• Асасий мақалилар
  • 08 Қаңтар, 2020

Асасий йөнилишләр қаралди

Дөләт рәһбири Президент Мәмурийитиниң рәһбәрлиги билән 2020-жилда әмәлгә ашурулидиған ишларниң асасий йөнилишлири бойичә кеңәшмә өткүзди. Кеңәшмидә Қазақстанниң иҗтимаий-ихтисадий, иҗтимаий-сәясий тәрәққиятиниң вә ташқи сәяситиниң мәсилилири муһакимә қилинди. Мошу жилға планланған асасий чарә-тәдбирләр қаралди. Абайниң 175 жиллиқ вә әл-Фарабиниң 1150 жиллиқ тәвәллудлирини өткүзүшкә бағлиқ тәшкилий мәсилиләр тоғрилиқ сөз болди. Униңдин ташқири мәмликәт регионлирини ихтисадий вә иҗтимаий тәрәққият әткүзүш чарилири, шундақла 2020-жилниң І кварталиниң муһим мәсилилири муһакимә қилинди. Қасым-Жомарт Тоқаев кеңәшмә йәкүни бойичә дөләт башқурушиниң нәтиҗидарлиғини ашуруш саһасидики ишни күчәйтиш вә муһим иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилиш бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

251 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы