• Йеңилиқлар
  • 15 Қаңтар, 2020

БМТ тапшуруш башланди

Бүгүн қазақстанлиқ тәләпкарлар һәқ төләп Биртуташ миллий тест тапшурушни башлиди. У 20-январьғичә давамлишиду. Миллий тестлаш мәркизидә хәвәр қилишичә, 95 миңдин ошуқ адәм емтиһанға қатнишиш әризисини бәрди. Емтиһан баһаси – 2,2 миң тәңгә. Тәләпкарлар үчүн емтиһан тапшуридиған 99 мәркәз тәйярланди. 820 аудитория мобильлиқ тармақни бесиш қурулумлири билән җабдулуп, камерилар билән тәминләнди. Алаһидә тәләпкә егә балиларға сурдотәрҗиманлар ярдәм қилиду. Емтиһанниң адил тапшурулушини онлайн тәртиптә байқашқа болиду – һәрбир аудиториядә видеобайқаш экранлири орнитилди. Буниңдин һәрбир қазақстанлиқ пайдилиналайду. Емтиһан тапшуруш җәриянини байқиғучилар назарәтчи ролини ойнишиму мүмкин – улар Digital agent мәхсус қошумчиси арқилиқ қаидиниң бузулғанлиғи тоғрилиқ хәвәр қилалайду. Емтиһанға илгәрки жиллардикидәк мустәқил байқиғучилар, шундақла мәхсус мониторинг топлириниң әзалири қатнишиду. Шуни тәкитләймизки, жилиға төрт қетим – январь ейидин кейин март, июнь вә август айлиридиму һәқ төләп биртуташ тест тапшурушқа болиду. Тест нәтиҗиси бойичә тәләпкарлар алий оқуш орунлириға һөҗҗәтлирини тапшуралайду. Мәсилән, педагогика алий оқуш орниға чүшүш үчүн кам дегәндә 65 балл топлаш керәк. “Ветеринария” вә “Йеза егилиги вә биоресурслар” мутәхәссислигигә оқуш үчүн 60 баллдин жуқури нәтиҗини қолға кәлтүрүш лазим. “Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәминат (медицина)” саһасидики мутәхәссисликләр бойичә оқушни халиғучилар кам дегәндә 65 баллға, униң үстигә һәрбир пән бойичә әң болмиғанда 5 баллға еришиши керәк. Қалған барлиқ мутәхәссисликләр үчүн 50 балл топлаш купайә. Ахирида шуни тәкитләймизки, июньда емтиһан тапшуридиған тәләпкарлар грантларға үмүткар болалайду.

419 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы