• "Мәнавият булуңи"
  • 11 Желтоқсан, 2019

Чопанлиқларчә бала бөләш

Тарихий вәтинимизниң Қарақурум тағ тизмиси арисиға орунлашқан Қағилиқ наһийәсигә қарашлиқ Чопан йезисиниң аһалиси асасән чарвичилиқ һәм деханчилиқ билән шуғуллиниду. Мәзкүр тәвәдә нурғун хаслиққа егә урпи-адәтләр сақлинип қалған. Уларниң ичидә йеңи туғулған бовақни бөләшкә тәйярлиқ көрүш вә бөләш адәтлириниң өз алаһидилиги бар. Балини көрпидә закидаш. Униң үчүн алди билән ақ қойниң жуңида жип егириду. Андин һәрбириниң узунлуғи 3-3,5 метрғичә болған 25 данә жип йәттә хил рәңдә бойилиду. Шуниңдин кейин һәр икки тал жуң жип бириктүрүлүп, зака беғи тоқулиду. Ахирида жипларниң икки учидин 10 — 15 сантиметрлиқ пөпүк (гүл) чиқирилип, зака беғи чирайлиқ безилиду. Балини бөшүктә бөләш. Униң үчүн алди билән қойниң жуңи савилип, рәхтниң арисиға елинип, көрпә тикилиду. Андин қишлиқ отлақтин әхләт-чавар арилашмиған сап қой майиғи билән қетип қалған кала тезиги жиғилип, аптапта қурутулиду. Улар тағар үстигә қоюлуп, таш билән соқулиду вә әгләктин өткүзүлүп, айрим-айрим халтиларға қачилиниду. Қиғни қизитиш үчүн дәрия бойидин жумулақ, чирайлиқ ташлар кәлтүрүлиду.Ташлар отта қиздурулуп, балини бөләшкә алдин-ала тәйярланған қиғниң арисиға көмүлиду. Андин балиниң икки қолини икки йениға елип, путлирини түзәп, тизиниң үстигичә қиғ йейитиду. Шуниңдин кейин, уни көрпигә орап, зака беғида чиң тартип, бөләветиду. Балини қиғ билән бөләп беқиш тоққузинчи айниң оттурилиридин келәр жилниң Норуз мәйримигичә давамлишиду. Қой майиғи иссиқ, кала тезиги соғ болуп, қиғ балиларниң мүҗәзигә қарап ишлитилиду. Қиғ билән бөләнгән бала соғ өтүп қелиштин сақлиниш билән биллә, униң бәдәнлири өлчәмлик, булҗуңлири чиң болиду. Балилар адәттә қиғда икки қиш бөлиниду.

306 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы