• "Рухани жаңғыру"
  • 29 Қаңтар, 2020

Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғу билик» диний-пәлсәпәвий трактати

(Әдип тәвәллудиниң 1000 жиллиғиға даир) Йүсүп Хас Һаҗип миллий классик әдәбиятимизниң асасчиси, тәңдиши кам мутәпәккүр, тәкрарланмас талант егиси, дөләт әрбаби һәм сөз сәнъитиниң пешивасидур. У ислам муһитидики пасаһәтлик бәдиий ғәзнә-дурданилиримизниң саһиби. Аллегориялик (җанландуруш) әдәбий услубиниң үлгисини бәрпа қилған бүйүк әдип. Уйғур мәдәнийитимизниң алтун ғәзниси болған «Қутадғу билик» диний-пәлсәпәвий шеирий трактатиниң муәллипи. Бүгүнки күндә бу әсәр әдипниң һаяти вә иҗадий паалийити һәққидә мәлумат беридиған йеганә мәнбә. Мутәпәккүр, бүйүк алим Махмут Қәшқәрий охшашла, өз заманисиниң асаслиқ илим-пәнлирини әтраплиқ үгәнгән, әрәп-парс тиллирини мукәммәл билгән вә өзигә упримас һәйкәл яритип кәткән сима. Йүсүп Хас Һаҗип миллий әдәбиятимизниң тәрәққиятини йеңи исламий пәллигә көтирипла қалмай, бәлки һаят маһийитини, шу дәвирниң иҗтимаий-сәясий, роһий-мәнивий тәләп еһтияҗлирини, илим-пән тәрәққиятини, урпи-адәт вә әнъәнилирини, турмуш тәризи-қәдрийәтлирини тонуп билиш бойичә қамусий әсәр яратқан шәхс. «Қутадғу билик» бәдиий қиммити бойичә парс әдәбиятиниң улуқ нәмуниси «Шахнамә» (Фердәвси) билән баравәрдур. Тәкитләймизки, «Қутадғу билик» ХІ әсир сөз сәнъитиниң надир нәмуниси болуп, шу дәвирдики иҗтимаий-сәясий, мәнивий-роһий мәсилиләр шеирий тәлимат сүпитидә тәһлил қилинған. Униңдин биз түркий хәлиқләрниң илим-пәни, мәдәнийити, әдәбияти, тарихи, урпи-адәт вә турмуш әнъәнилириниң наһайити тәпсилий берилгәнлигини көримиз. Шаир өзиниң әсәрини шу чағдики Қараханийлар һөкүмрани Тавғач Буғраханға тәғдим қилған. Буғрахан шаирни тәғдирләп, униңға «Хас Һаҗип» («Ишик ағиси») дегән шәрәплик унванни бәргән. Әйнә шуниңдин кейин у «Йүсүп Хас Һаҗип» нами билән мәшһур болған. Бүгүнки күндә шаирниң Қәшқәрдики мәқбәриси илим вә иҗадийәт әһли үчүн муқәддәс зиярәт орниға айланған. «Қутадғу билик» дастаниниң идеявий мәзмуни вә бәдиий концепцияси өзгичә. Йүсүп Хас Һаҗип өзиниң қамусий әсәридә һаятниң вақитлиқ маһийәткә егә, аләмниң өтнә екәнлигини вә шу сәвәптин униң һәрдайим өзгирип туридиғанлиғини һәм шундақла өчмәс чүшәнчә-қәдрийәтләрниң бар екәнлигини шеирий бәйтләр билән баян қилған. Шуңлашқа шаир иҗтимаий турмуш билән тәбиәтни инсанниң ички дуниясиға мунасивәтлик қиммәт-гөзәл қарашлар асасида һәққаний тонушниң муһимлиғини алаһидә тәкитлигән. Чүнки бу тәлиматлар беваситә җәмийәтлик турмушни тәртипкә селиш, кишиләрниң иттипақ-өмлүгини мустәһкәмләш үчүн бебаһа әһмийәткә егә. «Қутадғу биликтики» әң муһим идея һәм чүшәнчә у «турақлиқ» вә «турақсиз» һадисиләрниң мәзмунини тонуп-билиштур. Әдип мәвҗудатлиқтики «вақитлиқ» һадисиләргә тохтилип келип, униң мәңгүлүккә хас сирини аллегориялик (селиштурма шәклидә йопутуп ейтиш) шәкилдә ашкарилиған. Мәзкүр пәлсәпәвий еқидә Күнтуғди обризида очуқ намайән болиду. Күнтуғди күнгә охшаш өз шәклини бирхиллиқта тутиду, айдәк өзгирип турмайду. У һәрдайим пүтүн. Шуңлашқа у һәрдайим нурини бирдәк тәкши чачиду. Бу хусусийити билән – у мәңгү. Бу Күнтуғди обризиниң мәркизий идеяси, мәзмун-маһийити. Шуңлашқа әдип Күнтуғдини адаләтлик рәмзигә қияслиған. Чүнки адаләтлик күнгә охшаш өзгәрмәйдиған хусусийәткә егә болуши керәк. У күнниң нури кәби һәммә инсанларға тәкши чечилиши шәрт. Падиша тәрипидин бәкитилгән қанун билән адаләтликму әйнә шундақ сүпәткә егә. Бу һәрқандақ һөкүмранлиқниң бирдин-бир тәливи. Шу чағдила дөләт түзүми тәртипкә келиду, уни идарә қилиш иш-тәләплири рәтлиниду. Җәмийәттә течлиқ, хатирҗәмлик һөкүм сүриду. «Қутадғу биликтики» «вақитлиқ» һадисиләргә тохтилидиған болсақ, әсәрдә бу дуния маһийитиниң турақсиз, өткүнчи, өзгиришчан, йәни униң бевапа, шәпқәтсиз екәнлиги баян қилиниду. Буни әдип Айтолди обризида йәкүнләйду. Һаяттики вақитлиқ һадисиләр айға қияс қилинған. Сәвәви, ай күнгә охшимайду, бирхил әмәс вә өзгирип туриду. Нурини һәм бирдәк чачмайду. Әйнә шундақ турақсиз, өзгиришкә майил һадисиләр қатарида – һаят, җәмийәт, дөләт вә бәхит чүшәнчилири атап өтүлиду. Шаирниң пикричә, җәмийәт билән дөләт өзгирип туриду, шуңлашқа униң сири бирхиллиқтин хали. Һаятму мәңгү әмәс, бәхитму шундақ. Бу уқумларниң асаси вә мәнаси турақсиздур. Шуңлашқа бу һадисиләр Айтолди обризиға мәркәзләшкән. Тәкитләймизки, күн билән селиштурғанда, ай өзгирип туриду. Шаирниң пикричә, толун айниң вақти өтүп кәтсә, өз көркидин кетип, сөлитини йоқитиду. Шуңлашқа Йүсүп Хас Һаҗип Айтолдини бәхит обризиға қияс қилған. Дөләт вә бәхит чүшәнчилири өзара уйғун. Улар вақитлиқниң рәмзи. Өмүрниң ахирқи нәпәси өлүм билән аяқлашқачқа, җәмийәт тәрәққиятини турақсиз һаләткә кәлтүрүп туриду. Бәхит әйнә шундақ беқарар һадисә. У бирдә бар болса, бирдә йоқап кетиду. Униң тәбиити қолниң киригә охшайду. Әдипниң пикричә, бәхитниң йәнә бир аламити – у ғапиллиқ, йәни бепәрвалиқ билән бағлиқ. Бәхит қойнида яшиған инсан күнләрниң күнидә бешиға кәлгән еғирчилиқни көтирәлмәй қелиши еһтимал. «Қосиғи тоқ ишт овға яримайду», дәйду әдип. Семизлиққа мәһкүм адәм әтики күнни унтуп қелишқа қадир яки у бу һәққидә аз ойлайду. Һорунлуққа адәтлиниду. Демәк, әдип үчүн җәмийәт, дөләт, бәхит чүшәнчилири биртуташ вә мәнадаш. Улар турақлиқ һадисиләргә зит нәрсиләрдур. Тәкитләймизки, буларниң һәммиси инсан һаятиниң қисқилиғи вә өлүмниң бәрқарарлиғи билән беваситә мунасивәтликтур. Инсанниң һаяти тәбиәткә охшаш өзгирип туриду. Қиш кәтсә, яз келиду. Йәр җаһан көкләйду. Вақит өтүп йопурмақлар сарғийип, ғазаң болиду. Улар йәргә чүшүп, йоқап кетиду. Адәмниң һаяти шундақ. Уму айдәк толуп, көкләйду, амма қериғанда йәнә шу йерим ай кәби, солиду. Бәхит һәм дөләтни қәлби ойғақ, зерәк вә адаләтликни нишанлиған адәмләрла қолда тутуп туруши мүмкин. Бу қараш Күнтуғди билән Айтолдиниң арисидики сөһбәттә ениқ өз ипадисини тапиду. Айтолди инсан тәғдириниң өзгиришчанлиғи һәққидә тохтилип, өлүм хислити һәққидә оғли Өгдүлмишкә әтраплиқ чүшәнчә бериду. Өлүм җәмийәт һаятидиму беваситә тәсир қозғайду, һәтта уни өзгәртиветишиму еһтимал. Өлүмниң йәнә башқа бир әстәрлик мәнаси бар. Униң синоними – әқил һәм ой. Әқиллик инсан өлүмни һечқачан әстин чиқармайду. Өтнә аләмдә яшаватқанлиғини әсла унтумайду. Қерилиқ – бечарилиқниң аламити. Мал-дуниясиму униңға әсқатмайду. Байлиқ топлаш биләнла яшиған киши әйнә шу бечарилиққа тутқун. Бу әнсизчиликниң ишарити. Бу түркүмдики инсанлар бәхит қойнида яшиғандәк қилғини билән, у дунияниң әйивини қәлбигә сиңдүрүвалған болиду. Демәк, Йүсүп Хас Һаҗип үчүн әң муһим муамма – әлгә хизмәт қилиш. Буни у «тапуғ» дәп атайду. Җәмийәттики барлиқ инсанлар, уларниң чоң-кичиклигигә яки бай-гадайлиғиға қаримай, хизмәткә тәйяр болуши керәк. Бу еқидә һәрбир адәм үчүн бүйүк хисләткә айлиниши лазим. Падишаниң хизмити болса, у техиму улуқ! Чүнки у өз елигә, болупму яратқучи Қутқа (Аллаға, худаға дегән мәнада) хизмәт қилған болиду. Униң тапуғи әл вә қут алдидики җавапкәрчилиги билән өлчиниду. Демәк, Йүсүп Хас Һаҗипниң сөзи билән ейтқанда, һаят турақлиқ (мәңгү) вә турақсиз (вақитлиқ) һадисиләрдин тәркип тапқан. Бу униң әң муһим қанунийити һәм сири. Уни һәммә инсан тоғра чүшиниши шәрт. Йүсүп Хас Һаҗип җәмийәтниң турақсизлиқ маһийитигә алаһидә тохтилиду. Бу муһим нуқта Өгдилмиш билән Одғурмиш сөһбити давамида рошән гәвдилиниду. Күнләрниң биридә Күнтуғди Өгдилмишкә өз падишалиғиниң пак нийәтлик инсанларға муһтаҗ екәнлигини баян қилиду. Өгдилмиш униңға җәмийәтни ташлап кетип қелип, тағ етигидә йеганә яшаватқан Одғурмиш атлиқ қериндишиниң бар екәнлигидин вақип қилиду. Падиша һәйран болуп, немә үчүн бу зат адәмләр билән биллә өмүр сүрмәй, бәлки тәркидуниячилиққа берилип яшаватқанлиғи һәққидә тәптишләп сорайду һәм униң җәмийәткә йенип келишини өтүнүп, Өгдилмишкә җекиләйду. Өгдилмиш Одғурмишниң йениға келип, падишаниң хетини тапшуриду. Амма Одғурмиш тәбиәттә йеганә өмүр сүрүш, униң күндилик етиқатиға, еңиға мувапиқлиғини чүшәндүрүп, җәмийәткә бармайдиғанлиғини ейтиду. У падишаниң өтүнүшини рәт қилиду. Өгдилмиш һәйран болуп, бу қарариниң сәвәвини сорайду. Одғурмиш қериндишиға җәмийәтниң үч әйивиниң бар екәнлигини ейтип бериду. Бу әйипләр адәмниң аң-сәвийәсигә сәлбий тәсирини йәткүзиду. Униң пикричә, җәмийәт – гунакарлар яшайдиған макан. Адәмләр әлмисақтин тартип бу гуналардин қутулалмай аварә болушиду, бәлки улар билән чирмишип-бағлинип яшайду. Чүнки җәмийәттә үч хил ләззәт-һәвәс һөкүм сүрүп туриду. Униң биринчиси – қосақ-қерин һәвәс-ләззити (буниңға һәвәс бағлиғанлар ачкөз, тоймас ағриғиға гириптар болиду), иккинчиси – ишқ-көңүл һәвәс ләззити (әр-аял мунасивәтлиригила һәвәс бағлиғанлар, җәмийәт әхлақиниң бузулушиға йол ачиду), үчинчиси – тирикчиликкә аит һәвәс (буниңдин келип чиққан байлиқ вә бийлик ләззитигә амрақ кишиләрдин хәтәр бәкму чоң). Қанчә вақит, қанчә дәвирләр өтсиму адәмләр җәмийәттики бу үч хил ләззәттин задила қутулалмай келиватқанлиғини, шуңлашқа улардин ваз кечәлмәйдиғанлиғини әслитип өтиду. Одғурмишниң тәкитлишичә, бу – җәмийәтниң сақаймас ағриғи. Шуңлашқа у бир әвлаттин иккинчи әвлатқа жуқуп туриду. Шу сәвәптин у адәмләрниң бу тилға елиниватқан мәнпийәтләрдин кечәләйдиғанлиғиға көзиниң йәтмәйдиғанлиғини ениқ ейтиду. Өгдилмиш бу хил җәмийәт әйиплириниң маһийитини чүшәндүрүп беришни сорайду. Одғурмиш немә сәвәптин қосақ-қерин ләззитиниң ховупидин әнсирәйдиғанлиғини һәртәрәплимә чүшәндүриду. Бу һәвәс-ләззәткә берилгән инсанларда ачкөзлүк аламәтлириниң тәбиий қозғилидиғанлиғини, униң сәвәвидин инсан мүҗәзидә айрим нуқсанларниң пәйда болидиғанлиғини һәм уларниң алди елинмиса, у чағда бу илләтләр инсанларниң мәпкүрисини қаплап, бузуветидиғанлиғини қәйт қилиду. Ачкөзлүкниң башқа мәнаси – қизғиниш вә һәсәт. Бу көңли тоқ кишиләрниң иши әмәс. Одғурмиш көзи тоймаслиққа муптила болған кишиләрдин умумхәлиққә һечбир пайдисиниң тәгмәйдиғанлиғини вә униңдин җәмийәтниң ронақ тапмайдиғанлиғини алаһидә тәкитләйду. Униң пикричә, бу ләззәт җәмийәт әхлақиға аит гөзәл қарашларни суслаштуриду һәм чирикләштүриду, яхши нийәтлик кишиләрни әнсиритиду вә уларниң хатирҗәмлигигә дәхил йәткүзиду. Униң зийинидин көплигән әвлатларниң аң-сәвийәси зәйиплиниду. Одғурмиш бу һәвәс-ләззәтниң дәрдидин җәмийәт әхлақиниң бузулуп, қанчиму инсанларниң пак еқидиси билән виждан-номуси йәр билән йәксән қилинғанлиғини ейтип бериду. Одғурмишниң пикричә, буниңдин қалса, иккинчи ләззәт-һәвәсниңму, йәни әр-аял мунасивәтлиридин келип чиқидиған мәнпийәт-гуналарниң җәмийәткә болған ховуп-хәтәри йетәрликтур. Бу әйип-ишрәттин тарихта көплигән тәғдир вә қанчилигән җәмийәтниң (дөләтләр) вәйран болғанлиғи қәйт қилинған. Бу гуна-әйипниң мәнасиму йәнә шу қизғиниш билән һәсәткә берип тирилиду. Башқичә ейтқанда, бу – җәмийәтлик аң-сәвийәгә чүшкән күйә. Туғулған бала әхлақлиқ өсүп йетилсә – өзара яхши, амма у бала әмәс, бир балаға айланса – иш чатақ. Әр вә аял арисида сий-һая вә ишәнчә-һөрмәт йоқалса, ундақ җәмийәт узаққа бармай, бәрбат болиду. Одғурмишниң ейтишичә, җәмийәтниң үчинчи әйиви – у тирикчилик ләззити билән беваситә мунасивәтлик. Бу ләззәткә берилгән адәмләрниң күни байлиқ топлаш билән өтиду. Байлиқ топлиған кишидә һөкүмран-һакимлиқ, бийликкә вә өзәмчиликкә болған интилиш-һәвәс күчийиду. Бийликкә интилған кишидә өзини бәкму яхши көрүш һиссиятлири вә шәхсийәтчилиги күчийип кетиду. Буму инсан мейисигә чүшкән бир қуруттур. Йүсүп Хас Һаҗип Одғурмишниң бу һаяттин һечнәрсини тәләп қилмиғанлиғи үчүн униңға “Қанаәт” дәп нам бериду. Өгдилмиш Одғурмишниң бу ейтқанлирини толуқ қобул қилалмайду. Чүнки инсанлар Одғурмиш охшаш җәмийәттин безип кетидиған болса, у чағда инсан нәсли йоқайду. Әвлат қалдуруш – бу һәрқандақ инсанниң борчи вә иқбал асаси. Инсан ач қалса, униңдин келидиған яхшилиқму аз. “У чағда өмүрниң немә мәнаси қалиду?”, дәп қадилиду Одғурмишниң көзигә у. Демәк, инсанларда җәмийәтниң бу хил үч һәвәс-ләззитигә қарши туридиған нәпс чүшәнчисини йетилдүрүлсә, у чағда улар һалал вә һарамниң мәнасиға тоғра йетәләйду. Демәк, инсанлар үчүн өз нәпсигә егә болуш – әң муһим қәдрийәтләрниң биридур. Өз нәпсигә өзи егә болалмайдиған һәм егә болушқа тиришмайдиған инсанлардин келидиған хәтәр яман. Өгдилмишниң пикричә, әл ғеми билән яшиған адәм, униң бай яки гадай болушидин қәтъий нәзәр, һечқачан нәпси аваригәрчиликләргә берилмәйду. Көпчиликниң дәрди билән хошаллиғиға ортақ өмүр сүриду. Демәк, әң бүйүк вә гөзәл чүшәнчә – у әл ғеми вә тәғдири билән яшаш. Шу сәвәптин Йүсүп Хас Һаҗип Өгдилмишкә “әқил” дегән уқумни бериду. Һаятқа болған қанаәт һәргизму униң әвзәлликлиридин толуқ ваз кечиш әмәс, бәлки қәлбидики қанаәт-шүкричилик һиссият-еқидилирини ойғитиш билән бағлиқ. Демәк, Йүсүп Хас Һаҗипниң сөзи билән ейтқанда, әқил вә адаләт чүшәнчилириниң маһийити өзгиришсиз, йәни турақлиқтур. Бу чүшәнчиләргә яндашқан җәмийәт гүллиниду вә һәртәрәплимә риваҗлиниду. «Қутадғу билик» дастанидики бәдиий вә аллегориялик образларниң маһийити алаһидә. Дастанниң төрт ләвзи – идеявий рәмзлик һули бар. Улар аллегориялик услубта изаһлиниду. Биринчи. Адаләтлик ләвзә-һули (униң җәмийәттики асаси – қанун). Әдип адил қанунниң өзгәрмәйдиған хусусийитини күнгә қияслаш үчүн падишаға (еликкә) “Күнтуғди” дәп нам бәргән. Иккинчи. Дөләт ләвзә-һули (бәхит охшаш өткүнчи мәнасида). Шуңлашқа әдип уни айға охшитип, вәзирниң исмини “Айтолди” дәп қойған. Үчинчи. Әқил ләвзә-һули (турақлиқ пүтүнлүк еқидә уқуми). Буни ипадә қилиш үчүн вәзирниң оғлини “Өгдилмиш” дәп атиған. Төртинчи. Қанаәт ләвзә-һули (бу турақсизлиқ рәмзи). Мәзкүр аллегориялик образни муқумлаштуруш үчүн “Одғурмиш” дәп ат қоюп, вәзирниң қериндиши сүпитидә изаһлиған. Йүсүп Хас Һаҗип елик Күнтуғдини адил қанунға охшитип, уни “бесилған тамға-мөр” дәп чүшәнгән. Шуңлашқа елик өзи йетәкчилик («тапуғлуқ») қиливатқан дөләткә өзи көйүнүп, қанунға әмәл қилмиса қәтъий болмайдиғанлиғини җиддий тәкитләйду. Адаләтлик һөкүм сүргән җәмийәттә течлиқ, хуш кәйпият бәрпа болиду, дәйду. Адил қанун – елик Күнтуғди үчүн җәмийәт вә яратқучи арисидики бүйүк әмәл. Шаһниң қәдир-қиммити җәмийәтни адил қанунға мувапиқ башқуруши билән беваситә мунасивәтлик. Буниң үчүн шаир VІ әсирдә падишалиқ қилған мәшһур Хусрав Ануширван І дәврини мисалға алиду. Бу шаһниң дәври тарихта адаләтлик «Алтун әсир» дегән нам алған. Қилурмән адаләт билән һәл ишин, Айримасмән бәг вә қул дәп һеч кишин. ...Қанунни түз яхши қанун түзгүчи, Яман түзсә болур тирик өлгүчи. Яман түзмә қанунни, бәк яхши түз, Күнүң яхши болған вә бәхтиңму уз. Адил қанун көккә бир түврүк ерур, Бузулса қанун асман йиқилур. Гәрчә қайси бәг хәлиққә қанун бәрмисә, Хәлқин күзәтмәй йегәнләр йесә. Бузулуп ели, у хәлиққә чачар от, Бу бәглик һули болғай шәксиз набут. Зулум – от, йеқинлашса у көйдүрәр, Қанун – су, у ақса, немәтләр үнәр. Тәкитләймизки, әдип җәмийәтни адаләтлик башқуруш мәсилилиригә шу дәвирдики адәмләрниң диққитини тартқан. Һәрқандақ бәг қанун вә тәртипкә риайә қилмиса мәмликәт, җәмийәт вә әлниң гумран болидиғанлиғини агаһландурған. Җәмийәт ичрә адаләтсизлик һөкүм сүрсә, у чағда инсанлар арисидики иттипақлиқ, бирлик вә меһриванлиқ йоқилиду. Әйнә шуниң ақивитидә турақсизлиқ пәйда болиду. Әсәрдики вәзир Айтолди обризиниң мәнасини тоғра изаһлашни тәләп қилиду. «Қутадғу биликтә» вәзир Айтолдиниң рәмзлик һули – дөләт уқумидур (бәхит охшаш өткүнчи мәнасида). Айтолди Көсәмиш исимлиқ достиниң ярдими түпәйли, Күнтуғдиға хизмәткә келиду. Шаһ униң тәқвадар, билимлик киши екәнлигигә көзи йетип, вәзир қилип сайлайду. У чоң лавазимға сайланғандин кейин адәмләр ғәмсиз, паравән яшайду, җәмийәт гүллиниду. Бир күни елик Күнтуғди уни өзиниң һозуриға чақириду. Айтолди ишиктин кирипла, ғәлити бир қилиқларни қилишқа башлайду. Дәсләп бәг уни қучақлимақчи болғанда, у үз өрүп, тәтүр қаравалиду. Елик униңға орун көрситиду, амма Айтолди уни рәт қилип, ишик босуғисидики бир дүгләк топниң үстигә олтиривалиду. Уни аз дегәндәк, айиғини көрситиду. Бәгниң наһайити аччиғи келиду. Бу ишларниң сәвәвини сорайду. Әгәрдә җавап берәлмисә, қени билән өз гунайини жуйидиғанлиғини әскәртиду. Айтолди наһайити еғир-бесиқлиқ билән еликкә җавап қайтуриду. У өзиниң Айға охшайдиғанлиғини әскәртип, у толған заман, қайтидин кичикләйдиғанлиғини, тәбиитиниң турақсиз екәнлигини еһтиятчанлиқ билән чүшәндүриду. Ай күнгә охшимайдиғанлиғини вә өзиниң пүтүнлүгини йоқитип қойидиғанлиғини һәрхил мисаллар билән изаһлайду. Айтолди падишаға: «Сиз мени қучақлимақчи болғиңизда, мән үз өрүвалдим. Мениң пәйлим өзгиришчан демәкчи едим, Сиз йәнә маңа орун бәрдиңиз. Мән бу һаятта маңа орун йоқ демәкчи едим. Дүгләк топниң үстигә олтиришимниң сәвәви – у немишкә домулар? – дәп Сиздин соримақчи едим. Мениң маһийитим дөләт, йәни бәхиттур. Һә, улар әйнә шу топқа охшаш домулайду, шуни уқтурай демәкчидим. Чүнки уларниң мәнаси турақсиз. Мән толун айға охшидим. Маңа вақит йәтти, қеридим, мени әнди өлүм күтүп туриду. Өлүм – у шәпқәтсиз. Өлгәнләр кетур, туғулғанлар – қалур, кона нәрсини өз вақтида йеңилаш керәктур, демәкчи едим», дәп тәпсилий чүшәндүриду. Әнди Айтолди билән униң оғли Өгдилмиш арисидики сөһбәт өлүмниң мәзмуни һәққидә болиду. Вақит өтүп Айтолди вапат болиду, елик униң орниға Өгдилмишни вәзир қилип сайлайду. Өгдилмиш вә Одғурмиш образлириниңму аллегориялик ләвзә-һули рәмзлик характергә егә. Йүсүп Хас Һаҗип бу образлар арқилиқ өз заманисидики сопилиқ чүшәнчиләргә хатимә бәргән. Һәр икки кишиниң рәмзлик мәнасиға қарап шаир үчүн қайси сопилиқ қарашларниң җәмийәт тәрәққиятиға пайдилиқ екәнлигини чүшинимиз. Шаир яшиған дәвирдә сопилиқ еқимлар асасән иккигә бөлүнүп кәткән еди. Солчи тәсәввуф-сопилиққа яндашқан Одғурмиш охшаш тәқвадар кишиләр: «Җәмийәт бу гунакарлар яшайдиған җай, шуңлашқа инсан әхлақи бу йәрдә һечқачан түзәлмәйду», дәп уни ташлап чиқип кетишкә үндигән, һәрдайим сәпәргә атлинип, тәбиәттә ялғуз яшашни тәрғип қилған. Одғурмишму җәмийәтни ташлап чиқип, егиз тағниң ичидә яшиған. «Тағ – итаәт қилишқа ярайдиған әң муқәддәс җай», дәп чүшәнгән. Әнди оңчи тәсәввуф-сопилиққа яндашқан Өгдилмиш охшаш тәқвадар кишиләр: «Җәмийәтниму хилвәтгаһ сүпитидә тонуған шәхсләр әл ғемидә тәнһа яшашни билиду. Шу чағда җәмийәтниң нәпс-гуналири жуюлиду. Инсанларни өз нәпсигә егә болушқа вә уни һәрдайим өз ғайисидә чиң-мәһкәм тутувелишқа үгитиш керәк. Уларға неканиң бузулуши, қелиплашқан вә тәртипкә чүшкән турмуш әхлақий ғайилирини вәйран қиливетидиған вәзийәтни кәлтүрүп чиқиридиғанлиғи, шуңлашқа униңға йол қоюшқа болмайдиғанлиғини агаһландуруш керәк. «Байлиқ-ғәзнә «қолниң кири» екәнлигиниму инсанларға чүшәндүрүп қоюш муһим. Әйнә шу чағдила җәмийәт тазилиниду. Бағлар көкләйду, гүлләр ечилиду. Инсанлар хошал-хорам өмүр сүриду», дәп чүшәнгән. Йүсүп Хас Һаҗип бу иҗтимаий-мәдәний һадисиниң һулини ениқлап, өз қәһриманиға Әқил, йәни “Өгдилмиш” дәп нам бәргән. Шу сәвәптин Әқил – мәңгү вә өзгәрмәйдиған хусусийәткә егә. Әнди җәмийәттин ваз кечип, тәркидуниячилиқни тәрғип қилған Одғурмиш әсәрниң ахирида вапат болиду. Шаир буни вақитлиқ һадисә дәп тонуп, һаятниң өзгиридиғанлиғидин учур бериду. Мана бу еқидә-етиқатниң мәзмуниға қарап, биз Йүсүп Хас Һаҗипни түркий әдәбиятта тунҗа қетим «алий шәһәр» етиқат-тәлиматиниң асасини салғучи алим сүпитидә тонуймиз. «Қутадғу билик» – китапниң нами вә жанри һәққидики пикирләрму һәр хил. Әзәрбәйҗан алими Рамиз Әскерниң пикричә, бүгүнки күнгә қәдәр бәш миңға йеқин тәтқиқат елан қилинип, көплигән методология-услубий яндишишлар пәйда болғанлиғи үчүн бир-биригә зит қарашларму йүз бәрди. Әйнә шундақ нуқтилиқ қарашларниң бири әсәрниң нами билән зич бағлиқ. Уйғур алимлири «Қутадғу биликниң» намини әйнә петичә берип кәлди. Өзбәк, қазақ, қирғиз вә башқа түркий тиллиқ әдәбиятларда тәрҗимә яки йерим тәрҗимә қилинди. Уларда «бәхит» сөзигә алаһидә орун берилди. Рус тилида болса, «Наука быть счастливым» или «Благодатное знание» дәп елинған. Мавзулиридин көрүнүп туридуки, Кеңәш дәвридә Йүсүп Хас Һаҗипниң әмгиги пәқәт дидактикилиқ әсәр сүпитидә изаһланған, халас. Бу концепция бойичә «Қутадғу билик» әхлаққа йетиләйдиған адәттики нәмунә сүпитидә баһалинип, дуниявий миқиястики бүйүк иҗадийәтләр қатарида дегилик тәшвиқ қилинмиди һәм рус тилидики дәрисликләрдин дегилик дәриҗидә орун елинмиди. Әсәрниң умумий нәшир-нусхилириму китапханларни қанаәтләндүрәлмәй кәлди. Дәрһәқиқәт, әсәрни «бәхиткә ериштүргүчи билим» сүпитидә қобул қилиш, әмәлиятта униң утопиялик маһийәткә җуғланғанлиғини етирап қилиш билән йәкүнлинәтти, халас. Амма Кеңәш Иттипақи бәрбат болуп, «Қутадғу биликкә» болған қизиқиш кәскин күчәйди. Шу түпәйли әсәрни йеңичә шәрһиләш овҗ алди. Алимларниң бесим көпчилиги Йүсүп Хас Һаҗипниң «дөләтни башқуруш» идеяси билән яшиғанлиғини қәйт қилишқа башлиди. Бүгүнки таңда әсәрни шу йөнилиштә, йәни «дөләтни башқуруш» концепцияси асасида изаһлайдиған тәтқиқатлар көпәймәктә. Өз вақтида алимлар әсәрниң антикилиқ «перипатизм» (байлиқниң түви хорлуқ ғайиси) билән зич мунасивәтлик екәнлигини испатлашқа урунған. Бәзилири конфуциан, несториан, будда динлириниң беваситә тәсириниң барлиғини көрситип өткән. Бәзилири болса, маний дининиң тәсириниму һечбир иккиләнмәй испатлашқа тиришқан. Шу сәвәптин «Қутадғу биликниң» универсал маһийәткә егә екәнлиги оттуриға чиққан. Амма буларға қаримай, бәзи тәтқиқатларда Йүсүп Хас Һаҗипниң «турмуш турақсизлиғи», «өтнә аләм» вә оттура әсир шәриқ әдәбиятидин сиңгән «алий шәһәр етиқати» еқидилиригә вә мусулман шәриқниң ойғиниш дәври билән зич бағлиқ екәнлигигә даир издинишләр көп болмиди. Униң үстигә дуния әдәбиятида қедимий Қәшқәрниң түрк-ислам мәдәнийәт ойғинишидики мәшһур роли қанаәтлинәрлик дәриҗидә тәтқиқат қилинмиди. Илим әһли билидуки, Х әсирдә Қәшқәрниң өзидә наһайити икки чоң мәдрисә (шу чағлардики Оттура Азиядики йеганә университет қатарида) қизғин мәдәний паалийәт елип барған еди. У чағларда Қәшқәр илим-пәнгә вә иҗадийәткә қизиққан кишиләр үчүн зор дәриҗидики мәдәний мәркәзгә айланған. Демәк, көплигән яндишишлар дәвир тәләплиригә анчә уйғун келивәрмигән. Шуңлашқа биз қәйт қиливатқан пикирләр иккинчи дәриҗидики мәсилиләр даирисидин чиқмиди. Бу муәммаларниң түви-тәкти әсәрниң атилишидин келип чиққан чүшәнчиләргә беваситә бағлиқ еди. Алимлар «Қутадғу биликтики» «билик» сөзигә артуқчә әһмийәт берип, «Қутадғу» сөзини иккинчи орунға чүширип қойди. Шуңлашқа илим әһли «бәхит-саадәткә ериштүргүчи билим» дәп тәрғибат қилип кәлди. Бу Йүсүп Хас Һаҗипниң чүшәнчилиригә толуқ җавап берәлмәтти, әлвәттә. Сәвәви, әдип үчүн «бәхит», «дөләт» уқумлири, биз башта тәкитләп өткәндәк, вақитлиқниң вә турақсизлиқниң бәлгүси сүпитидә тонулғачқа, улар тәбир елишниң муәммаси сүпитидә тәшвиқ қилинған. Униң үстигә тәтқиқатчилар «қут-бәхит» сөзиниң антиномиялик мәнасини ечишқа қизиқмиди, йәни униң «бәхитсизлик» уқумидиму учришидиғанлиғини етиварға елип, әсәрни шәрһиләшкә тиришмиди. Мәсилән, «қутраш», «қутратқулуқ қилиш», «қутриған», «қутқар» қатарлиқ сөзләрму бәхитсизликтин ишарә берип, һәтта хәтәрлик билән тәһдитликниң ипадисини билдүридиғанлиғи инавәткә елинмиди. Инавәткә елинсиму, униңға дегилик дәриҗидә нәзәр қоюлуп, шәрһиләнмиди. Бизниң пикримизчә, «Қут» иккилик уқумниң бирлиги сүпитидә мәйданға чиқиши лазим еди. Шу нәрсигә диққәт қилишқа тоғра келидуки, әсәрниң жанрлиқ маһийитини чүшиништә «Қутадғу» сөзиниң томурини үгиниш наһайити зор әһмийәткә егә. Шуңлашқа та бүгүнки күнгә қәдәр бу мәсилә көплигән алимларни ойландуруп, бәс-муназириниң күчийишигә сәвәп болмақта. Бәзи алимлар мәзкүр сөзни иккигә бөлүп қарап, униңда икки түрлүк мәна ятқанлиғини алға сүрсә, бәзилири уни бир сөз дәп чүшинип, «қутатмақ», йәни “қут егиси болмақ” дәп изаһлиди. Бизниң пикримизчә, “қут” сөзиниң этимологиясини, тарихий тәрәққиятини вә униң дуния тиллиридики орнини үгәнмигичә толуқ бир чүшәнчигә еришәлмәймиз. Һазирға қәдәр бу сөз түрк тиллиридин башқа, санскрит, инглиз, немис, әрәп, парс, пушту, урду, һинд, монғол, тибәт, рус тиллирида моҗут болуп турмақта. Шу сәвәптин болса керәк, униң дәсләпки мәнаси өзгирип, толуқлинип, синонимлири көпийип, шахарап кәткән. Умумән, көплигән луғәтләрдә қут сөзиниң мәнасини «қувәт», «бәхит», «җан», «роһ», «яхшилиқ», «һәқ», «изгүлүк», «шатлиқ», «нурлиниш» қатарлиқ сөзләр арқилиқ ачқан. Шор тилида бу сөзниң мәнаси Худа сүпитидә берилгән. Демәкчи, бу йәрдә «худа» (башқа түркий тиллиқ хәлиқләрдә –Қудай,) сөзиниң этомологиялик мәнбәсини айрим һалда қараштурғанлиғини тәкитлимәй өтәлмәймиз. Шуңлашқа «қут» сөзи билән «худа» сөзи икки айрим сөз-мәна сүпитидә қобул қилинған. Амма уларниң бир сөздин келип чиққанлиғида шәк-шүбһә йоқ. Санскрит тилидики «skudrus» (ишәнгүчи) вә будда маһийитидики қедимий уйғур тилидики «Qut», «qudur» «qytyr» (муқәддәс қудрәткә егә күч мәнасида) сөзләрниң келип чиқиши вә йилтиз-томури бизниң пикримизгә убдан дәлил. Шуңлашқа Йүсүп Хас Һаҗипниң китавида Айтолди Күнтуғдиға «Қутум» дәп мураҗиәт қилиши һәйран қаларлиқ һадисә әмәс. Бүгүнки күндә һәммә түрк хәлиқлири қизини турмушлуқ қилған яки оғлини өйлигән тәрәпни «қудилар» дәп атишиму шу хил еқидидин келип чиққан. Һәммә етиқат яратқучи илаһий күч вә қудрәтни тонуш һәм униңға ишәнчә кәлтүрүш түпәйли, улар бир-бири билән чирмишип кәткән. Демәк, Йүсүп Хас Һаҗипниң әсәрини «Яратқучини тонуш билими» дәп чүшәнчәк, у чағда биз чоқум униң маһийитигә йеқинлашқан болимиз. Дәрһәқиқәт, шу чағда биз мәзкүр әсәрни дидактикилиқ әсәр сүпитидила әмәс, бәлки кәң мәнада — шеир тилида йезилған диний-пәлсәпәвий трактат (илмий тәлимат) сүпитидә қобул қилимиз. Алимҗан ТИЛИВАЛДИ-ҺӘМРАЕВ, Қазақстан Пәнләр академияси М.Әвезов намидики Әдәбият вә сәнъәт институтиниң баш илмий хадими, профессор.

2432 рет

көрсетілді

72

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы