• Әхбаратлар еқими
  • 11 Желтоқсан, 2019

Тарихий қарар қобул қилинған бена

Мәзкүр бенада Мустәқиллик елан қилинған – һазирқи күндә бу тарихий бена қандақ әһвалда? 1991-жили 16-декабрьда Елбасы Нурсултан Назарбаев “Қазақстан Җумһурийитиниң Дөләт мустәқиллиги тоғрилиқ” Конституциялик қанунни имзалиди. Төвәндә мәмликәт үчүн муһим болған қарар қобул қилинған бена һәққидә һекайә қилиниду. Бена Алмутиниң тарихий мәркизигә орунлашқан – униң баш фасади хәлиқ арисида “Кона мәйдан” дәп атилидиған “Астана” мәйданиға чиқиду. Бенаниң селиниш тарихи қизиқарлиқ, Қазақ ССР һөкүмити үчүн бена қурулуши 1938-жили башланған, лекин уруш жиллири у тохтитилди. 1957-жили қурулуш ишлири аяқлашти, әнди 1972-жили болса, асасий бенаниң икки тәрипигә йәнә қошумчә бена селинди. Дәсләп бу бенаға Алий Кеңәш, Министрлар Кеңиши вә Қазақ ССР Коммунистик партиясиниң мәркизий комитети орунлашти, ахирқиси 1980-жили йеңи бенаға көчти. Қазақстан мустәқиллик алғандин кейин гәп болуватқан бенаға Алмута вилайитиниң һакимийити орунлашти. 2001-жили бена Қазақстан – Британия техникилиқ университетиға берилди. (КБТУ). 2016-жил КБТУ бенасиниң темиға “Қазақстан Җумһурийити дөләт мустәқиллиги тоғрилиқ” Конституциялик қануни қобул қилинған җай” дәп йезилған тарихий тахтиниң орнитилғанлиғиға беғишланған тәнтәнилик мәрасим болуп өтти. Университетниң PR-менеджери Диаз Абылкасовниң тәкитлишичә, алий оқуш орниниң илгәрки оқутқучилири һазир һөрмәтлик дәм елишта болсиму, улардин бена тарихи һәққидә хелә көп нәрсиләрни билип үлгәргән. Өткән жили язда һамийларниң мәблиғи һесавиға бенаниң мәркизий зали қайта җөндәлди. Вәтинимизниң тарихий тәғдири қобул қилинған зални йеңилашқа бир айдин ошуқ вақит кәтти. “Биз барлиқ регламентларға әмәл қилдуқ, чүнки бена тарихий ядикарлиқ сүпитидә дөләт қаримиғида сақлиниду. Әң асаси, биз коммуникация ишлирини әмәлгә ашурдуқ: бенани исситиш, һавасини тазилаш алмаштурулди, йеңи аваз системисини орнаттуқ, чүнки һазир бу йәр мәҗлисләр зали әмәс, студентларниң чарә-тәдбирлиригә беғишланған җай. Бенани йорутуш иншаәтлири алмаштурулди, барлиқ люстрилар илгәрки петичә орнида қалдурулуп, йеңи светодиодлуқ лампочкилар қоюлди. Паркет яңливаштин силиқланди”, дәйду Диаз Абылкасов. Дүкләк залниң чедириға КБТУ ишләп чиққан қуяш батареялири орнитилди. Бу зални йорутуш еһтияҗини толуқ “йепишқа” имканийәт яратти. “Дүгләк залдики орундуқларниң қепи толуғи билән алмаштурулди. Орундуқлар қатарлири депутатлар үчүн мәхсус алақә васитилири билән җабдулған, лекин уларниң һечқайсиси ишлимәйдекән, биз уларни үстидин яғач қаплар билән йепивәттуқ”, дәйду сөһбәтдишимиз. Бенаниң иккинчи қәвитидә бирнәччә кона орундуқ өзиниң дәсләпки қелипида сақлинип қапту. Алий Кеңәшниң депутатлири Мәҗлискә Қазыбек би кочисидин (илгәрки Советский) киргән. Һазирқи күндә бу йәр алий оқуш орнини тамамлиған студентларниң аллеяси. Бенаниң коридорлирида кеңәш декориниң элементлири, кона чирақлар, деризиләр сақлинип қалған. Өз вақтида Қазақ ССР Коммунистик партияси биринчи кативиниң ярдәмчилири вә күзәтчилири орунлашқа бөлмиләрниң биридә һазир КБТУ Хәлиқара ихтисат мәктивиниң декани, профессор Гэйвин Кретчмар олтириду. “Бир вақитларда Қазақ ССР Коммунистик партияси Мәркизий Комитетиниң биринчи Кативи Динмухаммед Қонаев ишлигән бөлмидә олтиримән. Әсли Шотландиядин болимән. Мән өзәмни музейда әмгәк қиливатқандәк һис қилимән. Биз хәлиқара ихтисат мәктивидә хошна зални Лондон услубида безидуқ, у “London root” дәп аталса, илгири Қонаевниң бөлмиси болған залға “Kunaev room” дегән намни бәрдуқ. Әмәлиятта бу заллар мустәқиллик тоғрилиқ қарар қобул қилинған залдин бир пәләмпәй төвән туриду. Умумән алғанда, мустәқиллик тоғрилиқ қарар мошу бенада қобул қилинған. Шундақ екән, униң тарихий әһмийити бебаһадур. Бу йәрдә биз кеңәш Қазақстаниниң мустәқилликкә қәдәм ташлиған тарихий җайида туримиз”, дәйду профессор. У Қазақстандики әмгиги тоғрилиқ гәп қилип, қазақстанлиқ студентларниң жуқури дәриҗисигә алаһидә тохталди. Шуни қошумчә қилиш керәкки, Гэйвин Кретчмар вә уни аилиси қазақстанлиқ рәссамларниң сүрәтлирини топлаш билән шуғуллинидекән. Қазақстан Коммунистик партияси Мәркизий Комитети биринчи кативиниң бөлмилириниң бири – һазир әшу дәвирниң хәритиси сақлиниватқан аудиторияләрниң бири. Ашхана илгәрки петичә өз җайида қалди. Лекин униң интерьери хелила өзгәртилгән. Шуни қошумчә қилиш керәкки, пайтәхтни Алмутидин Астанаға көчириш тоғрилиқ қарарму мошу бенада қобул қилинған.

438 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы