• Йеңилиқлар
  • 11 Желтоқсан, 2019

“Шатлиқниң” шатлиғи

Исми сәнъәт мухлислириға кәң тонуш «Шатлиқ» фольклорлуқ ансамблиниң қурулғиниға 50 жил толди. Хәлқимизниң нахша-уссуллирини кәң аммиға йәткүзүп келиватқан ансамбль 50 жил бурун, йәни нәқ 1969-жили дәсләпки концертлиқ программисини композитор Султанмурат Рәзәмовниң «Шатлиқ» сази билән башлиған еди. Аридин 50 жил өтсиму, бу саз өз аммибаплиғини йоқатмиди. Чүнки иҗадий коллектив уни һәр җайда ансамбльниң рәмзлик сази сүпитидә орунлап, маһаритини қәдәмму-қәдәм ашуруп кәлмәктә. Йәнила тәкитләш керәкки, сазәндиләр бу әсәрни пәқәт мошу ансамбльға атап йезилғандәк жуқури маһарәт билән иҗра қилип кәлмәктә. Бу қетимму шундақ болди. Йеқинда Талдиқорған шәһиридики Алмута вилайәтлик Достлуқ өйидә “Шатлиқ” ансамблиниң тәвәллудлуқ концерти йәнә нәқ мошу саз билән башланди. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» 1969-жили Пәнҗим йезисидики колхозчилардин, истедатлиқ мәктәп оқуғучилиридин тәркип тапқан ансамбльни қуруш тәкливини, илгәрки Калинин намидики колхозни 32 жил башқурған йеза егилиги ишләпчиқиришиниң маһир тәшкилатчиси, һели мәрһум рәис Имәр Белалов бәргәнлигини вә һаятиниң ахириғичә қоллап өткәнлигини һечким унтумиди һәм унтумайду, — дәп сөзини башлиди ансамбльниң бәдиий рәһбири Сейитҗан Әмәтов. Йезидики сәнъәт һәвәскарлириға дәсләпки жили колхоз комсомол тәшкилатиниң кативи, сәнъәттин хәвири бар мутәхәссис Қәһриман Илахунов рәһбәрлик қилди. У талантлиқ яшларни жиғип, улар билән иштин кейин йезидики шу жиллири йеңидин пайдилинишқа берилгән Мәдәнийәт өйидә мәшиқләр елип барди. Сәнъәтни сөйгән колхозчилар иштин һерип-ечип кәлсиму, мәшиқлиништин ялиқматти. Мундақ чағларда рәис келип, һалидин хәвәр елип, роһини техиму көтириветәтти. Көп өтмәй миллий кийим-кечәкләр, саз-әсвапларни сетивелиш үчүн Алмута, Ташкәнт шәһәрлиригә буйрутмилар берилди. Рәис пурсити кәлгәндә, ансамбль әзалирини пәйдин-пәй наһийәлик Мәдәнийәт өйиниң сәһнисигә елип чиқти. Мана мошундақ җиддий мәшиқләр, тинмай издинишләрниң ақивитидә ансамбль әзалириға 1979-жили мәхсус штат бөлүнди. Пәнҗим турғунлириниң асасини уйғурлар билән қазақлар тәшкил қилиду. Шуңлашқиму уйғурлардин илһамланған қазақ яшлири арисидики сәнъәткарларниң бешини қошуп, «Туған жер» ансамбли қуриду. Икки милләт вәкиллириниң мәдәнийитиниң, сәнъитиниң тәрәққиятиға тегишлик һәссисини қошуватқан «Шатлиқ» билән «Туған жер» һәрқандақ байқаш-фествальларда йеза хәлқиниң бирлигини, достлуғини, иҗил-инақлиғини намайиш қилип, достлуқ күйчилири екәнлигини дәлилләп турди. Шундақ қилип, «Шатлиқ» ансамблиниң рәһбири Қәһриман Илахуновниң башқа ишқа йөткилишигә мунасивәтлик, 1980-жили истедатлиқ сазәндә Әмирдин Аманбаев коллектив тизгинини өз қолиға алиду. Бу жиллири пәнҗимлик сәнъәтчиләргә Уйғур театридин кәспий сәнъәткарларни тәклип қилған И.Белалов новәттә гастрольға чәт әлләргә чиқиш, байқаш-мусабиқиләргә қатнишиш вәзиписини жүклиди. Рәисниң тәкливигә бенаән, җумһурийәтлик Уйғур театриниң сәнъәткарлири Азат Бурһанов, Реһанбүви Розиева, Гүлнарә Сайитова Пәнҗим йеза сәнъәтчилириниң маһаритини ашуруш үчүн нурғун иш елип барди. Кәспий композитор вә хореографларниң кечә-күндүз тинимсиз мәшиқләндүрүши түпәйли ансамбль репертуари уйғурниң бебаһа дурданиси 12 муқам, шундақла илгәрки Кеңәшләр Иттипақи хәлиқлириниң нахша-уссуллири билән бейитилди. Мана мошундақ иҗадий издинишниң арқисида «Шатлиқ» дәсләпки қетим 1989-жили Польшада өткән фольклорлуқ ансамбльлар фестивалиға қатнишип, лауреат аталди. Андин Португалиядики байқаш уларға иҗадий утуқ-муваппәқийәтләр елип кәлди. Лекин шундақ бир пәйттә илгәрки колхоз-совхозлар тарап кәттидә, бу жиллири ансамбль һаятидиму үзүлүшләр йүз бәрди. Һәрким җан беқиш койида бири тиҗарәткә, бири шәхсий егиликләргә, йәнә бирлири болса, ата кәспи бойичә қутлуқ кәтминигә садиқ болуп етиз-ериқта ишләшкә бәл бағлиди. Немила демәйли, һәрким күн көрүш ғемида болғанлиғи ениқ. “Шатлиқниң” иккинчи һаятиниң башлинишиға муәллимләр түрткә болди десәк, ашуруп ейтқанлиқ әмәс. Ихтисадий боһранниң дәсләпки басқучи 1994 –2000-жиллири йүз бәргәнлиги мәлум. Мана шуниң ақивитидин һәрким өз һәләкчилигидә жүргән бир пәйттә йезидики А.Розибақиев намидики мәктәпниң музыка пәни муәллими Сейитҗан Әмәтов «Шатлиқниң» йеңи әзалирини жиғдидә, устазлириниң ишиға варислиқ қилди. Униңға сәвәп болған Панфилов наһийәсиниң шу чағдики һакими Ермек Келемсейит екәнлигини Сейитҗан ака мәғрурлиниш билән тилға алиду. Өзиниң туғулуп өскән, дәсләпки әмгәк паалийитини башлиған жутиға һаким болуп ишқа киришкән Ермек Әбилмәжиноғли ишни мәдәнийәт дәргаһлирини җанландуруштин башлайду. У жиллири наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини башқуруватқан Реһимҗан Тохтахунов билән сөһбәтлишип, сәнъәтчиләрни қоллап-қувәтләш үчүн күч салидиғанлиғини ейтиду. Бу қетим Сейитҗан Әмәтовниң рәһбәрлигидә мәзкүр йезидики А.Розибақиев намидики мәктәп муәллимлири һели мәрһум Бәхитҗан Мәхпиров билән һазир иҗадий паалийәт елип бериватқан Бәхитҗан Мәһәмәтов, Мусаҗан Исмайилҗанов, Молутҗан Арзиев, Арупҗан Амансопиев, Талипҗан Иминов вә башқилар тәмбүр, равап, дутар, дап, чаң охшаш әсвапларниң җор болушида мәктәптә нахша- сазларни яңритиду. Мошу йәрдә шу жиллири мәктәпкә мудирлиқ қилған Айгүл Дүнгенбаеваниң муәллим-сәнъәткарларни қоллап-қувәтләпла қоймай, ансамбльниң мәшиқлиниши үчүн шараит яритип бәргәнлигини тәкитләп өткән орунлуқ. Йәнә келип мудирниң өз бөлмисини бошитип бәргәнлиги — һәқиқий ғәмхорлуқниң ипадиси болса керәк. Ақивәттә ансамбль әзалири – муәллимләр Талдиқорған, Алмута шәһәрлиридә өз һүнәрлирини көрситипла қалмай, бәлки мукапатлиқ орунларни елишқа муйәссәр болди. Шу җүмлидин 2011-жили қишлиқ Азияда оюнлириниң Талдиқорған шәһиридики ечилиш мәрасимиға қатнашқанлиғини, вилайәтлик муәллимләр байқишида ғалип чиққанлиғини тәкитләш орунлуқ. Мошу йәрдә ансамбль әзалириниң хәйрихаһлиқ паалийити һәққидиму ейтип өткинимиз тоғра.Коллекти Талдиқорған вә Алмута шәһәрлиридики житимлар өйлиридә һүнирини намайиш қилип, житим-йесирларниң көңлини алди. Шундақла һәр жили Алмута вилайити бойичә гастрольлуқ сәпәрләргә чиқишниму әнъәнигә айландурған. Ансамбльға һамийлиқ қилған тиҗарәтчи Дилмурат Қузиев сәнъәткар-муәллимләрниң бала тәрбийиләш билән бирқатарда ансамбль тәркивидә иҗадий утуқларға қол йәткүзүватқанлиғини һесапқа елип, 2008-жили «Илһам» мукапитини тапшурди. «Шатлиқ» фольклорлуқ хәлиқ ансамбли өзиниң қурулғининиң 40 жиллиғини буниңдин он жил бурун наһийә аһалиси биләнла нишанланмай, бәлки иҗадий емтиһан-һесават концертини җумһурийәтлик Уйғур театрида намайиш қилди. Тәвәллудлуқ концерт ансамбльниң дәсләпки әзалириниң сәһнигә чиқиши мухлислири үчүн күтүлмигән соға болди. Шуниңдин кейин «Шатлиқ» ансамбли Талдиқорған, Алмута шәһиридики Достлуқ өйлири билән 2014-жили Ақтөбә шәһридиму болуп қайтти. Йеқинда ансамбль әзалири кейин муәллимләр вә йеза Мәдәнийәт өйи хадимлири Қурванҗан Һәмраев, Рәхмитуллам Савутов вә ләпәрчи һәм сазәндә Иминҗан Мусаев билән Алмута вилайитиниң мәркизи — Талдиқорған шәһиридики Достлуқ өйидә йәнә «Шатлиқ» сазини яңратти. – Бу жили ансамбльниң қурулғиниға – 50, «Хәлиқ ансамбли» атиғиға еришкинигә – 40, «Илһам» мукапитини алғинимизға 10 жил толуватиду, — дәйду Сейитжан Әмәтов. — Бу қош-қош сәнәләрни биз иҗадий концертимиз билән атап өтүватимиз. Буйриса, наһийә хәлқигиму концертлиқ программимизни көрситиш нийитимиз бар. Әнди бизниң ансамбль болуп шәкиллинип, паалийәт елип беришимизниң сәвәпчиси Ермек Келемсейитқа, һамийлиримиз ака-ука тиҗарәтчи Дилмурат вә Закирҗан Кузиев билән жутдашлиримиз Адилҗан Ғоҗамбәрдиев, Йолдаш Беширов, Ғәйрәтҗан Һаширов, Қурванҗан Темиров, Турғанҗан Авутов вә башқиму исми аталмиған, дайим қоллап-қувәтләп келиватқан сәнъәтсөйәр инсанларға миннәтдарлиғимиз чәксиз. «Шатлиқ» ансамблиниң достлири тола. Уларниң бешида Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Алмута вилайәтлик кативатиниң рәһбири Ғәбит Турсынбай туриду. У бизниң әң йеқин достумиз. Ғәбит Турсынбайоғли билән һәмкарлиқта иш елип баримиз. Биз биринчиләрдин болуп униң «Уйғур қизи» намлиқ нахшисини иҗра қиливедуқ, қәйәргә бармайли, мухлислиримиз бу нахшини илтимас қилиду. Икки хәлиқниң һөрмити һәм достлуғиниң рәмзи болсун дәп “Шатлиқ” сазидин кейин новәт шу нахшиға берилиду. Һә, Сейитҗан Әмәтовниң шәхсий һаятидиму чоң хошаллиқ йүз бериватиду. А.Розибақиев намидики мәктәптә 40 жилдин ошуқ паалийәт елип бериватқан Сейитҗан Әмәтовниң ансамбльниң йерим әсирлик тәвәллуди билән бирқатарда һаятиниң 60-даванини қарши еливатиду. Шу мунасивәт билән униму сәмимий тәбрикләймиз. Панфилов наһийәси.

500 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы