• "Мәнавият булуңи"
  • 11 Желтоқсан, 2019

Таштарашлиқ

Таштарашлиқ — миллий әмәлий безәк сәнъитиниң бир түри. Уни хәлиқ «сиңтарашлиқ» дәпму атайду. Бу һүнәр устилардин матанәт-чидам, дит-парасәт, әқил-идрәк тәләп қилиду. Шәһәрләрдә, җүмлидин тарихий Вәтинимиздики Қәшқәр, Ғулҗа вә Яркәнттә ташчи устилар алаһидә қәдирлинәтти. Уларниң икки яки үчи һәмкарлиқта һәрхил шәкилдики өткүр үскинә-әсвап, болқилири билән ташларға нәқишләрни алаһидә зәвқ-шәвқ билән қетинип чекәтти. Таштарашлиқниң иш җәрияниға кәлсәк, авал таш бети тәкшилинип, силиқлиниду. Андин үлгә-әндизә асасида гөзәл нәқиш чекиш, гүл чекиш ишлири әмәлгә ашурулиду. Таш оймикарлиғи, йәни ташни оюп, йонуп, тирнап нәқишләш вә тәсвир ишләшниң өзи бир сәнъәт. Ташни оюп ишләшниң сизиқлиқ ойма, зәнҗир ойма, яссә ойма, чоқур ойма, пәнҗирисиман ойма вә һаҗимлик ойма дегән түрлири бар. Оймикарлиқта ишлитилидиған материаллар орниға, мәхситигә вә вәзиписигә қарап, юмшақ таш, оттура қаттиқлиқтики таш вә қаттиқ ташларға (фарфор, оникс, һаклиқ мәрмәр, мәрмәр) бөлүниду. Уларниң тәркивигә әмазан, әгәм нефрит, яшма вә башқилар кириду. Бу ташлардин коза, пиялә, һәйкәлчә вә һәйкәлләр тәйярлиниду. Тағлар билән вадилардики ташлар маддий мәдәнийәтниң очиғи болуп һесаплиниду. Қияларға чүширилгән рәсимләр қедимий ядикарлиқлар тарихидин дерәк бериду. Таш әсиридә очилар таштин хияллириға кәлгән нәрсиләрни, җүмлидин о қураллирини ясиған. Бүгүнки күндә безәк сәнъити тәрәққиятниң хелә жуқури басқучиға көтирилгән. Устилар ушбу имканийәтләрдин кәң пайдилинип, әҗайип есил мәһсулат иншаәтләрни барлиққа кәлтүрмәктә.

286 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы