• Йеңилиқлар
  • 12 Ақпан, 2020

Даналарниң данаси

Әл-Фараби Аристотельдин кейинки дуниявий билим билән мәдәнийәтниң иккинчи устази аталған данишмән, қамусий билимгә егә алим, астрономия, астрология, математика, логика, музыка, медицина, тәбиәтшунаслиқ, социология, лингвистика, поэзия, риторика, философия илимлирини өзләштүрүп, 200гә йеқин трактат язған. Ечинарлиғи, ушбу бебаһа мәнивий дурданиларниң көписи йоқилип, бизниң дәвримизгә пәқәт 40қа йеқин әмгигила йәткән. Азияниң улуқ алимлири билән мутәпәккүрлири Әбу Әли ибн Сина (Авиценна), Беруни, Бозжани, Омар Һәйям вә башқилар өзлирини әл-Фарабиниң шагиртлири дәп һесаплиған. Әбу Әли ибн Сина: «Илгири пәқәт чүшинәлмәй жүргән грек метафизикисини тәпсилий мошу әл-Фарабиниң китавини оқуп чүшәндим» дегән екән. Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази» Әл-Фараби «Даналиқ дурданиси», «Парасәт маһийити тоғрилиқ трактат», «Илим-пәнниң пәйда болуши», «Аристотель әмгәклиригә чүшәнчә» кәби трактатлири арқилиқ ой-тәпәккүрниң йүксилишигә өзиниң мунасип төһписини қошти. Шуңлашқа хәлиқ уни «Шәриқниң Аристотели», дәп атап кәткән. У қедимий заман әлламалири Аристотель, Платон, Гален әсәрлиригә мупәссәл тәһлил вә чүшәнчиләр язди. Әл-Фараби шуниң билән биллә иҗтимаий җәмийәтлик вә этика саһасиғиму қәләм тәврәткән. Мәсилән, «Бәхиткә йетиш һәққидә» дегән әмгигидә «Униң бирдин-бир йоли – илим-пәнни, билимни өзләштүрүштә», дәп несиһәт қилиду. Әнди «Сахавәтлик шәһәр турғунлириниң көзқарашлири» намлиқ трактатлирида бирқатар җәмийәтлик, иҗтимаий, этикилиқ мәсилиләр тәһлил қилиниду. Бу йәрдики «шәһәр» дегини – дөләт. Мутәпәккүрниң мәзкүр әсәридики дөләтниң пәйда болуши, у йәрдики тәңсизликниң вуҗутқа келиши, идеал шәһәр хәлқиниң роһий қияпити, шәһәр һакимлириға һаҗәтлик адәмгәрчилик хусусийәтләр, һәрбир адәмниң бәхиткә йетиши үчүн пүткүл җәмийәт болуп һәрикәтлиниш керәклиги тоғрилиқ қәйт қилинған ой тамчилири бүгүнки күнгә қәдәр өз актуаллиғини йоқатқан әмәс. Әллама әдәбият нәзәрийәсигә беғишлиған «Шеир китави» намлиқ әмгигидә шеир йезишқа қоюлидиған шәртләргә тәпсилий тохтилиду вә гөзәл қапийәдила гөзәл шеирниң вуҗутқа келидиғанлиғини тәкитләйду. Әл-Фараби өз заманисиниң қабилийәтлик һәм талантлиқ шаири болған. Хәлиқ еғизида сақланған мону бир шеирида у һаят йоли тоғрилиқ: Кәчүр мени, туғулған йәр, сени артқа ташлидим. Кәчүр мени, туғулған әл, йолни жираққа башлидим. Кәчүр мени, уруқ-әвладим, бәхит, байлиқ, аброй тапмидим. Кәчүр мени, номус-вижданим, билим болди баққиним – дәп тәвриниду. Ечинарлиғи, улуқ әлламаниң нәзмий мираси бизниң дәвримизгичә толуқ йәтмигән, бәлкимба, техи толуқ издәштүрүлүп, тәтқиқ қилинмиғанду. Шундиму бизгә йәткән азду-тола шеир мисралиридин униң пәм-парасәтлик, чоңқур ой-тәпәккүргә егә ихтидарлиқ шаир екәнлигини билимиз. Әл-Фараби нахша-музыка иҗат қилған бәстикар-композитор, музыка тәтқиқатчиси, саз-әсвапларда маһир орунлиғучи болди. У музыка нәзәрийәси билән тарихи һәққидә «Музыкиниң улуқ китави» намлиқ әмгәк язди. Улуқ әлламаниң иҗат қилған нахшилирини тәтқиқ қилип, издәп тепип, көпчиликкә тонуштурулса, бу мутәпәккүрниң тәвәллуди һарписида чоң бир изгү һәм соваплиқ иш болар еди. Чәт әл мирасгаһлири билән китапханиларда сақланған Фараби мирасини топлап, бир изға селип, тәтқиқ қилип, илим-пәнгә, милләт мәнпийитигә яритишта Елимизниң Тунҗа Президенти – Елбасы Н.Ә. Назарбаевниң тәшәббуси билән әмәлгә ашурулған «Мәдени мұра» программиси даирисидә әл-Фарабиниң он томлуқ әмгәклириниң йоруқ көрүши зор әһмийәткә егә болди. 1991-жили Қазақ миллий университетиға Әбу Насир әл-Фарабиниң исми берилди. Әнди 1993-жили ушбу университетта Әл-Фараби илмий-тәтқиқат мәркизи ечилди. Кейинки жилларда мәзкүр билим дәргаһида әл-Фараби оқушлирини өткүзүш әнъәнигә айланди. Бүгүнки күндә университетта мәхсус ечилған әл-Фараби мирасгаһи моҗут. Шәриқшунас алим Әбдисаттар Дербисәли рәһбәрлигидики делегация Дамаск – Дәмәшқ шәһиридики әл-Фарабиниң қәбригә Отырарниң тописини апирип, қәбридин алған топини Отырардики Арыстанбаб мәқбәрисиниң йениға қойди. Бүгүнки күндә бу йәр зиярәтчиләр көп келидиған муқәддәс җайға айланди. 2007-жили Һөкүмәтниң қарари билән Дамаск шәһиридә әл-Фарабиниң қәбригә мәқбәрә орнитишқа мәбләғ бөлүнүп, қурулуши башланған еди. Амма Сириядики кейинки жиллири овҗ алған вақиәләргә мунасивәтлик қурулуш ишлири тохтап қалған еди. Хуласиләп ейтқанда, әл-Фарабиниң мирасини тәтқиқ вә тәрғип қилишта, уларни келәчәк әвлатқа йәткүзүштә көплигән чарә-тәдбирләр атқурулмақта. Әгәр Елбасыниң «Рухани жаңғыру» программиси даирисидә қарисақ, бу ишларни йәниму җанландурушимиз керәк. Әл-Фараби кәби мутәпәккүрләрниң әмгәклирини толуқ, әтраплиқ тәтқиқ қилип, уни қазақ, уйғур, рус вә инглиз тиллириға тәрҗимә қилиш җәһәттин, йәниму көп әмгәк қилишқа тоғра келиду. Бийил нишанлинидиған Әбу Насир әл-Фарабиниң 1150 жиллиқ сәнәсини ЮНЕСКО даирисидә, дуния мәдәнийитиниң чоң мәйрими сүпитидә Қазақстанда өтүши тегиш вә ушбу чарә-тәдбирни көңүлдикидәк өткүзүш, әлвәттә, чоң тәйярлиқни тәләп қилиду. Әл-Фарабиниң 1150 жиллиғиға беғишланған хәлиқара илмий-әмәлий конференция өткүзүш, улуқ мутәпәккүрниң дурданилирини дунияйүзиниң китапханилиридин издәп тепип, топлап, бирнәччә тилларға тәрҗимә қилиш һаҗәт. Нур-Султан, Алмута, Чимкәнт, Түркстан вә башқиму чоң шәһәрләрдә ядикарлиқлар орнитиш, коча, мәктәп, йеза, наһийә, шәһәр намлирини бериш, көп сериялиқ бәдиий фильм чүшириш, әл-Фараби мираслирини тәтқиқ қилидиған мәхсус илмий-тәтқиқат институтини ечиш вә башқиму тәрбийәвий әһмийәткә егә чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулса, нур үстигә нур болар еди.

512 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы