• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 11 Желтоқсан, 2019

Әмгиги баһаланди

Йеқинда Уйғур наһийәси һакими аппаратиниң Мәҗлисләр залида Уйғур наһийәлик Ветеранлар кеңишиниң һесават жиғини болуп өтти. Жиғинға наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов, ҚҖ «Ардагерлер ұйымы» җәмийәтлик бирләшмиси Алмута вилайәтлик шөбисиниң рәиси Ермек Келемсейит һәм жут мөтивәрлири вә жигитбашлири қатнашти. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Күн тәртивидики биринчи мәсилә бойичә минбәргә көтирилгән наһийәлик Ветеранлар кеңишиниң рәиси Нурвәг Сейитов атқурған ишлири бойичә һесават бәрди. Натиқ он икки жилдин буян наһийәлик Ветеранлар кеңишини башқуруп келиватқанлиғини тәкитләп, саламәтлигигә бағлиқ наһийә һакимиға җәмийәтлик вәзиписидин бошитишини өтүнгәнлигини ейтти. Шөһрәт Турдахуноғли Нурвәг Сейитовниң әмгигини жуқури баһалап, наһийәлик Ветеранлар кеңишиниң рәислигигә җәмийәтлик ишларниң тәшәббускари, узақ жиллар мабайнида рәһбирий хизмәтләрни атқурған жут мөтивәри Әбләким Есяновниң намзитини тәвсийә қилди. Жиғин қатнашқучилириниң бир еғиздин қоллап-қувәтлиши билән Әбләким Есянов Уйғур наһийәлик Ветеранлар кеңишиниң рәиси болуп сайланди. Өз новитидә, сөз алған Уйғур наһийәлик җәмийәтлик разимәнлик кеңишиниң рәиси Жеңис Тойшибеков, наһийәлик «Әжелер» кеңишиниң рәиси Рая Сартолова вә наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң сабиқ рәиси, жут мөтивәри Закир Мәмиров Нурвәг Сейитовниң һесавитини қанаәтлинәрлик дәп баһалап, йеңидин сайланған рәисниң ишиға утуқ тилиди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан ҚҖ «Ардагерлер ұйымы» җәмийәтлик бирләшмиси Алмута вилайәтлик шөбисиниң рәиси Ермек Келемсейит Нурвәг Сейитовниң узун жиллиқ әмгигини мунасип баһалап, учисиға чапан япти вә бирләшминиң медали һәм Тәшәккүрнамиси билән тәғдирлиди.

1054 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы