи вә гүллинишиниң асаси» намлиқ Мәктүбидә: «Йеза егилиги – бизниң асасий ресурсимиз, бирақ униң иқтидари толуғи билән пайдилинилмайватиду. Биз суғирилидиған йәр көләмини пәйдин-пәй 2030-жилғичә үч миллион гектарға кәңәйтишимиз лазим. Бу йеза егилиги мәһсулатлириниң көләмини 4,5 һәссигә ашурушқа имканийәт бериду. Сода вә интеграция, Йеза егилиги министрликлири фермерларниң өз мәһсулатлирини сиртқа чиқирип сетиши үчүн һәммә җәһәттин қоллап-қувәтлиши лазим» дәп тәкитләп, йеза егилигигә чәт әлдин инвесторлар җәлип қилиш һәққидә ейтти. Хош, мәзкүр теплицини ишқа қошушта Уйғур наһийәсигә 400 миллион тәңгә инвестиция җәлип қилинипту. Бу наһийә үчүн зор көрсәткүч, әлвәттә. Мәрасимда дәсләп сөзгә чиққан наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов алди билән көпчиликни Тунҗа Президент күни билән қизғин тәбрикләп, елимиздә теплицини риваҗландуруш тапшурмиси Тунҗа Президентимиз – Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң тәшәббуси билән қолға елинған изгү башланмиларниң бири екәнлигини атап ейтти. Теплица комплексиниң ишқа қошулуши, наһийәниң, шу җүмлидин елимизниң тәрәққиятиға қошулған бир һәссә екәнлигини сөз қилған Шөһрәт Турдахуноғли турғунларни таза экологиялик мәһсулат билән тәминләш мәхситидә иш башлиған «ЭкоПродуктПлюс» ҖЧЙ рәһбәрлигигә өзиниң миннәтдарлиғини йәткүзди. Шуниңдин кейин сөз новитини алған теплица комплексиниң инвестори Владимир Канавалов келәчәктә теплица мәйданини техиму кәңәйтишни планлаватқанлиғини изһар қилди. Иллиқ тилигини изһар қилғучилар қатарида Дардамту йеза округиниң мөтивәри Еркин Рақымбаевму болди. Кейин тәнтәнилик түрдә теплициниң рәмзлик лентиси қийилип, жирақ-йеқиндин иштрак қилғучилар теплица комплексини зиярәт қилди. Пуриғидинла таза экологиялик мәһсулат екәнлиги сезилип туридиған яп-йешил тәрхәмәкләр бирдин көпчиликниң диққитини өзигә җәлип қилди. Йошурушниң һаҗити йоқки, елимиздә теплица комплекслирини селиш иши әнди-әнди тәрәққий етиватиду. Җумһурийитимиз бойичә әң чоң теплица комплекслириниң сани бармақ билән санавалғидәкла. Бир қизиғи, тәрәққияти билән көзгә чүшкән чәт әлләрдә теплица комплекслириниң иши интайин яхши риваҗланған екән. Мәсилән, Польшида теплица егиликлириниң мәйдани 6 000 гектардин ашса, Голландиядә – 10 000, Түркиядә – 41 000, хошна Хитайда – тәхминән 1,5 миллион гектар йәрни тәшкил қилидекән. Хулләс, гәп теплица мәйданидила әмәс, бәлки қурулушниң сүпити вә технологияләрниң иқтидариғиму бағлиқ, әлвәттә. Йеңидин лентиси қийилған теплицини қошқанда, бүгүнки күндә Уйғур наһийәсидики заманивий теплица комплекслириниң сани 6гә йетип, умумий мәйдани 10 гектардин ашти. Бу Польша, Голландия, Түркия, Хитай қатарлиқ чәт әлләр билән селиштурушқа кәлмәйдиған көрсәткүч болсиму, ихтисадий тәрәққиятқа болған интилиш екәнлиги шүбһисиз. Муәллип чүшәргән сүрәтләр.

459 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы