• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қаңтар, 2020

«Радио Уйғурумниң» даириси кәңәйди

Йолдаш МОЛОТОВ, «Уйғур авази» Мәлумки, аммивий әхбарат васитилири ичидә радио әхбарат вә мәлуматларни әң тез тарқитиш иқтидари бар васитә. Радио кәшип қилинғандин буян, инсанийәт тәрәққиятниң йеңи дәриҗисигә көтирилгәнлиги ениқ. Чүнки, әнди әхбаратни пәқәт гезит-журналлар арқилиқла әмәс, шундақла электромагнитлиқ долқунлар ярдими билән адәмниң авази арқилиқ бериш мүмкин болди. Тәкитлаш лазимки, радио тәшвиқат вә тәрғибатниң нәтиҗидар васитиси. Һазир заманивий технологияләрниң тәрәққий етиши түпәйли Интернетта радио пәйда болушқа башлиди. Айрим мәлуматларға қарисақ, һазир дунияда 15 миллиондин ошуқ адәм радиони Интернетта тиңшайдекән. Демәк, униң Интернетта тәрәққий етиш истиқбали зор. Хошал қилидиғини, уйғурларму бу җәрияндин чәттә қалмиди. 2014-жили дәсләпки қетим Интернетта «Радио Уйғурум» радиоси өз ишини башлиди. — Бу радиони ечиштики асасий мәхсәт шуки, уйғур хәлқиниң мәдәнийити, сәнъитини хәлиқара мәйданда тонуштуруш болди, — дәйду униң асасчилириниң бири Рустәм Хәйриев. — Чүнки, мошу кәмгичә чоң әвлатниңму, яшларниңму өз сәнъитини, иҗадийитини хәлиқара дәриҗидә көрситиш имканийити болмиди. Радио ечиш тәшәббусини продюсер, режиссер вә дунияда дәсләпки қетим уйғур тилида рэп орунлиған Рашид Йүсүпов (сүрәттә) көтәрди. Уни атақлиқ композитор, продюсер Адилҗан Җанбақиев вә мән қоллап-қувәтлидуқ. Радиониң музыкилиқ продюсери Илияр Мәшүровқа жүкләнди. Шундақ қилип, «Радио Уйғурум» радиоси дунияға кәлди. Көп өтмәйла мәзкүр радиоға пүткүл дуниядики уйғурларниң қизиқиши ешишқа башлиди. Дунияниң нурғун җайлиридин иллиқ изгү-тиләкләр, тәклипләр чүшти. Биз бу ишимизниң наһайити керәк екәнлигини һис қилдуқ. — Мошу йәрдә тәкитләш лазимки, һазир Интернетта һәрқандақ нахшини тиңшаш имканийити бар. Радиониң һаҗити болмаслиғиму еһтималдин жирақ әмәсқу? — Әлвәттә, Интернетта һәммә нәрсини, шуниң ичидә һәрқандақ нахшини тепишқа болиду. Бирақ уларда бирәр система, нахшиниң муәллиплири, уни орунлиған иҗрачи һәққидә мәлуматлар йоқ. Жуқурида ейтқинимдәк, радио Интернетта болғачқа, дунияниң һәрқандақ дөләтлиридики иҗаткарларни тонуштуруш мүмкинчилиги пәйда болиду. Миллий музыка сәнъитидики йеңилиқлар, тәҗрибиләр, тәрәққияти, йеңи жанрлар, сәнъәткарлар һәққидә мәлуматлар топланди. Радиода тарихий Вәтинимиздики, Қазақстан, Қирғизстан, Өзбәкстан вә башқиму дөләтләрдики тонулған сәнъәткарлар билән бирқатарда яшларниңму иҗадийити кәң тонуштурулди. Биз дәсләп радиониң мобильлиқ қошумчисини ишләп чиқтуқ. Уни аз вақит ичидә 500 миңдин ошуқ адәм янфонлириға қачилавалди. Бу бизни техиму илһамландурди. Әнди биз һәқиқий мәнадики радиоаңлитишларни тәйярлашқа кириштуқ. Сәнъәткарлар билән сөһбәтләр уюштурдуқ, йеңилиқларни берип турдуқ. Йәни, радио һәқиқий рәвиштики радиоға айланди. Униңдин ташқири, биз радио әтрапида һәрхил иҗадий лайиһиләрни әмәлгә ашурушқа башлидуқ. Мәсилән, «Радио Уйғурум гөзили» конкурси уюштурулди, яшлар радио байриғи билән Алмута әтрапидики чоққиларға көтирилди вә башқилар. Қисқа вақит ичидә радиониң аудиторияси кәңәйди. Статистикиға қарисақ, тәвлүгигә радиони үч-бәш миң адәм турақлиқ рәвиштә тиңшап турди. Радио шундақла уйғур сәнъәткарлириниң алақә бағлаш мәйданиға айланди. Атақлиқ иҗаткарлар Абдулла Абдуреһим, Аблаҗан Авут вә башқиларниң радиомиз һәққидә ейтқан иллиқ пикирлирини мәмнунийәт билән тәкитлигүм келиду. — Радиониң һазирқи әһвали қандақ? — Радио өз қелипида ишләватиду. Мошу вақит ичидә һәмкарлиқ тоғрилиқ нурғун тәклипләр чүшкән еди. Биз мәслиһәтлишип, «Радио Уйғурум» лайиһисини сетиветиш қарариға кәлдуқ. Бу лайиһини Европида тиркәлгән чоң ширкәт сетивалди. Ширкәтниң һазирқи егилири — Европида яшаватқан уйғурлар. Улар радиониң даирисини кәңәйтиш бойичә ениқ стратегия тәйярлиди. Радиони икки-үч жил ичидә йеңи сүпәтлик дәриҗигә көтиришни мәхсәт қиливатиду. Лайиһини сетиветишимизниң сәвәви, кейинки вақитларда ишлиримизниң көпийип кетишигә бағлиқ бизгә радио билән җиддий шуғуллинишқа вақтимиз йәтмәйватиду. Шуңлашқа радиониң тәрәққияти тохтап қелиш ховупи пәйда болди. Шу сәвәптин жуқуридики қарарға кәлдуқ. Бу йәрдә «радиониң йөнилиши өзгирәмду? Әмгигиңларға өкүнмәмсиләр?» дегән соалларниң пәйда болуши мүмкин. Лайиһини сетивалған шериклиримизниң ейтишичә, радиониң йөнилиши өзгәрмәйду. Сәнъәткарлар өз иҗадийитини илгәркидәкла радио арқилиқ намайиш қилиш пурситигә егә болиду. Улар тәйярлиған концепциягә мувапиқ, келәчәктә иҗаткарларға һәқ төләшму көздә тутулуватиду. Әлвәттә, биздә һечбир өкүнүш йоқ. Раст, радиони мошу дәриҗигә йәткүзүш үчүн нурғун әмгәк қилдуқ, мәлум дәриҗидә мәбләғ салдуқ. Әмгигимизниң мевисиниму көрдуқ. Әндики новәттә радиониң дәриҗисини техиму жуқури көтириш пурсити бар. Демәк, буниңға пәқәт хошал болуш керәк. «Радио Уйғурумниң» дәсләпки муәллиплири биз болуп қалимиз, униң Қазақстанда пәйда болғанлиғиниму һечким инкар қилалмайду.

493 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы