• Яшлар жили
  • 22 Қаңтар, 2020

«Яшлар жили» яшларни илһамландурди

Өткән жили елимиздә «Яшлар жили» дәп елан қилинған еди. Шуниң даирисидә жил давамида елимизниң барлиқ регионлирида һәрхил дәриҗидики чарә-тәдбирләр өтти. Уларға яшлар, шуниң ичидә қазақстанлиқ уйғур яшлириму паал қатнашти. Шу мунасивәт билән биз Қазақстан Уйғур Яшлири Бирлигиниң рәиси, ҚХА әзаси Рустәм Хәйриевни (сүрәттә оңдин иккинчи) сөһбәткә тәклип қилған едуқ. Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» — Рустәм, өткән «Яшлар жилиниң» йәкүни қандақ болди? — Мәлумки, 2018-жили 5-октябрьда Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаев Қазақстан хәлқигә йоллиған Мәктүбидә 2019-жилни «Яшлар жили» дәп елан қилиш тәшәббусини көтәрди. Мәзкүр Мәктүптә Елбасы “Аилә институтиниң тәрәққияти вә яшлар сәясити – һөкүмәтниң паалийитиниң асасий йөнилишлириниң бири болуш керәк” дәп тәкитлигән еди. Чүнки Қазақстан яшлири елимизниң җәмийәтлик вә сәясий һаятида муһим роль ойнап келиватиду. Яшлар тәрәққиятимизниң стратегиялик ресурси, ислаһатларниң һәрикәтләндүргүчи күчи. Заманивий яшлар алдиға чоң мәхсәтләрни қоюватиду, шу мәхсәтләргә йетиш үчүн билим еливатиду, ишләватиду. Шуңлашқа Дөләт рәһбири Қ.Тоқаевму яшлар сәяситигә алаһидә көңүл бөлүп келиватиду. «Яшлар жилиниң» йәкүнлиригә келидиған болсақ, жил бешида һөкүмәт тәрипидин «Яшлар жилини» өткүзүш бойичә «Йол хәритиси» тәйярланди. Бу программиға мувапиқ, яшларни турушлуқ өй билән, иш билән тәминләш, яшларни тиҗарәткә җәлип қилиш, яш аилиләрни қоллап-қувәтләш мәхсәт қилинди. 2019-жили үч миңға йеқин яш иҗаригә өй алди, үч миңдин ошуқ яш мутәхәссискә өй сетивелиш үчүн бюджеттин несийә берилди. «Еңбек» программиси даирисидә 172 миң яш иш билән тәминләнди. Умумән, «Яшлар жили» даирисидә өткән чарә-тәдбирләргә елимиз бойичә 2 миллион яш җәлип қилинди. Яшларни қоллап-қувәтләш бойичә қобул қилинған программиларни бюджеттин мәбләғ билән тәминләш 40 һәссигә өсти. Байқиғинимиздәк, дөләт тәрипидин яшларға дегән ғәмхорлуқ жилдин-жилға ашмақта. Алаһидә тәкитләш лазимки, бу сәясәт буниңдин кейинму давамлишиду. Әлвәттә, уйғур яшлириму елимиздә йүз бериватқан җәриянлардин һечқачан сирт қалмиған. Биз өткән жилниң бешида ҚУЯБниң вә ҚХА йенидики «Жаңғыру жолы» яшлар һәрикити билән һәмкарлиқта ишләш программисини тәйярлап чиктуқ. Шу программилар даирисидә ишләшкә башлидуқ. Бу ишларға 500дин ошуқ уйғур пәрзәнди җәлип қилинди. Биз хәйрихаһлиқ ишларни, йәрмәңкиләрни, миллитимизгә аит ишларни әмәлгә ашурдуқ. Мәсилән, Арыста йүз бәргән паҗиәдин кейин яшлиримиз өзлириниң паалийәтчанлиғини намайиш қилди. Униңдин ташқири, бирнәччә бемар гөдәкләрниң чәт әлләрдә давалиниши үчүн мәбләғ жиғип бәрдуқ. Әлвәттә, жил давамида биз пәқәт хәйрихаһлик биләнла чәклинип қалмидуқ. Яшлар үчүн тиҗарәттә, илим-пәндә, спортта утуқларға йәткән шәхсләр билән учришишларни өткүздуқ. Бу баш қошушларда улар өзлириниң тәҗрибилири билән бөлүшти, яшларға тренинглар өткүзди. Умумән, жилни яхши йәкүнлидуқ десәм, хаталашмаймән. Һазир хәлиқ арисида «яшларниң һечнемә билән чатиғи йоқ, җәмийәтлик ишларға арилашмайду» дегән пикирләрму бар. Буниңға немә дәйсән? Мениңчә, бу хата пикир. Яшлар бепәрва әмәс. Уларниң заманға лайиқ ишләйдиғанлиғини алаһидә тәкитлигүм келиду. Мәсилән, хәйрихаһлиқ ишларни алайли. Илгири бу ишни әмәлгә ашуруш мәхситидә алайтән бир чарә-тәдбир өткүзәттуқ. Йәни, униң үчүн вақит, мәбләғ һаҗәт болатти. Заманивий васитиләрниң, иҗтимаий торларниң тәрәққий етиши билән мәбләғни беваситә бемарларға әвәтиш имканийити бар. Демәк, иҗтимаий торлар пәқәт оюн-тамашә васитисила әмәс, шундақла җәмийәтлик алақә, пикир алмаштуруш мәйдани. Яшлиримиз мошуниңдин үнүмлүк пайдилиниватиду. Униңдин ташқири, улар миллитимизгә аит һәрқандақ мәсилиләрдә дайим тәшәббускар, алдинқи сәптә болуп келиватиду. Һазир яшлар җәмийәтлик ишларға паал қатнишишниң әһмийитиниму яхши чүшиниватиду. — Җәмийәтлик ишларға паал қатнишиш яшларға қандақ имтиязларни бериши мүмкин? — Җәмийәтлик ишларға паал қатнишиш, биринчидин, шәхсниң өз хәлқиниң, елиниң тәғдиригә бепәрва әмәс екәнлигини көрситиду. Иккинчидин, яшларға келәчәктә иш бабида өсүшниң бир пурсити. Чүнки җәмийәтлик ишларда паалийәтчанлиқ көрсәткән шәхс бәс-муназириләрдә чиниқиду, тәҗрибә топлайду, адәмләр билән муамилә қилишни яхши үгиниду. Демәк, җәмийәтлик ишларни иш бабида өсүшниң иҗтимаий лифти дейишкә толуқ асас бар. Болупму у дөләт органлирида ишләшни халайдиғанлар үчүн тәҗрибә топлаш имканийитидур. Әнди тиҗарәт билән шуғуллинишни нийәт қилғанлар үчүн болса, йеңи идеялар, лайиһиләр мәйданидур. Чүнки ҚХА йенидики «Жаңғыру жолы» яшлар һәрикити даирисидә биз тиҗарәттә чоң утуқларға йәткән шәхсләр билән ишләймиз, уларниң тәҗрибилирини үгинимиз, һәқсиз маһарәт-дәрислирини уюштуримиз. Яшлар үчүн җәмийәтлик паалийәт – мана мошундақ имканийәтләр мәйдани. — Мәлумки, бу жил елимиздә «Пидаийлар жили» дәп елан қилинди. Мошу һәқтә ейтип өтсәң? — Тәкитләш лазимки, «Яшлар жили» яшларни илһамландурди һәм уларға яхши шараитлар яратти. Жуқурида ейтқинимдәк, Президент Қасым-Жомарт Тоқаев яш әвлатниң елимиз тәрәққиятиниң асасий һәрикәтләндүргүчи күчи екәнлигини алаһидә тәкитлиди. Дөләт рәһбириниң тәшәббуси билән 2020-жил «Пидаийлар жили» дәп елан қилинди. Қошумчә қилсам, пидаийлар паалийити илгириму болған һәм буниңдин кейинму давамлишиду. Һәрқандақ иҗтимаий ишларда өз әрки билән һәқсиз, җәмийәт мәнпийити үчүн ишләйдиған шәхсләр дайим болған. Хошал қилидиғини, һазир бу паалийәтни дөләт етирап қилип, бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүватиду. Алаһидә тәкитләш лазимки, уйғур яшлири үчүн бу «Пидаийлар жили» рәсмий елан қилинмай турупла башланди. Ундақ дейишимниң сәвәви, өткән жилниң ахирида, йәни 27-декабрь күни Алмута әтрапида паҗиә йүз бәргәндә ҚУЯБниң Алмута вилайитидики вәкиллири Гүлдала жутиниң җамаәтчилиги билән бирликтә апәт йүз бәргән җайға йетип кәлди. Гүлдала жутиниң җамаәтчилиги биринчиләрдин болуп паҗиә йүз бәргән җайда ишләватқан қутулдурғучилар үчүн иссиқ тамақ, чай йәткүзүшни қолға алди. Бу һәқтә иҗтимаий торларда хәвәрләр тарқиғанлиғини яхши билимиз. Президент әйнә шу ишқа қатнашқан барлиқ инсанларға өз миннәтдарлиғини изһар қилди. Өткәндә «Пидаийлар жили» рәсмий елан қилинди. Шуниңға мувапиқ Қазақстан хәлқи Ассамблеяси йенидики яшлар, шуниң ичидә ҚУЯБ әзалири, асасий төрт йөнилиш бойичә паалийәт жүргүзидиған болиду. Улар — «Бірлік», «Білім”, «Тәрбие», «Келісім». «Бірлік» йөнилиши иҗтимаий мәсилиләрни өз ичигә алиду. «Білім» — бу маариптики пидаийлар һәрикити. «Тәрбие» болса, спорт саһасидики пидаийлиқ. «Келісім» йөнилишидә медиация мәсилилири һәл қилиниду. Мән «Тәрбие» йөнилишидики ишларға рәһбәрлик қилидиған болдум. Сәвәви, ҚУЯБ өткән жилниң ахирида «Жаңғыру жолы» һәрикити даирисидә «Pro Sport» форумини өткүздуқ. Форумға җумһурийәт, дуния чемпионатлирида мукапатлиқ орунларға еришкән спортчиларни, мәшиқләндүргүчиләрни тәклип қилдуқ. Улар өз тәҗрибилири, утуқлири һәққидә тәпсилий ейтип бәрди. Бу учришиш наһайити қизиқ вә мәзмунлуқ өтти. Спортчилар әнди балилар өйидә, интернатларда тәрбийилиниватқан балиларға маһарәт-дәрислирини өтиду, уларни һәқсиз мәшиқләндүриду. Бизниң мошу лайиһимиз җәмийитимиздә чоң қизиқиш һасил қилди. Әнди бу тәҗрибә җумһурийәт дәриҗисидә әмәлгә ашурулидиған болиду. Өткәндә Гүлдала йезисида Мәмәтбақиевлар аилисиниң өйи көйүп кәтти. ҚУЯБниң Алмута вилайитидики вәкиллири вақиә йүз бәргән җайға келип, мәбләғ топлаш вә көйүп кәткән қора-җайни тазилаш ишлириға беваситә арилашти. Җүмлидин Гүлдала, Қәйнәзәр, Азат, Ават, Байсейит, Қаратуруқ, Тәшкәнсаз, Ғулҗа, Талғир йезилириниң яшлири йеқиндин ярдәм қилди. Техи йеқиндила бизниң пидаийлар Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ават йезисидики тәминати начар үч аилигә озуқ-түлүк йәткүзүп бәрди. Мошундақ ярдәмләрни давамлиқ түрдә әмәлгә ашурушни мәхсәт қиливатимиз. — Әгәр пидаий болушни халиғучилар болса, қәйәргә яки кимгә мураҗиәт қилса болиду? — Умумән, бизниң, йәни ҚУЯБниң алақә телефонлири, иҗтимаий торлардики адреслири һәммә җайларда бар. Униңдин ташқири, ишләймән дегүчиләргә җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң ишиги дайим очуқ. Әгәр, халиғучилар болса, мәрһәмәт, мураҗиәт қилса болиду. Әлвәттә, халиғучилар дәсләп бир ай давамида өзлириниң немигә қабил екәнлигини, салаһийитини көрситиши керәк болиду. Йәни, мәлум дәриҗидә синақтин өтүши керәк. Шуниңдин кейинла улар пидаийлар ишлириға җәлип қилиниду. Чүнки пидаий болуш җавапкәрликни, паалийәтчанлиқни тәләп қилиду. Шундақла ҚХА йенида пидаийларниң мәхсус сайти ечилди. Халиғучилар шу йәргә мураҗиәт қилса болиду. Қошумчә қилсам, пидаий болуш шәхсни вәтәнпәрвәрликкә, сәмимийликкә, сахавәтликкә тәрбийиләйду. Демәк, шәхсниң өз тәрәққияти үчүн һаҗәт сүпәтләрни ечип бериду. Дөләт рәһбири өз сөзидә пидаийлар һәрикитигә паал қатнишидиған студентларға айрим мәбләғ төлинидиғанлиғини, оқушлирида айрим имтиязларниң беридиғанлиғини тәкитлиди. Әлвәттә, жил ахирида паал пидаийлар рәғбәтләндүрүлиду.

401 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы