• Дин вә җәмийәт
  • 22 Қаңтар, 2020

Ислам дини қилич билән таралғанму?

«Ислам дини қилич билән таралған», дегән гәпни ғәйри динлиқлар авам хәлиқләр арисида тарқитип, мусулманларни явайи, вәһший, мустәмликичи (әзгүчи) вә қанхор қилип көрсәтмәкчи болған. Бу европилиқлар тәрипидин бурундин ишлитилип келиватқан мейә жуюш усули. Бу һәққидә Ғәрипниң мундақ мақали бар: «Тола қайтилиниверидиған ялған растқа айлиниду». Заманимиздики «Ислам терроризми», дегән ибарә әйнә шу принциптин төрәлгән. Әпсус, мусулманларниң арисида мәзкүр принципқа йәм болуп, мейиси жуюлуп кәткән, раст-ялғанни айралмайдиған сахта алимлар, язғучилар, тарихчилар моҗут. 751-жил, «Талас» уруши. Бу Ғәрип вә Шәриқниң икки әң чоң империялири беваситә учрашқан наһайити чоң уруши. Мәзкүр урушта әрәпләр, йәни шу заманда Ислам хәлипилигигә егидарчилиқ қилған Аббасийлар билән Хитай империяси қаршилашқан. Таң сулалисиниң қошуни тәркивидә уруш мәйданиға кәлгән түрк қәбилилири Қарлуқ вә Яғмиларниң тәрәп алмаштуруши нәтиҗисидә Аббасийлар Хитай империясини мәғлубийәткә учратқан. Талас уруши дуния тарихи һәм түркий хәлиқләр тарихи үчүнму бәк муһимдур. Түркләр бу уруштин кейин ислам дини билән йеқиндин тонушуш пурситигә муйәссәр болған вә көпинчә тарихий мәнбәләрдә түркләрниң мусулманлиқни қобул қилишиниң башлиниши дәпму қарилиду. Бу тарихий факт. Бу йәрдә түркий хәлиқләрниң әрәпләр билән ихтиярий түрдә бирләшкинини көрүватимиз. Пәйғәмбиримиз әләйһиссаламдин кәлгән һәдистә: «Түркләр силәргә уруш елан қилмиғичә, уларға чеқилмаңлар» дейилгән. Мана мошу принцип асасида ислам дини Түрк диярида тарилишқа башлиған. Бүйүк мутәпәккүр Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар дивани» намлиқ китавида йезилған «Түрк тилини үгиниңлар, чүнки уларниң һөкүмранлиғи узақ давам қилиду» дегән һәдис сөзүмизниң испати. Абу Насир Саманийниң қилған дәвәтлири нәтиҗисидә Сутуқ Буғрахан ислам динини шаһзадә чеғида ихтиярий түрдә қобул қилған. Андин қағанлиққа хан болған чағда Ислам динини дөләт дини қилип бәкиткән. Пурсәттин пайдилинип, наразилиқ бидүрүш пәрдиси арқисида һөкүмәткә қарши ихтилап чиқарған буддист уйғурлар һөкүмәт тәрипидин бастурулған. Диққәт қилған болсиңиз, уйғурларниң мусулман болушиға әрәпләр һечқандақ нәйзә-қилич ишләтмигән. Уйғурлар өзлири әрәпләрсизла ислам динини қобул қилған. Чүнки ислам дини өзиниң гөзәллиги, паклиғи билән бизниң пак қәлблик атилиримизни мәптун қилған. Алла таала «Бәқәрә» сүрисидә: «Динда зорлуқ йоқ» дегән буйруқни мусулманлар 14 әсир мабайнида ада қилип келиватиду. Тарихни оқуған болсиңиз, мусулманлар башқа әлләргә кәлгәндә, уларниң аһалисини һечқачан ислам диниға киришкә мәҗбурлимиған! Буниң ярқин мисали Малайзия билән Индонезия. Бу мәмликәтләр ислам мәмликәтлири арисида әң көп нопусқа егә. Икки мәмликәтниң умумий нопуси 300 000 000! Әрәпләр у әлләргә «қилич билән» исламни елип кәлмигән вә ислам хәлипилири һәргиз у мәмликәтләр билән чегаридаш болмиған. Әксичә, у йәрниң адәмлири тиҗарәт қилип кәлгән мусулманларға қарап, уларниң рәһимдил вә пак нийәтлиридин тәсирлинип, ислам динини әркин шәкилдә қобул қилған. Иккинчи мисал – моңғоллар. Моңғоллар ХІІІ әсирдә көплигән ислам әллирини бесивелип, мусулманларға һәддидин зиядә зиян йәткүзгән. Һәтта, 1258-жили Бағдатни бесивалғанда, миллиондин ошуқ мусулманни чоң-кичигигә қаримай қирип ташлиған. Заманниң өтүши билән Чиңғизханниң нәврә-чәврилири ислам динини қобул қилған. Шуларниң бири — Чиңғизханниң әвлади, Алтун Ординиң бәшинчи хани Берке Хан. Моңғолларниң қол астидики мусулманлар Берке Ханни қандақларчә қилич арқилиқ ислам диниға киргүзәлисун?! Әлвәттә, бу әркин түрдә қилинған бир таллаш еди. Ислам хәлипилиги дуния нопусиниң 60 – 70 пайизини тәшкил қилсиму, ислам динини мәҗбурлап, баш тартқанларниң һәммисини өлтүрүп, мечиттин башқа һәммә ибадәтханиларни бузуп ташлиғидәк күчкә егә болған болсиму, амма мусулманлар ундақ қилмиди. Немишкә десиңиз, улар Аллаһниң «Динда зорлуқ йоқ» дегән буйруғиға әмәл қилди. Мусулманлар йеңи йәрләрни пәтиһ қилғанда, уларниң әшу йәрләрдә туруватқан өзгә дин әһлигә бәргән баш-паналиқ вә әркинлик капаләтлирини тарихий китап вә мирасгаһлардин тапсақ болиду. Шуларниң бири – пәйғәмбиримиз әләйһиссалам Мәдинигә көчүп кәлгәндә, шу йәрдә туруватқан үч йәһудий қәбилисигә бәргән дин таллаш вә һаят тәризи әркинлиги. Шундақла Өмәрниң (Аллаһ униңдин рази болсун) 638-жили Қудстики христиан әһлигә бәргән дин вә һаят әркинлиги. Йәнә бир мисал — Амр ибни Асниң 641-жили Александрияни (Мисир) Византия императорлиғидин қутулдурғанда, Мисир христианлириға бәргән әркинлик шәртнамилири би лән Тариқ ибни Зиядниң Андалусияни (Испания) 711-жили алғанда, христианларға бәргән әркинлик шәртнамилири. Мусулманлар Испанияни 700 жил башқурған. Шу 700 жил ичидә һечбир христианни наһәқ қоғлап, чирколириға қол тәккүзгән әмәс. 1187-жили Салахиддин Айюби Қудсни қайта христианлардин еливалғанда, пүтүнләй салиби (крестаносец) әскәрлирини аял вә бала-чақилири билән қоюп беривәткән. Ядиңларға салмақчимизки, 1099-жили Салиби әскәрлири Қудсни бесивалғанда, 800 000дин ошуқ мусулман вә йәһудийни аял вә балилири билән қошлап өлтүргән. 1453-жили Осман дөлити Константинопольни (Истамбул) пәтиһ қилғанда, Айя София чиркосиға сиғинивалған христиан әскәр, аял вә бала-чақилириға Муһәммәд Патиһ өзи кирип, өз қоли билән мону мисраларни язған: «...Қайси мусулман наһәқ христианни өлтүридекән, шуниңға Аллаһниң, пәйғәмбәрләрниң, периштәләрниң вә пүткүл адәмзатниң ләнити болсун...». Бу тарихий һөҗҗәт Стамбулдики Топкапы мирасгаһида сақлиниватиду. Жуқурида кәлтүргән бу мисаллиримиз — деңиздин бир тамчә, халас. Мана бу тарихий фактлар. Биз бу йәрдә қуруқ гәп қиливатқинимиз йоқ. Ғәйри динлиқлар һәққидә болса, Алла таала Қуръан Кәримниң «әл-Әнфал» сүрисиниң 56-айитидә мундақ дегән: «(Ей, Муһәммәд) Сән улар билән (мушрикларға ярдәм бәрмәсликлири үстидә) муаһидә түздүң, улар болса һәр қетимда өзиниң бәргән муаһидисини бузиду вә улар Аллаһтин қорқмайду». Уларниң бу қилиқлирини төвәндики тарихий фактлар техиму рошән дәлилләйду: 1492-жили Испаниядә ахирқи Гранада Эмирати мәғлуп болғанда, католиклардин «әркинлигини беримиз», дәп вәдинамә түзүп, он жил өтмәйла Инквизиция һакимийәтлирини қуруп, қанчилигән мусулман, йәһудий, протестантларни Католицизмға мәҗбурлап, унмиғанларни қийнап өлтүргән. Йәнила, шу вақитта Осман империясиниң адмираллири Аруҗ Барбаросса, Хәйриддин Барбаросса Испаниягә келип, зулум чекиватқан мусулманларнила әмәс, һәтта йәһудий вә христианларни зинданлардин қутулдуруп, Осман империясиниң қаримиғиға орунлаштуриду. Жуқурида кәлтүрүлгән фактларға бенаән, «Ислам дини қилич билән таралған» дегән сөзниң асассиз екәнлигигә көз йәткүзимиз. Әҗдатлиримизниң «йәттә өлчәп бир кәс», дегән дана сөзи бар. Мошуниңға асасән диндин һечбир хәвири йоқ кишиләр ислам дини тоғрилиқ гәп қилишниң алдида, мәзкүр динни үгинип, ейтмақчи болған сөзини йәттә қетим таразиға селишини тәвсийә қилимиз. Адилҗан ҺАПИЗОВ, «Ихсан» журнали баш муһәрририниң орунбасари, исламшунас.

669 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы