• "Мәнавият булуңи"
  • 11 Желтоқсан, 2019

Еғиз баласи

«Бешиң нәдин кетур – тилиңдин». Уйғур хәлиқ мақали. Йәкшәнбә күни. Дехан бамдат намизини оқуп болғандин кейин авал боз ешәккә саман селип бәрди. Андин чейини ичип болуп, ешигини һарвуға қетип, базарға йол алди. «Аллаға аманәт» деди аяли уни узитиветип. Шундақ дәп болуп турупла, униң көңли сәл бузулғандәк болди. Дехан бүгүн икки айдин бери гөш йәп бақмиған төрт балисиниң тәливи бойичә базардин йерим җиң гөш елип, аялиға чөшүрә әткүзмәкчи еди. Дехан базардин гөш сетивелипла һәйәл қилмай, өйгә қарап йол алди. Хошна йезидики бир деханму базардин янған болуп, униң кәйнидин ешәк һарвусини һайдап келивататти. – Бүгүн базардин шунчә җиқ содилиқ қилсамму, йәнә икки миң сом ешип қапту, – деди у кәйнидики деханға қарап. – Шундақму? Бүгүн балиларни бир хуш қиливетәй дәпсиләрдә? – дәп сориди дехан. – Шундақ, – деди у хошал һалда. Уларниң париңини йол четидә тамака чекип олтарған бир оғри аңлап қалдидә, деханниң пейигә чүшти. Икки дехан параңлашқач меңип, бир ача йолға кәлгәндә айрилишти. Оғри һелиқи «2000 сом пули қалған» деханниң кәйнидин из бесип маңди. Йолниң икки тәрипи қоюқ җигдилик болуп, әтрапта һечким көрүнмәтти. Пурсәтни ғенимәт билгән оғри пичиғини алдидә, деханни өлтүрүп, униң йенини ахтурдию, һаңқетип турупла қалди: оғриниң қолида майлишип, пүрләшкән һечнемигә яримайдиған икки қәғәз туратти.... Гүйәмниса БАСИТИ.

197 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы