• Әхбаратлар еқими
  • 22 Қаңтар, 2020

Көрүк қурулушиниң зәрбидари

“Нурлы жол” — бу стратегиялик лайиһә. Уни толуғи билән әмәлгә ашуруш барлиқ транспорт инфрақурулумини сүпәтлик йеңилашниң мустәһкәм асаси болмақта”.

Қасым-Жомарт Тоқаев, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти.

Иврайим БАРАТОВ, “Уйғур авази” Мәлумки, Қазақстан ихтисадини тәрәққий әткүзүштә қурулуш саһасиниң тутидиған орни алаһидә. Әнди йол қурулуши болса, мошу саһаниң аҗралмас бир қисми болуп, сүръәтлик тәрәққий етиватқан елимиз ихтисадиниң локомотивиға айланмақта. Бу тоғрилиқ өткән жили Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң қазақстанлиқларға йоллиған “Конструктив җәмийәтлик диалог — Қазақстанниң турақлиқлиғи вә гүллинишиниң асаси” Мәктүбидә алаһидә тәкитләп өткәнлиги бекар әмәс. Йол қурулуши саһасида қол йәткүзгән утуқлирини турақлиқ сақлап келиватқан вә бу утуқларни жилдин-жилға техиму мустәһкәмләш үчүн заманивий илғар технологияләрни вә инновациялик лайиһиләрни ишәшлик җарий қиливатқан ишләпчиқириш орунлириниң бири, сөз йоқ, йол қурулуши үчүн төмүр-бетон мәһсулатлирини ишләп чиқириватқан “Алмута көрүк конструкциялири заводи” (АЗМК) җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғи болуп һесаплиниду. Бу утуқ заводни 2010-жилдин бери ишәшлик башқуруп келиватқан Шөһрәт Шардиновниң исми билән чәмбәрчас бағлиқтур. Биз билән болған сөһбәттә АЗМК ҖЧЙниң баш мудири Шөһрәт Әхмәтҗаноғли өткән жилниң йәкүнини чиқирип, мундақ деди: — Өткән жил биз үчүн наһайити утуқлуқ болди. Жил давамида биз немиләрни мәхсәт қилған болсақ, шуларға толуқ қол йәткүздуқ. Рәқәмләр тили билән ейтсам, ишләпчиқириш көләминиң сүръити 155 пайизға йәтти; 5000 вагон тәйяр мәһсулат буйрутма бәргүчиләргә толуқ йәткүзүлди; заводумиз ахирқи бирнәччә жилдин буян Алмута шәһиридики чоң селиқ төлигүчи кархана болуп қалмақта вә өткән жили шәһәр бюджетиға 1,5 миллиард тәңгә селиқ төлиди; жил давамида ишләпчиқиришни мәбләғ билән тәминләш мәхситидә инвестиция қилинған капитал 1 миллиард 378 432 миллион тәңгини тәшкил қилди. Бу рәқәмләр, Шөһрәт Әхмәтҗаноғлиниң қәйт қилишичә, ишләпчиқириш көләминиң тилға аларлиқ дәриҗидә көпәйгәнлигини вә тәйяр мәһсулатни өткүзүштә алға илгириләшниң йүз бәргәнлигини көрситиду. Шундақ екән, завод мәһсулатлири риқабәткә қабил, демәк, еһтияҗ үстүн. Шу нәрсә ениқки, мундақ утуқ заводқа бир күндила кәлгини йоқ. Өткән жиллар давамида АЗМК келәчәккә нишан қилинған тәрәққият программисини ишләп чиқип, уни пәйдин-пәй әмәлгә ашурушниң әң қолайлиқ вә нәтиҗидарлиқ йолини таллавалди. У йол, завод рәһбәрлигиниң ейтишичә, инновациялик лайиһиләрни әмәлиятта җарий қилишниң илмий асаста испатланған технологияләрдин ибарәт болуп, елимизниң дөләтлик программилиридин келип чиқидиған вәзипиләрни утуқлуқ әмәлгә ашурушқа қаритилди. — Өткән 1919-жил заводумиз үчүн вә шәхсән өзәм үчүн наһайити утуқлуқ болғанлиғини тәкрар-тәкрар тилға алғум келиду, — дәйду Шөһрәт Шардинов сөһбәтара. — Апрель ейида Алмутидики Урбанистика мәркизидә җәнубий пайтәхттики бизнесменлар қатарида мәнму Қазақстан Җумһурийити Президенти алдида һесават бәрдим. Мән бу һесавитимда “Нурлы жол” дөләт программиси нәқ Алмута көрүк конструкциялири заводиға алаһидә сүръәт бәргәнлигини тәкитләп, жил ахириға қәдәр ишләпчиқириш җәриянини заводта тәстиқләнгән ички программа асасида техиму көпәйтиш көздә тутулуватқанлиғини ейттим вә мисал сүпитидә заводумиз “Нурлы жол” программиси даирисидә Қазақстан базирини көрүк конструкциялири билән тәминләш 70 пайизға йетидиғанлиғини алаһидә қәйт қилдим. Президент Қасым-Жомарт Тоқаев маңа қарита “әмгәкчанлиқ — адәмниң әң алий һиммити, у хәлиқни гүллинишкә елип келиду” дәп ейтқан сөзини шәхсән маңа вә коллективқа билдүргән тилиги дәп қобул қилдим. Бүгүн завод өз мәһсулатини Россия, Қирғизстан вә Өзбәкстан базириға елип чиқти. Бу ейтмаққа оңай болғини билән әмәлиятта наһайити тәс иш. Чүнки риқабәт наһайити күчлүк. Әнди заводниң технологлири билән инженерлири баш мудир Шөһрәт Әхмәтҗаноғлиниң рәһбәрлигидә йеңи технологияләрни җарий қилишта, ишләпчиқиришни автоматлаштуруш вә рәқәмләштүрүштә Алмутидики мундақ карханилар арисида турақлиқ көч бешида келиватқанлиғи диққәткә сазавәрдур. Бирла мисал: узунлуғи 42 метрни тәшкил қилидиған көрүк үчүн түврүкләр еврокодқа толуқ җавап беридиғанлиғи тәстиқлинип, униңға болған еһтияҗ көпәймәктә. Мундақ түврүкләр көрүкниң тәннәрқини 15 пайизғичә әрзәнлитиш мүмкинчилигини бериду. Әнди Алмута шәһирини безәндүрүш программиси бойичә, кочилар вә тротуарлар үчүн мәхсус бордюр ишләпчиқиришни йолға қоюш үчүн йеңи 50 иш орни ечилип, жил давамида пәқәт Алмута шәһирини аватлаштурушқа молҗаланған 30 000 метр бордюр буйрутма бәргүчигә йәткүзүлди. Ишләпчиқиришни диверсификацияләш заводниң ихтисадий тәрәққиятиниң йәнә бир һәрикәтләндүргүчи күчи болғанлиғи ениқ. 2019-жили АЗМК ҖЧЙ йенида төмүр йол саһаси үчүн немис технологияси асасида төмүр-бетон шпалилирини ишләп чиқиридиған қошумчә кархана ишқа қошулуп, қошумчә 100дин ошуқ иш орни вуҗутқа кәлди. Бу йеңи шпалилар поездниң илдамлиғини саатиға 300 километрға йәткүзүш мүмкинчилигини бериду. Мәһсулат елимизниң ички базирида чоң тәләпкә егә. Мәзкүр заводниң ечилиш тәнтәнисигә Алмутиниң сабиқ һакими Бауыржан Байбек қатнашти. Сөһбитимиз җәриянида баш мудир завод ишчилириниң мааши тоғрилиқму ейтишни унтумиди. Униң сөзичә, 1918-жили Қазақстан Җумһурийити Президентиниң ишчиларниң әмгәк һәққини көпәйтиш бойичә тәшәббусини биринчиләрдин болуп қоллап-қувәтлигән. Йеңи технологияләрни қоллиниш арқилиқ йетиштүрүватқан мәһсулат көләмини көпәйтиш вә бәзи мәһсулатларниң тәннәрқини әрзәнлитиш нәтиҗисидә заводниң барлиқ инженер-техник хадимлириниң вә ишчиларниң айлиқ маашини сезиләрлик дәриҗидә көпәйтиш мүмкинчилиги қолға кәлтүрүлди. Мәсилән, 2018-жили ишчиларниң оттура айлиқ мааши 168 000 тәңгә әтрапида болған болса, өткән жили 207 000 тәңгигә йәтти. Инженер-техник хадимларниң мааши униңдинму жуқури. Шөһрәт Әхмәтҗаноғлиға заводниң иҗтимаий-мәдәний тәрәққиятиниму йеңи балдаққа көтириш мүмкин болди. Баш мудирниң шиари аддий: ишчи заводқа кәлгәндә, у өзини худди өз өйидә жүргәндәк һис қилиши керәк. Униң үчүн илгиридин моҗут болған дукан, медицинилиқ мәркәз, сатрашхана, ашханиға қошумчә үзүш бассейни вә мончиси бар фитнес-мәркәз ишқа қошулди. Шундақла заводниң илғар ишчилири чәт әлләргә туристик сәпәрләр үчүн һәқсиз йолланмиларға егә болуш адәттики көрүнүшкә айлиниватиду. Һәр жили көпбалилиқ аилиләрниң 30дин ошуқ пәрзәнди язлиқ лагерьларда дәм алиду. Шуңлашқа болса керәк, пәқәт өткән жилила АЗМК ҖЧЙ “Тиҗарәтниң иҗтимаий җавапкәрлиги” , “Әң яхши коллективлиқ шәртнамә”, “Кархана хадимлириниң саламәтлигини сақлашқа вә һимайә қилишқа қошқан һәссә” конкурслириниң лауреати аталди. Өткән жилила коллективни иҗтимаий қоллап-қувәтләшкә 60 миллион тәңгә сәрип қилинди. Заводтики турақлиқ билән жуқури иҗтимаий җавапкәрчиликниң йәнә бир көрсәткүчи — карханида 50 жилдин ошуқ вақит җәриянида ишләватқан әмгәк ветеранлиридур. Заводта әйнә шундақ ишлигән ветеранларға машина соға қилиш әнъәниси бар. Өткән жили арматура цехиниң бригадири Г.В. Полянский билән мәзкүр цехниң башлиғи В.Б. Чехонадскийға икки йеник машининиң ачқучи тапшурулди. Карханидики йәнә бир тилға аларлиқ әнъәнә — завод мутәхәссисләрни өзлири тәйярлайду. Бу мәхсәттә рәһбәрлик Алмутидики алий оқуш орунлири вә колледжлар билән йеқин мунасивәт орнитип, студентларниң ишләпчиқириш мәшғулатлирини АЗМКда вә униң йенида тәшкил қилинған чоң-кичик карханиларда өткүзүшни йолға қойди. Көзгә көрүнгән студентлар билән алдин-ала әмгәк шәртнамилири түзилиду. Ишта һәр күни нәтиҗидарлиқ әмгәк қилишниң үлгисини баш мудир Шөһрәт Әхмәтҗаноғлиниң өзи көрситиватқанлиғини ейтип өтүш орунлуқ. Қазақ транспорт вә коммуникация академияси билән Қазақ гуманитарлиқ әдлийә университетини әла баһаларға тамамлиған Шөһрәт Шардинов өткән жили Назарбаев Университети Бизнес-мәктивини әла баһаларға пүтәрди. Топ-менеджерниң бу үлгиси билән маңған мәһкиминиң илғар инженер-техниклири билән технологлири турақлиқ билимини ашуруш курслириға қатнишиватиду. Бу кәлгүсидә қолға кәлтүрүлидиған утуқларниң асасий амили екәнлиги чүшинишлик. Шөһрәт Шардинов җәмийәтлик иш биләнму актив шуғуллиниватиду. У Алмута шәһири һакимийити йенидики Ишчанлиқ кеңишиниң әзаси, өзи рәһбәрлик қиливатқан заводтики Nur Otan партияси башланғуч тәшкилатиниң рәиси, мошу партияниң Түрксиб наһийәлик шөбиси сәясий кеңишиниң әзаси. Қазақстан Җумһурийити Президенти сайлими бойичә Алмута шәһәрлик штабниң әзаси вә Қазақстан Җумһурийити Президентлиғиға намзат Қасым-Жомарт Тоқаевниң Nur Otan партиясидин ишәшлик вәкили болди. Өткән жилниң август ейида “Алмута көрүк конструкциялири заводи” ҖЧЙ үчүн муһим вақиә йүз бәрди. Премьер-министр Асқар Мамин Алмута шәһири вә Алмута вилайитини тәрәққий әткүзүш мәсилилири бойичә кеңәшмә өткүзүп, Шөһрәт Әхмәтҗаноғли рәһбәрлик қиливатқан заводни “йеңилиниш билән тәрәққиятниң йеңи үлгиси” дәп атап көрсәтти. Андин завод мәһсулатлири қоюлған мәхсус көргәзмини зиярәт қилип, дөләт программилириниң орунлиниши вә инновациялик технологияләрни җарий қилишниң җәрияни билән тонушти (сүрәттә). Бу заводқа вә униң ишләмчан коллективиға йеңи сүръәт бәрди. Нәтиҗидә иш үнүми үч һәссә өсүп, жиллиқ план қәрәлидин хелила илгири орунланди. Саһа экспертлириниң пикричә, АЗМКда қолға кәлтүрүлгән мундақ сүръәт риқабәткә қабил диверсификацияләнгән ихтисатни тәшкил қилишқа қаритилған дөләт сәяситини утуқлуқ әмәлгә ашурушниң нәтиҗиси болуп һесаплиниду. Жилни әйнә шундақ утуқлар билән йәкүнлигән “Алмута көрүк конструкциялири заводи” ҖЧЙниң баш мудири Шөһрәт Шардинов елимизниң ихтисадий тәрәққиятиға қошқан чоң һәссиси үчүн ҚҖ Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң Тәбрик хетини елишқа сазавәр болди. Шундақла Алмутиниң тәрәққиятиға қошқан һәссиси үчүн икки мәртә шәһәр һакими Б.Сағынтаевниң Тәшәккүрнамисини алди.  

441 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы