• Муәллим һәққидә сөз
  • 12 Ақпан, 2020

Шагирт һөрмити –униң бәхти

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Муәллимлик мутәхәссислигини таллиған адәмниң билими билән қабилийитидин ташқири, бойида һәқиқий инсанға хас әң есил хисләтләр муҗәссәмлиниши керәк. Чүнки муәллим яш әвлат қәлбигә мәрипәт нурини чечип қоюш биләнла чәкләнмәй, меңиш-туруши, өзини тутуши, кийиниши, муамилиси билән өзи билим бериватқан шагиртлириға үлгә болуши керәк. Биз бүгүн гәп қилмақчи болуватқан Хуршидәм һаҗим Мирзалиқизи Өмәрова һаятиниң 30 жилға йеқин вақтини әйнә шу шәрәплик устазлиқ паалийәткә беғишлиған. 1959-жили тәғдир тәққазаси билән ШУАРниң Жағистай йезисидин Қазақстан дияриға көчүп чиққандин кейин, дәсләп Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисидики, андин Чоң Ақсу йезисидики оттура мәктәптә оқуйду. Һазирқи Илия Бәхтия намидики 3- Чонҗа уйғур оттура мәктивиниң 10-синипини тамамлиғандин кейин, Ташкәнт шәһиригә оқушқа бариду. Йоли болмиған биртоп синипдашлар қатарида Алмута шәһиригә қайтип кәлгән Хуршидәм һәдә һөҗҗәтлирини алақә техникумиға тапшуриду. Амма муәллим болуш армини униңға арам бәрмигәнликтин, һөҗҗәтлирини қайтурувалидудә, Чонҗа йезисиға йенип келиду. Уйғур наһийәлик маарип бөлүминиң башлиғи, көрнәклик шаир Һезим Искәндәровниң йеқиндин яр-йөләк болуши билән наһийәлик Пионерлар өйидә дәсләп мудирниң ярдәмчиси, андин Пионерлар өйиниң мудири болиду. Кейинирәк 3- Чонҗа уйғур оттура мәктивиниң мудири Желил Әлахуновниң тәвсийәси билән мәзкүр билим дәргаһида пионер йетәкчиси болуп ишләйду. 1964–1969-жиллири Қазақ қизлар педагогика институтиниң химия-биология факультетида тәһсил көриду. 1969-жилдин 1997-жили та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә һазирқи И. Бәхтия намидики 3-Чонҗа уйғур оттура мәктивидә ишлиди. Пешқәдәм устаз һазир һөрмәтлик дәм елишта, 75 яшниң үзини көрди. Мошу өткән жиллар уни талай һаят синақлиридин сүрүнмәй өтүшкә, турмуш қайнамлирида үзүшкә үгәтти. Хуршидәм Мирзалиқизи пәрзәнтлириниң яр-йөләк болуши билән Мәккигә берип, мусулманчилиқниң бир пәрзини ада қилип кәлди. Нураний ана көпчиликкә ислам еқидилирини тәшвиқ қилип, уларниң дилиға Қуръан Кәримдики Алла сөзлирини сиңдүрүватиду. Мана, униң оттуз жил давамидики әмгәк паалийитиниң қисқичә баянати мошундақ. Бирақ пешқәдәм устазниң әмгәк китапчисидики «оқуди, алий билимлик устаз, ишлиди, хизмәт қилди, «Әмгәк ветерани...» дегән қисқа ибариләрдә пүтүнсүрүк аңлиқ һаят муҗәссәм әмәсму?! Бу жиллар мабайинида қанчилик утуқ вә чүшкүнлүкләр, хошаллиқлар вә көңли ғәш болған чағлар, издиниш, интилиш, йетишиш, йоқитишлар болди десиңизчу!.. Амма устазниң әмгиги бошқа кәтмиди. Наһийәлик билим бөлүмидин, вилайәтлик билим башқармисидин алған Пәхрий ярлиқ, Тәшәккүрнамиләр хелә бар. Муһими, қилған еқидиси шагиртлирида намайән. Мошу күнләрдә пешқәдәм устаз өзи оқутқан шагиртлирини учритип қалса, уларни, худди өзиниң пәрзәнтлиридәк, бағриға бесип, анилиқ меһрини төкиду. Һә, шагиртлириму меһриван устазиға тазим қилип, көңлини елишқа интилиду. Мундақ пәйтләрдә, устаз-ана өзиниң анисиз житим өскән балилиқ вә өсмүрлүк дәвирлирини унтуп, бөләкчә һаяҗанлиниду һәм шагиртлириниң һөрмити устазға бәхит ата қилғандәк яйрапла кетиду... Өз ғемиңда һарвуни миң жил сөрисәңму әлгә нәп тәгмисә бекар. Кәйниңдин бир из қалмиса, сән һәққидә икки еғиз иллиқ гәп ейтилмиса, ундақ әтиварсиз өмүрниң хуни чағлиқ. Һә, Хуршидәм һаҗим Өмәрова бу җәһәттин бәхитлик аял. Һәр шагирт қәлбигә йол тепип, уни өмүргә, адәмләргә ашиқ қилишни билишму наһайити чоң сәнъәттур. Пешқәдәм устаз әйнә шу өмүр атлиқ сәһнидә өзигә аҗритилған роль һөддисидин маһирлиқ билән чиққан, йүзлигән шагиртлириниң, балилири вә нәврилири һәм жутдашлириниң муһәббитигә еришкән бәхитлик инсанларниң бири. Сөһбәтара нураний ана: «Мән өзәмни һәқлиқ рәвиштә әң бәхитлик ана һәм устаз дәп ейталаймән», дәп қалди. Һәқиқәтәнму Хуршидәм һаҗимни һәртәрәплимә яхши чүшинип кәлгән, һели мәрһум Әнвәр ака Моллашев иккиси икки пәрзәнт тәрбийиләп, уларға алий билим берип, қатарға қошқини, улардин 8 нәврә қучқини билән бәхитликтур. Улар момисини өзлириниң шат күлкиси билән хошаллиқ дәмләргә ғәриқ қиливатиду. Йеқинда пешқәдәм устаз –ана өзиниң 75-баһарини қарши алди. Кәң йейилған дәстихан әтрапида бала-җақа, нәвриләр җәм болуп, нураний анини тәвәллуди билән тәбриклиди. Анисиниң намиға өзлириниң алий тиләклирини билдүрүп, бешини көккә йәткүзди. Бүгүнки бәрикәтлик турмушқа өзиниң тинимсиз әҗри түпәйли қол йәткүзгән пешқәдәм устаз, һаҗим анимизға узақ өмүр, мустәһкәм саламәтлик һәм хатирҗәмлик тиләп, йүз яшқа кириң, дегән нийитимизни билдүримиз. Мәшүр САСИҚОВ чүшәргән сүрәт.

380 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы