• Асасий мақалилар
  • 25 Желтоқсан, 2019

Алий оқуш орнида болди

Қазақстан Президенти Қасым-Жомарт Тоқаев пайтәхттики С.Сейфуллин намидики Қазақ агротехника университетини зиярәт қилди. Дөләт рәһбири алий оқуш орниниң билим бериш вә илмий тәтқиқат паалийити билән тонушти, оқутқучилар вә студентлар билән сөһбәтләшти. Университет ректори Ақылбек Күришбаев Президентқа молекулярлиқ биология вә генлиқ инженерияниң заманивий усуллиридин пайдилинип чиқирилған йеза егилиги зираәтлириниң йеңи сортлирини көрсәтти. Мәлумки, бәш жилда алий оқуш орниниң алимлири буғдай вә арпиниң қурғақчилиққа чидамлиқ йеңи сортлирини чиқарди. Қасым-Жомарт Тоқаевқа биоорганикилиқ оғутларни ишләпчиқириш җәриянида йеңи технологияләрни қоллиниш, ветеринария системисини рәқәмләштүрүш вә мални һесапқа елиш җәрияни тоғрилиқ мәлуматлар берилди. Дөләт рәһбири шундақла йәрни пайдилиниш җәрияни үстидин назарәтни әмәлгә ашуруш имканийитини беридиған космос мониторинги вә жирақтин зондлашниң заманивий усуллири билән тонушти. Бу усулларни һазир Ақтөбә вә Ақмола вилайәтлириниң һакимлиқлири пайдилиниватиду. Президент мундақ әмәлиятни башқа регионларму пайдилиниши зөрүр, дәп һесаплайду. Қасым-Жомарт Тоқаевқа, шундақла университетниң дунияниң йетәкчи илмий-билим бериш мәркәзлири билән болған алақилири тоғрилиқ әхбарат берилди. Мәсилән, Францияниң AgroParisTech университети билән бирликтә тәйярланған икки дипломлуқ билим беришқа көчүш имканийитини беридиған “йол хәритисини” әмәлгә ашуруш ҚазАТУниң муһим хәлиқара йөнилишлириниң бири болуп һесаплиниду. Дөләт рәһбири студентлар билән болған учришишта илғар технологияләрни қоллинишниң муһим екәнлигини тәкитлиди. – Силәр муһим иш билән шуғуллиниватисиләр. Робототехника, рәқәмләштүрүш вә сүнъий интеллект – болупму тәрәққий әткән әлләрниң һазирқи һаятиниң һәққанийити. Шуңлашқа һечқачан арқида қелишқа болмайду. Яхши оқуңлар – шу чағда силәр кәлгүси һаятиңларда өз орнуңларни сөзсиз таписиләр, чүнки һәм хусусий, һәм дөләт секторида бизгә шундақ мутәхәссисләр керәк, – деди Президент. Өз новитидә студентлар Қасым-Жомарт Тоқаевқа қоллап-қувәтләватқанлиғи вә 2020-жилниң январидин тартип стипендия миқдарини 25 пайиз көпәйтиш тапшурмисини бәргәнлиги үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.

258 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы