• Йеңилиқлар
  • 15 Қаңтар, 2020

Жил йәкүни чиқирилди

Өткән һәптидә Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизидә мәзкүр җәмийәтлик бирләшминиң уюштуруши билән өткән мәҗлискә җамаәтчилик вәкиллири, муәллимләр, дохтурлар, яшлар һәм мәктәп оқуғучилири қатнашти. Униңда наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаев сөзгә чиқип, өткән жили атқурулған ишларға һесават берип, кәлгүсидә әмәлгә ашурулидиған ишлардин хәвәрдар қилди. Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» – Өткән жил һәммимиз үчүн утуқлуқ болди. Наһийә аграрлиқ һесапланғачқа, һәрбиримиз йәрниң қәдрини яхши билимиз. Йәргә үҗүрә қилип, деханчилиқ билән, ахирқи вақитларда бағвәнчилик билән шуғуллиниватимиз. Әнди маарип, мәдәнийәт вә спорт саһалирида қол йәткүзүватқан утуқларму аз әмәс. Жуқурида ейтқинимдәк, жилни яхши аяқлаштурдуқ. Бийилму йеңи утуқларға йетидиғанлиғимизға ишәнчим камил, – деди Р.Әйсаев. Шуниңдин кейин Панфилов наһийәси һакиминиң орунбасари Шөһрәт Қурбанов көпчиликкә миннәтдарлиғини билдүрүп, җәмийәтлик ишларға паал қатнишиватқан бир топ жутдашларға наһийә һакиминиң Пәхрий ярлиғини тапшуруп, ишлириға утуқ-муваппәқийәт тилиди. Бу күни шундақла муәллимләр, дохтурлар, җәмийәтлик ишларниң активистлири, жигитбашлири, мәдәнийәт хадимлириниң бир топи ҖУЭМ тәсис қилған «Сахавәт» медали, Алмута вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси кативатиниң, ҖУЭМниң пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнди. Панфилов наһийәси.

432 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы