• Асасий мақалилар
  • 04 Желтоқсан, 2019

Франция бизнесиниң вәкиллири билән учрашти

Дөләт рәһбири Франция бизнесиниң вәкиллири билән учрашти. Қасым-Жомарт Тоқаев өз сөзидә Францияниң Қазақстанниң Европа иттипақи даирисидики асасий шериклириниң бири болуп һесаплинидиғанлиғини вә мәмликитимизниң иккитәрәплимә өзара һәрикәтни тәрәққий әткүзүшкә чоң диққәт бөлүватқанлиғини тәкитлиди. – Жуқури дәриҗидики мунтәзим алақиларму икки дөләт оттурисидики өзара мунасивәтләрниң жуқури дәриҗидә екәнлигини көрситиду. Биз Президент Эмманюэль Макронниң кәлгүсидә Қазақстанға қилидиған сәпириниң иккитәрәплимә һәмкарлиққа йеңи күч-қувәт беридиғанлиғини күтүватимиз, – дәп билдүрди Дөләт рәһбири. Һазирқи вақитта Қазақстанда Orano, Alstom, Air Liquide, Airbus охшаш чоң компанияләрни қошуп һесаплиғанда, Франция капиталиниң қатнишиши билән 160тин ошуқ ширкәт ишләватиду. 2018-жили икки мәмликәт оттурисидики товар айлиними 32 пайиз өсүп, 4,5 миллиард долларни тәшкил қилди. – Бу наһайити яхши көрсәткүч дәп һесаплаймән. Шундақ болсиму уни турақлиқ яхшилашқа интилишимиз керәк. Иҗадий көрсәткүч бийилму сақлиниватиду. Өткән тоққуз айда товар айлиними 5,5 пайиз көпийип, 3,4 миллиард долларни тәшкил қилди. Умумән, Францияниң түрлүк саһаларда Қазақстан ихтисадиға бөлгән инвестицияси 16 миллиард долларни тәшкил қилди, – дәп тәкитлиди Президент. Дөләт рәһбири Франция бизнесменлириниң диққитини һәмкарлиқни кәңәйтиш үчүн көплигән йөнилишләрниң бар екәнлигигә җәлип қилди вә аграр-санаәт комплексида һәм ихтисатниң башқиму саһалирида бирләшкән лайиһиләрни әмәлгә ашурушқа чақирди. – Қазақстан риқабәткә тақабил йеза егилиги мәһсулатини йетиштүрүштә кәң имканийәтләргә егә. Мәмликитимиздә 25 миллион гектар терилғу мәйдани вә 186 миллион гектардин ошуқ отлақ бар. Бу чоң ресурс. География җәһәттин биз чоң вә жуқури төләм қабилийитигә егә Хитай, Европа, Йеқин Шәриқ вә Һиндстан базарлириға йеқин, – деди Президент. Докладта инновация, рәқәмлик ихтисат саһалирида өзара һәрикәтниң муһим екәнлиги тәкитләнди. Қасым-Жомарт Тоқаев шундақла малийә секторидики шерикликни кәңәйтишкә вә “Астана” Хәлиқара малийә мәркизиниң ишиға қатнишишқа чақирди. Дөләт рәһбири мәмликәтниң транзит-транспорт инфрақурулумини тәрәққий әткүзүшкә тохтилип, Қазақстан арқилиқ Азия вә Европини бирләштүридиған муһим хәлиқара дәһлизләрниң өтидиғанлиғини, Хитайниң “Бир бәлбағ – бир йол” тәшәббуси билән бирлишидиған “Нұрлы жол” программисиниң әмәлгә ашурулуватқанлиғини тәкитлиди. Униңдин ташқири транспорт вә туристик иқтидарни кәңәйтиш мәхситидә мәмликәтниң йетәкчи аэропортлири үчүн очуқ асман тәртиви киргүзүлди. – Мән Қазақстан асминини ечиш қарарини қобул қилдим. 11 аэропортта шундақ тәртип орнитилди, Қазақстан компаниялирини қошуп һесаплиғанда, барлиқ авиация компаниялири оттурисида риқабәт уюштурулди. Сөзсизки, бу пәқәт йолувчиларни тошуш нуқтәий нәзәридила әмәс, шундақла Қазақстан вә Европа оттурисида жүк тошушни уюштуруш җәһәттинму мәмликитимизниң авиация имканийитигә яхши тәсир қилиду, – деди Қасым-Жомарт Тоқаев. Президент шундақла мәмликитимизниң туризм саһасидиму Францияниң утуқлуқ тәҗрибисини үгинишкә мәнпийәтдар екәнлигини тәстиқләп, Франция туристлирини Қазақстанда қобул қилишқа тәйяр екәнлиги тоғрилиқ билдүрди. Өз новитидә Қазақстан-Франция ишчанлиқ кеңишиниң қош рәиси Ив-Луи Даррикаррер инвесторларниң бирләшкән лайиһиләрни тәрәққий әткүзүш хаһишиниң бар екәнлигини тәкитлиди. – Франция компаниялириниң узақ муддәтлик асаста Қазақстан карханилири билән һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүшкә интиливатқанлиғини тәкитлигүм келиду. Улар қошумчә лайиһиләрни тәрәққий әткүзүшкә үмүт қилиду, һәқиқәтәнму Қазақстан һакимийәт орунлири билән ишләш нийитидә, – деди Ив Луи Даррикаррер. Учришиш ахирида Қасым-Жомарт Тоқаев мәзкүр чарә-тәдбирниң Қазақстан-Франция алақилирини мустәһкәмләшкә ярдәм қилидиғанлиғиға, йеңи өзара пайдилиқ лайиһиләрниң башланмиси болидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди.

188 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы