• Йеңилиқлар
  • 12 Ақпан, 2020

Әһвал турақлашти

Өткән һәптидә Җамбул вилайитиниң Қордай наһийәсидә йүз бәргән вақиәләрдин гезитханлар яхши хәвәрдар, әлвәттә. Бирақ қазақстанлиқларниң көпчилиги Қордай наһийәсиниң Масанчи йезисида йүз бәргән тәртипсизликләр тоғрилиқ мессенджерлар вә иҗтимаий тармақлар арқилиқла билди. Көйгән өйләр билән автомобильлар чүширилгән видео өткән җүмә күни кәчқурунлуғи саат йәттидин кейин пүткүл Интернетни “бесивалди”, десиму болиду. Дәрһал дегидәкла уларға Президент инкас билдүрүп, өз Twіtterида “Җамбул вилайитиниң Қордай наһийәсидә бузақилиқ нийәттә аммивий уруш-соқуш йүз бәрди. Полиция вәзийәтни нормаллаштурди, у назарәт астиға елинди. Җәмийәтлик тәртипниң бузулушида әйипкарлар җавапкәрликкә тартилиду”, дәп язди. Сәл кейинирәк Президентниң тапшурмиси бойичә Җамбул вилайитиниң Қордай наһийәсидики ақивәтләрни йоқитиш бойичә Премьер-министрниң орунбасари Бердыбек Сапарбаевниң рәһбәрлигидики һөкүмәт комиссияси кәлди. Қурулум әзалири алдиға тоқунуш сәвәплирини ениқлаш, шундақла иҗтимаий-ихтисадий һәм гуманитарлиқ характердики мәсилиләрниң оператив һәл қилинишини тәминләш, йәткүзүлгән зиянни баһалаш вәзиписи қоюлди. Йүз бәргән вақиәниң дәсләпки рәсмий мәлуматлири шәнбә күни әтигәнлиги елан қилинди. Қазақстан Җумһурийитиниң ички ишлар министри Ерлан Турғумбаевниң Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә болуп өткән мәтбуат конференциясидә тәкитлишичә, 7-февраль күни кәчқурунлуғи саат йәттиләрдә Җамбул вилайити полиция департаментиниң новәтчи қисмиға Қордай наһийәси Масанчи йезисиниң четигә 70кә йеқин турғунниң жиғилғанлиғи тоғрилиқ хәвәр келип чүшти. Аммивий уруш-соқуш башланди. – Йезиға Қордай наһийәлик ички ишлар департаментиниң хадимлири кәлди, – деди министр вә шу вақитта вақиә йүз бәргән җайда иғвагәрләрниң “ишләп”, йүз бәргән вақиәләрни камериларға чүшәргәнлигини вә уни мессенджерлар һәм иҗтимаий тармақлар арқилиқ тарқитип, гражданларни қанунға қарши һәрикәтләргә чақирғанлиғини тәкитлиди. Ерлан Турғумбаевниң сөзичә, бу тоқунушниң техиму күчийишигә вә аммивий уруш-соқушқа қатнашқучилар саниниң хошна аһалилиқ пунктлардин кәлгәнләрниң һесавиға 300 адәмгә йетишигә елип кәлди. Бузақилар металл буюмларни, ташларни, оқ етиш қураллирини пайдиланди. Кейин Аухатты вә Булан-батыр йезилириму тоқунуш ичидә қалди. Дәсләпки оператив чарә-тәдбирләр нәтиҗисидә һоқуқ-тәртип қоғдаш күчлири тоқунушни тохтиталиди. 47 адәм қолға елинип, полиция бөлүмигә йәткүзүлди вә Қазақстан Җумһурийити Җинаий кодексиниң “Аммивий тәртипсизликләрни уюштуруш вә уларға қатнишиш”, шундақла “Қатиллиқ” маддилири бойичә сот алдидики тәргәв жүргүзүлүватиду. – Җәмийәтлик тәртипни бузушта әйиплик болғанларниң һәммиси қанунға мувапиқ җавапкәрликкә тартилиду, – дәп ишәндүрди Ерлан Турғумбаев. Вице-премьер шу йосунда Қордай йезисида болуп, ағриқханини зиярәт қилди, турғунлар вә зәрдап чәккәнләр билән сөһбәтләшти. Бердыбек Сапарбаев наһийә ақсақаллири билән болған сөһбәт давамида йүз бәргән тоқунушниң сәвәплири тоғрилиқ сориди. – Бу мәиший характерға егә тоқунуш. Һәмминиң қанун бойичә, һоқуқ даирисидә болушини илтимас қилимиз, – дәп җавап бәрди Сортөбе йезисиниң турғуни Арли Мусаров. Өз новитидә вице-премьер турақлиқни тәминләш үчүн Дөләт рәһбириниң тапшурмиси бойичә наһийәгә мәхсус һөкүмәт комиссиясиниң кәлгәнлигини ейтти. Вице-премьер Сортөбе йезисиниң Мәдәнийәт өйидә ақсақаллар билән өткүзүлгән учришиштиму тәртип орнитиш үчүн зөрүр болған барлиқ күч вә васитиниң моҗут екәнлигини тәкитлиди. Бердыбек Сапарбаев йүз бәргән маҗраниң пәқәт мәиший характерға егә екәнлигини йәнә бир қетим әслитип өтти. Шу күндики ахирқи мәлуматларға қариғанда, регионда һоқуқ-тәртипниң бузулғанлиғи тиркәлмиди. Вәзийәт турақлишип, турғунларниң турмуш-тирикчилиги нормал еқимға чүшти. Вақиә йүз бәргән күни хошна Қирғизстанға кәткәнләр қайтип келишкә башлиди. Уларниң арисида аяллар билән балилар нурғун. – Иғвагәрликкә берилмәслигиңларни сораймиз. Вәйран қилинған барлиқ өйләрни әслигә кәлтүримиз, аилиләргә ярдәм қилимиз. Бизниң мутәхәссисләр ишләватиду, зиянни баһалаватиду, – деди вице-премьер. Премьер-министрниң орунбасари Бердыбек Сапарбаев Қордай наһийәсидә һалак болғанларниң өйлиридә болди. Һалак болғанларниң уруқ-туққанлири билән йәрлик турғунлар һакимийәт органлиридин гунакарларни тепип җазалашни илтимас қилди. Ички ишлар министриниң орунбасари Алексей Калайчиди билән саламәтликни сақлаш вице-министри Ләззәт Ақтаева йәкшәнбә күни Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә болуп өткән мәтбуат конференциясидә хелә ениқ әхбаратни кәлтүрди. Мәсилән, Ички ишлар министрлигиниң вәкили һалак болған адәмләр саниниң онға йәткәнлигини тәкитлиди. Уларниң иккиси ағриқханида вапат болди. Барлиғи болуп зәрдап чәккән 43 адәм ағриқханиларға ятқузулди. Уларниң арисида һоқуқ қоғдаш органлириниң бәш хадими болуп, үчигә оқ тәккән. Буниңда полиция хадимлириниң қурал қолланмиғанлиғи тәкитләнди. Гражданларниң мал-мүлкигә кәлсәк, ениқланған мәлуматларға қариғанда өрт кетиш ақивитидә 25 шәхсий өй, 31 коммерциялик объект, 41 автомобиль зәрдап чәкти. Очилиқ милтиқлири, пистолетлар, көйдүридиған мадда қачиланған 50тин ошуқ ботулка тартивелинди. Саламәтликни сақлаш министриниң орунбасари Ләззәт Ақтаева, өз новитидә, шу күнләрдә медицинилиқ ярдәм сорап мураҗиәт қилғанлар бойичә толуқ һесават бәрди. Униң сөзигә қариғанда, 165 адәм ярдәм сорап мураҗиәт қилған. Буниңда уларниң 25 Қирғизстан медицина мәһкимилиригә қаралған. – Мураҗиәт қилғанларниң арисидин зәрдап чәккән 115 адәмгә амбулаторлуқ ярдәм көрситилди, – деди вице-министр. – Зәрдап чәккән 50 адәм Қазақстан (40) вә Қирғизстан (10) медицина мәһкимилиридә давалиниватиду. Барлиғи болуп медицинилиқ ярдәм көрситиш үчүн 14 тез ярдәм бригадиси әвәтилди. Униңдин ташқири санитариялик авиация бригадисиму һәрикәткә кәлтүрүлди. Дүшәнбә күни Дөләт рәһбири Қасым-Жомарт Тоқаев паҗиәдә гунакарларни җазалашни, униңда “тәргәвниң объектив вә толуқ жүргүзүлүп, қобул қилинған барлиқ қарарларниң қануний болушини” тәминләшни тапшурди. “Қордай наһийәсидики вәзийәт турақлашти. Б.Сапарбаев рәһбәрлигидики комиссия ишини давамлаштуруватиду. Паҗиәгә йол қойған дөләт органлириниң хадимлири җазалиниду. Иғвагәрләрни җавапкәрликкә тартиду. Зәрдап чәккәнләргә ярдәм қилиниду. Җавапкәрлик гражданлиқ мәвқәдә турғанлиғи үчүн вәтәндашларға миннәтдарлиқ билдүримән” дәп язди Қасым-ЖомартТоқаев өз Twіtterида. Шу күни кәчқурунлуғи Президент Бердыбек Сапарбаев Җамбул наһийәсиниң һакими болуп тайинланди. Бу йәрдә шуни қошумчә қилимизки, Қордай наһийәсидә йүз бәргән вақиәләргә бағлиқ 10-февраль күни Дөләт рәһбири ички ишлар министри Ерлан Турғумбаевқа Жамбул вилайәтлик полиция департаментиниң башлиғи Арман Оразалиевни егиләватқан лавазимидин бошитиш тоғрилиқ тапшурма бәрди. Униңдин ташқири Қордай наһийәлик полиция бөлүминиң башлиғи Азамат Айхимбековниму иштин бошитиш тапшурулди. Улардин ташқири Жамбул вилайити һакиминиң орунбасари Сулушаш Қурманбекова билән Қордай наһийәсиниң һакими Болатбек Байтөлему иш орунлиридин айрилди. Сәл кейинирәк регион һакими Асқар Мырзахметовни лавазимидин бошитиш тоғрилиқ қарар қобул қилинди. ... Бир күн илгири һөкүмәт комиссиясиниң әзалири Қордай наһийәсиниң Сортөбе, Масанчи, Аухатты вә Қаракемер йезилириниң турғунлири билән учрашти. Учришиш давамида һоқуқ тәртипни сақлаш, йәткүзүлгән зиянни әслигә кәлтүрүш, йүз бәргән вақиәниң сәвәплирини объектив ениқлаш, келәчәктә мундақ тоқунушларға йол қоймаслиқ чарилирини көрүш мәсилилири қаралди. Шундақла йәрлик турғунларни қолға елинғанларниң тәғдири қизиқтурди. Қанунға хилаплиқ қилмиған гражданлар өйлиригә қайтурулиду. Тәртипсизликләргә қатнашқучиларниң һәммиси қанун бойичә җавап бериду. Һазир оператив тәргәв топи ишләватиду, у барлиқ сәвәпни ениқлайду, – дәп ишәндүрди Бердыбек Сапарбаев. Өз новитидә сортөбиликләр жутдашлирини хатирҗәмликкә вә тәртип сақлашқа чақирди. Андин кейин һөкүмәт комиссиясиниң әзалири дәпин мәрасимлириға қатнашти. Бердыбек Сапарбаев наһийәдики вәзийәтниң турақлашқанлиғини дүшәнбә күни Сортөбе йезисида болуп өткән мәтбуат конференциясидиму тәстиқлиди. У аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллиригә маҗра ақивәтлирини йоқитиш бойичә жүргүзүлүватқан ишлар тоғрилиқ мәлумат бәрди. Мәсилән, Каракемер, Масанчи, Булан-батыр, Сортөбе, Қарасу, Аухатты йезилириға кириш вә чиқиш җайлирида блокпостлар қоюлди. Кочиларда җәмийәтлик бехәтәрликни тәминләш ишлири жүргүзүлүватиду. Қордай, Қарасу, Аухатты, Сортөбе тәкшүрүш-өткүзүш пунктлири арқилиқ 4 454 адәм Қазақстан тәрәпкә чегаридин өтти. Мәхсус қурулған комиссия йәткүзүлгән зиянни баһалаватиду. Йезидарда зәрдап чәккәнләр билән ишләш топлири қурулди, аһалиға хизмәт қилиш бойичә һәрикәтчан мәркәзләр уюштурулди. Кочилар көйгән автомобильлар билән әхләттин тазиланди. Оттуз техника бирлиги вә 125 адәм һәрикәткә кәлтүрүлди. Барлиқ иҗтимаий объектлар, сода орунлири вә дориханилар нормал тәртиптә ишләватиду. Әһвал турақлашти.

452 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы