• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 25 Желтоқсан, 2019

Алмута шәһириниң баш жигитбеши сайланди

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Өткән шәнбә күни Алмутидики «Достлуқ өйидә» җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң новәттики жиғини болуп өтти. Униңға шәһәрдики сәккиз наһийә вә Талғир наһийәсиниң баш жигитбашлири вә уларниң орунбасарлири қатнашти. Жиғинни киришмә сөз билән ачқан ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Ярмәһәмәт Кебиров көпчиликни жиғинниң күн тәртивидин хәвәрдар қилди. Андин натиқ баш қошушқа қатнишип олтарған җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Жигитбашлири кеңишиниң Алмута шәһиридики вә Талғир наһийәсидики вәкиллири билән тонуштуруп өтти. Улар – Әвезов наһийәсиниң баш жигитбеши Бурһандин Тажидинов вә униң орунбасари Әзиз Мунаров, Бостандық наһийәсиниң баш жигитбеши Абдумеҗит Иминов вә орунбасари Әхмәтҗан Зерипов, Медев наһийәсиниң баш жигитбеши Тарим Тайиров вә униң орунбасари Турсунмәһәмәт Нурдинов, Түрксиб наһийәсиниң баш жигитбеши Назим Ниязов, жигитбашлири Султан Исрапилов, Рәхмәтҗан Мәңсүров, Һашимҗан Арзиев, Наурызбай наһийәсиниң баш жигитбеши Үсүпҗан Турдимәмәтов вә униң орунбасарлири Аблеким Садиров, Рашидин Исмайилов, Алатав наһийәсиниң баш жигитбеши Ярмәһәмәт Кебиров вә орунбасари Тохтахун Қоҗаев, шундақла Талғир наһийәсиниң баш жигитбеши Октябрь Қурбанниязов вә униң орунбасари Әхмәтҗан Ақмоллаев. Ярмәһәмәт Кебиров шундақла җумһурийәтлик Жигитбашлири кеңишиниң җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәркивидә ишләп кәлгәнлигини, буниңдин кейинму шундақ болидиғанлиғини алаһидә қәйт қилди. Шуниңдин кейин минбәргә Алмута шәһириниң баш жигитбеши Сабит һаҗим Йүсүпов көтирилди. — Мошуниңдин бир йерим жил илгири мени мана мошундақ асаста ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңишиниң Алмута шәһири бойичә рәһбири қилип сайлиған едиңлар – деди натиқ. – Мошу вақит мабайнида миллитимизгә аит һәрқандақ мәсилиләрдә алдинқи сәптин көрүндуқ. Әнди ҖУЭМниң Алмута шәһәрлик шөбисиниң тәркивидиму бирқатар сахавәтлик ишларни әмәлгә ашурдуқ. Мәсилән, Арыста йүз бәргән паҗиә вақтида бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқирип, чоң хәйрихаһлиқ ишни әмәлгә ашурдуқ. Шундақла миллий маарипимиз, мәдәнийитимиз, мәтбуатимиз, сәнъитимиз мәсилилирини һәл қилишта имканийәтниң баричә һәрикәт қилдуқ. Уларниң һәммисини тәкитләп өтүшниң һаҗити болмиса керәк. Чүнки мошу паалийәтләрдә һәммимиз бир сәптә болдуқ. Мениңму йешим бир йәргә йетип қалди. Шуңлашқа орнумға яшларни сайлисақ тоғра болатти. Жиғин қатнашқучилири Алмута шәһириниң баш жигитбеши болуп бир жилдин ошуқ ишлигән Сабит һаҗим Йүсүповниң паалийитини қанаәтлинәрлик дәп баһалиди. Шундақла униңға көпчилик намидин миннәтдарлиқ изһар қилип, чапан япти. Шуниңдин кейин җумһурийәтлик Жигитбашлири кеңишиниң рәиси Я.Кебиров үч шәхсниң намзитини, йәни Талғир наһийәсиниң баш жигитбеши Октябрь Қурбанниязовниң, Әвезов наһийәсиниң баш жигитбеши Бурһандин Таҗидиновниң вә Бостандық наһийәсиниң баш жигитбеши Абдумеҗит Иминовниң намзатлирини тәклип қилди. О.Қурбанниязов вә Б.Таҗидинов айрим сәвәпләргә бола өз намзатлирини елип ташлашни илтимас қилишти. Шундақ қилип, жиғин қатнашқучилириниң очуқ аваз бериши билән Алмута шәһириниң баш жигитбеши болуп Абдумеҗит Иминов сайланди. Бу күни Я.Кебировниң тәкливи билән Жигитбашлири кеңишиниң қурулумиға өзгиришлар киргүзүлди. Йәни, әнди кеңәш рәисиниң үч орунбасари болиду. Жиғинда көпчиликниң қоллап-қувәтлиши билән ҖУЭМ йенидики Жигитбашлири кеңиши рәисиниң орунбасарлири болуп Сабит һаҗим Йүсүпов, Абдемеҗит Иминов вә Октябрь Қурбанниязов сайланди. Шундақла йеңи сайланған Алмута шәһәрлик баш жигитбеши Абдумеҗит Иминовниң тәкливи билән Бурһандин Таҗидинов вә Октябрь Қурбанниязов униң орунбасарлири вәзиписини атқуридиған болди. Жиғин ахирида сөз алған Алмута шәһәрлик этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Әбәйдуллам Җаппаров вә ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Ершат Әсмәтов жигитбашлириниң паалийәтлириниң алаһидиликлиригә, уларниң җәмийитимиздики роли, атқуруватқани ишлири һәққидә алаһидә тохтилип, кәлгүси паалийитигә утуқ тилиди. Абдумеҗит Иминов 1962-жили Алмута шәһиридә дунияға кәлгән. Оттура мәктәпни тамамлап, вәтән алдидики борчини ада қилип кәлгәндин кейин Йеза егилиги институтида билим алған. 1990-жилдин башлап шәхсий тиҗарәт билән шуғуллинишқа башлиди. Һазир «Арман» шәхсий медицина мәркизиниң мудири. 2014-жили «Алатау» жутиниң вә Бостандық наһийәсиниң баш жигитбеши болуп сайланди. 2015-жилдин буян Бостандық наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизини башқуруп келиватиду.

1374 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы