• Барикалла!
  • 25 Желтоқсан, 2019

Гүлдалада яхшилиқлар тола

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Әлвәттә, мәлум бир жутни өмлүк-бирликкә чақиришта жут чоңлириниң әмгиги алаһидә екәнлиги ениқ. Бу җәһәттин Гүлдала йезисиниң даңқини чиқириватқанларму, сөзсиз, униң мөтивәрлири шундақла ханим-қизлири, яшлири һәм жигитбеши екәнлиги шүбһисиз. Улар дайим өзара һәрқандақ ишни бамәслиһәт әмәлгә ашурған һалда утуқ қазиниватиду. Буниңға йеқинда өзлири туғулуп өскән ана жутиға болған муһәббити чәксиз, җүмлидин Мәһәммәт Искәндәров, Шөһрәт Әйсаров, Шөһрәт вә Алимҗан Қурбановлар башлиған бир топ яшларниң тәшәббуси билән мәзкүр йезидики мәктәп бенасиға заманивий һаҗәтхана селинғанлиғи яхши испат болалайду. Мәлум болғинидәк, Гүлдала оттура мәктиви селинған пәйттә мошу шараитларниң һәммиси моҗут болсиму, лекин у вақит өтүп, иштин чиқиши түпәйли, оқуғучилар таладики һаҗәтханидин пайдилинатти. Бу болупму әң кичикләр үчүн толиму қолайсиз екәнлигини күндә көрүп жүргән яшлар өз ойини мәктәп рәһбәрлигигә ейтиду. Улар, өз новитидә, бу ишқа хелила нурғун мәбләғниң лазимлиғини йәткүзгәндә, яшлар униң һәммисини өз һөддисигә алиду. Шу-шу болди, барлиқ рәсмийәтләр өтәлгәндин кейин, йезидики чоң-кичик «бир йәңдин қол, бир яқидин баш» чиқирип, ишни башлаветиду. Әлвәттә, башта яшларниң ишиға гуман билән қариғанларму болди. Лекин мундақ ишларда убданла тәҗрибиси бар яшлар чүшүватқан пулниң һәм уларниң қәйәргә хираҗәт қилиниватқанлиғи тоғрилиқ көпчилик алдида пат-патла һесават берип турди. Шундақ қилип, көп өтмәй, «көп түкәрсә, көл болур» демәкчи, мәктәп бенасиға улап селинған, оқуғучилар үчүн барлиқ санитарлиқ тәләпләргә җавап беридиған һаҗәтхана қәд көтәрди. Йеқинда йеза яшлириниң бу соғиси үчүн мәзкүр билим дәргаһиниң мудири Қуан Айтбаев мәктәп мәмурийити, наһийәлик билим бөлүми тәрипидин миннәтдарлиқ билдүрүп, пәхрий ярлиқлар тапшурди. Умумий һесап билән бу ишқа 4 250 000 миң тәңгә хираҗәт қилинипту. Униң тәңдин-толисини жуқурида исми аталған жигитләр янчуғидин чиқарған. Жутниң баш жигитбеши Азат ака Қурбанов билән сөһбәтләшкинимиздә, һәқиқәтәнму бу ишқа йезида арилашмиған адәм қалмиғанлиғини ейтти. Әлвәттә, уларниң һәммисиниң исим-фамилиясини йезиш имканийити биздә йоқ. Шуңлашқа Гүлдала йезисидики милләтләрара разимәнликни сақлап, һәрқандақ ишта паалийәтчанлиқ көрситиватқан қериндашлиримизға апирин ейтишимиз керәк. Чүнки бирлик билән өмлүкни биз, чоңлар, келәчәк яш әвлатқа мирас қилип қалдуруш — муқәддәс пәрзимиз һесаплиниду.

253 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы