• "Рухани жаңғыру"
  • 22 Қаңтар, 2020

Өй селип бәрди

Оқурмәнләрниң ядида болса керәк, гезитимизниң өткән санлириниң биридә Уйғур наһийәсиниң Чарин йезисида тәсадипи апәт йүз берип, Салимовлар аилисиниң өйигә от кәткәнлиги һәм өртниң ичидә қалған 72 яшлиқ Шолпан апайни йеза турғуни Амантай Омаровниң сиртқа аман-есән елип чиқип, жутдашлирини тәсирләндүргәнлиги һәққидә язған едуқ. Әнди бүгүн чаринлиқларниң өмлүгини көрситидиған йәнә бир изгү ишқа тохталмақчимиз. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Бир күндә, ойлимиған йәрдә өйсиз қалған жутдашлириға қол-қанат болған чаринлиқлар бәргән вәдисидә турди. Йәни, жут болуп, көйүп күли қалған йәргә қайтидин йеңи өйниң һулини тикләп, жутниң бирлигини көрсәтти. Йеқинда Чаринда турғунлар баш қошуп, 6 бөлмилик өйниң ачқучини Марат Салимовқа тапшуруп бәрди. Наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов вә наһийәлик мәслиһәтниң кативи Нурәким Есжан бу тарихий пәйтниң гувачиси болди. Жутниң өмлүгидин сөйүнгән наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов бирлик болған йәрдә бәрикәт болидиғанлиғини алаһидә тәкитләп, жүриги кәң, қоли очуқ чаринлиқларға «апирин» ейтти вә йеңи өйгә йеңи гиләм соға қилди. Өз новитидә Салимовлар аилисиниң әзаси Гүлстан Салимова жутдашлириға болған чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди.

229 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы