• Йеңилиқлар
  • 11 Желтоқсан, 2019

Мустәқиллик Күни шәрипигә

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани билән пән вә техника саһасида қолға кәлтүргән утуқлири үчүн бир топ алимларға Қазақстан Җумһурийитиниң әл-Фараби намидики пән вә техника саһасидики 2019-жилқи дөләт мукапити берилди. Шундақла Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Буйруғи билән бир топ әдәбият, сәнъәт, мәдәнийәт әрбаплири Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Елбасыниң мәдәнийәт саһасидики дөләт стипендиясигә сазавәр болди. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, стипендиат аталғанларниң арисида миллитимиз вәкиллири – Қазақ ССР хәлиқ артисти, “Парасат” ордениниң саһиби Гүлвира Разиева билән язғучи-драматург, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән әрбаби, “Құрмет” ордениниң саһиби Әхмәтҗан Һашири бар.

403 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы