• Дин вә җәмийәт
  • 19 Ақпан, 2020

Мусулманларниң башқа дин вәкиллиригә мунасивити

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази». Мәлумки, башқа дин вәкиллири билән мунасивәтниң асасий қаидилири ислам шәриитиниң бебаһа ғәзниси – Қуръан билән сүннәттә бәлгүләнгән. Ушбу қаидиләргә асаслинип, ислам пәйда болғандин буян он төрт әсирниң ичидә башқа динлар билән течлиқ мунасивәт орнитиш йолға қоюлған. Ислам дини вуҗутқа кәлгән күндин башлап өзиниң географиялик орунлишишиға мувапиқ биллә олтирақлашқан иудийлар, христианлар вә башқиму дин вәкиллири билән мунасивәт орнатти. Қуръан Кәримдә «Китап егилири» дәп аталған иудий вә христиан дини вәкиллири билән течлиқ һаят кәчүрүшниң исламда илғар әнъәнә вә рәсим-йосунлириниң шәкилләнгәнлиги ениқ ипадиләнгән. Муһәммәд Пәйғәмбәр мусулманларға: «Силәргә китап егилирини, йәни христианлар билән йәһудийларни аманәт қилимән»,– дәп вәсийәт қалдурған. Иккинчи бир һәдистә: «Кимдә-ким Китап егилиригә зулум қилса, ахирәттә мән униң дүшминимән»,– дәп қәтъий агаһландурған. Қуран Кәримдә: «Әһли китап билән пәқәт әң чирайлиқ рәвиштә муназирилишиңлар, уларниң ичидики зулум (йәни силәргә қарши уруш қилғучилар вә фидийә бериштин баш тартқучилар) буниңдин мустәсна. Ейтиңларки, «Бизгә назил қилинған китапқа вә силәргә назил қилинған китапқа иман ейттуқ. Силәрниң илаһиңлар вә бизниң илаһимиз бирдур, биз Аллаһқа бойсунғучилармиз» («Әнкә Бут» сүриси, 46-айәт) – дейилгән. Мәзкүр айәтни асасқа алғанлиқтин башқа дин вәкиллиригә Муһәммәд Пәйғәмбәрниң һөрмити алаһидә болған. Ислам динини қобул қилған мусулманлар 622-жили Мәккидин Мәдинигә һиҗрәт қилғандин кейин, башқа дин вәкиллири билән Мәдинә шәртнамисиға қол қойған еди. Йәттинчи әсирдә түзүлгән бу һөҗҗәт исламдики течлиқ билән төзүмлүкни, исламниң инсан һоқуқиға һөрмити билән диалог мәдәнийитини, башқа дин вәкиллиригә көзқаришини, шундақла ишәнчә-етиқат әркинлиги билән виждан-номус әркинлигини тәминлигән қаидиләрни өз ичигә алған. Өз заманисида Муһәммәд Пәйғәмбәр башқа дин әһлигиму һөрмәт, меһир, ғәмхорлуқ билән қарап, умумий разимәнлик билән инақ-иттипақлиқни сақлашқа күч селип, башқа дин вәкиллириниң һоқуқини мусулманлар билән бирдәк дәриҗидә тутти. Муһәммәд Пәйғәмбәр: «Ким зимми адәмни (мусулманлар билән биллә һаят кәчүридиған башқа дин адимини) өлтәрсә, у җәннәтниң һиддиниму пуримайду. Әлвәттә, җәннәт һидди йәтмиш жиллиқ жирақлиқтин сезилиду (келиду)», дегән (Насай ривайити). Йәнә бир һәдистә: «Ким вәдиләшкән (башқа диндики) адәмгә зулум қилса яки униң һәққини бәрмисә, уни чамиси йәтмәйдиған нәрсигә мәҗбурлиса, униң разилиғисиз мүлкини тартивалса, қиямәт күни билән шу адәмниң өчини елип беримән», – дәп җиддий агаһландуриду (Әбу Дауд ривайитидин). Йәмәнниң Нажран дегән йеридә Мазһиж қәбилиси болди. Шу қәбилиниң Балхарис дегән уруғиниң тәвәсидә христианлар зич орунлашқан еди. Шу тәвәдин атмиш адәмдин тәркип тапқан топ Мәдинигә келип, шәһәр турғунлириға «мечитлириңларда намаз оқувалайлуқ», дәп илтимас қилиду. Саһабилар у илтимасни рәт қиливатқанда бу хәвәрни аңлиған Пәйғәмбәр дәрһал йетип келип, рухситини бәргән. Муһәммәд Пәйғәмбәрниң мәккилик мушриклар билән аридики «Худайбия» намлиқ шәртнамиси исламдики динларара разимәнлик билән иттипақлиқниң үлгиси болди.Ушбу һөҗҗәт бойичә: «Әгәр бир мушрик исламни қобул қилип, мусулманларға қошулса, мәккиликләрниң тәливигә мувапиқ мусулманлар уни райидин қайтурушиға болиду. Әнди мусулманларниң бири Исламдин чиқип, мәккиликләргә қошулса, мәккиликләр уни райидин қайтуришиға җавапкәр әмәс». Бу шәртнамидин Пәйғәмбәрниң башқа динға етиқат қилғучиларға адаләтсизлик көрсәтмигәнлиги байқилиду. Мошу җәһәттин елип қарисақ, айрим мусулман қериндашлиримизниң намаз оқумайдиғанларни капирға чиқирип, һәтта, өз қериндашлири билән мунасивитини үзүватқанлиғи шәриәт турғусидин орунсиз екәнлигини көрүшкә болиду. Муһәммәд Пәйғәмбәр башқа дин вәкиллириниң ибадәт қилидиған имарәтлирини бузмашни, диндарларни өлтәрмәсликни, уларға қол көтәрмәсликни, елиқ-селиқ алмаслиқни, мал-мүлкигә тәгмәсликни, башқа диндикиләрниң худайлириға тил тәккүзмәсликни вәсийәт қилған. Муһәммәд Пәйғәмбәрниң тәлим-тәрбийисини алған избасарлириму мусулманларниң қол астиға өткән әлләрдә ушбу қаидә-тәртипкә асаслинип иш тутти. Христиан дининиң вәкиллири көпирәк орунлашқан Палестиниға һөкүмранлиқ қилған хәлипә Омар 637-жили мәхсус шәртнамә түзүп, башқа дин вәкиллиригә бехәтәрлик һөҗҗитини бәргән. Бу һөҗҗәттә: «Христианларға, мал-мүлкигә, чирколириға, чапраслириға, саламәтлиги яхши кишилири билән бемарлириға вә қалған миллитигә аман-есәнлик берилди. Чирколирини һечким турушлуқ өй һесавида пайдиланмайду, уларни һечким бузмайду, уларниң ички вә ташқи фондидики мүлүклиридин һечнәрсә сәрип қилинмайду, уларниң маллириға һечким тәгмәйду. У йәрдикиләрниң динлириға зорлуқ қилинмайду, һечкимгә дин асасида зорлуқ көрситилмәйду», дейилгән. Хәлипә Омар кәмбәғәл һәм әмгәк қилишқа қабилийәтсиз башқа дин вәкиллири үчүн дөләт ғәзнисидин мәхсус мәбләғ бөлүп, мааш төләп турған. Бир күни бир христиан аял Омар ибн Хаттабқа Мисир һакими Әмир ибн Асниң үстидин әризә язиду. У аял әризисидә һаким униң өйиниң йерини мечитқа қошуп бәргинини ейтиду. Тәкшүрүлсә, аялниң йериниң һәққи ошуқ баһаси билән дөләт ғәзнисидә турғанлиғи мәлум болиду. Шундиму, бирәвниң һәққи, һоқуқи дәпсәндә қилинмаслиғи үчүн Омар ибн Хаттаб мечитни буздуруп, христиан аялға өйини селип беришкә буйриған. Мусулманниң вәзиписи – уларни диндин үркитиш әмәс, әксичә, өз динини һәқиқий мәнасида йәткүзүшни билиш. Өзгә динниң адимини мәҗбурлап яки алдап динға киргүзүш – мусулманниң вәзиписи әмәс. Бу Исламға зит нәрсә. Қуръан Кәрим айәтлиридә ейтилғинидәк, «динда зорлуқ-зомбилиқ, мәҗбурлаш йоқ». Шуңлашқа течлиқ орнитишқа ат селишиш – пәқәт диний затлар билән диний алимларниңла әмәс, һәрбир мусулманниң вәзиписи. Заманивий рус тарихчиси Л.С.Васильев исламниң Мәркизий Азиядин Испаниягичә интайин қисқа вақит ичидә толуқ таралғанлиғини ихтиярий түрдә болғанлиғини испатлап язиду. Муһәммәд Пәйғәмбәр: «Әгәр сениң хошнаң мусулман болмиса, униң сениңдә бир һәққи бар, у – хошна һәққи. Әнди, әгәр хошнаң мусулман болса, у чағда униң икки һәққи бар, улар – хошна һәққи билән мусулманлиқ һәққи. Әгәр сениң хошнаң мусулман вә туққан болса, у чағда униң саңа мунасивәтлик үч түрлүк һәққи бар – хошнидарчилиқ, туққанчилиқ вә ислам бойичә һәққи», – дегән вәсийәт қалдурған. Бу һәдистә бир җәмийәттә һаят кәчүридиған һәрбир адәмниң барчә хәлиқ сийлашқа тегишлик мәлум бир һоқуқлири бар екәнлиги әскәртилгән. Ислам һәммә динларни һөрмәтләйду, сәвәви һәммә динларниң томури бир. Қуръан Кәримдә: «(Ей, Муһәммәд! Уларға) ейтқинки, «Биз Аллаһқа иман ейттуқ, бизгә назил қилинған (йәни Қуръанға), Ибраһимға, Исмаилға, Исһаққа, Яқупқа вә униң әвлатлириға назил қилинған вәһийигә, Мусаға берилгәнгә (йәни Тәвратқа), Исаға берилгәнгә (йәни Инҗилға) вә пәйғәмбәрләргә пәрвәрдигари тәрипидин берилгәнгә (йәни китапларға) иман ейттуқ, уларниң һечбирини айривәтмәймиз (йәни уларниң бәзисигә иман ейтип, бәзисини инкар қилмаймиз), биз Аллаһқа бойсунғучилармиз» («Ал Имран» сүриси, 84-айәт) дейилгән. Шуниң билән биллә Қуръан Кәримдә: «Ей, инсанлар! Силәрни биз һәқиқәтән бир әр, бир аялдин (Адәм билән Һәввадин ибарәт), бир ата, бир анидин яраттуқ. Өзара тонушушиңлар үчүн силәрни нурғун милләт вә уруқ қилдуқ. Һәқиқәтән әң тәқвадар болғанлиғиңлар Аллаһниң дәргаһида әң һөрмәтлик һесаплинисиләр (йәни кишиләрниң бир-биридин артуқ болуши нәсәп билән әмәс, тәқвадарлиқ билән болиду) Аллаһ һәқиқәтән һәммини билгүчидур, һәммидин хәвәрдардур». («Һуҗурат» сүриси, 13-айәт), – дәп һәрбир милләтниң әркин-азадә һаят кәчүришигә һоқуқлуқ екәнлиги көрситилгән. Хулләс, жуқурида ейтилғанлар мусулманларниң башқа дин вә милләт вәкиллири билән иттипақ һаят кәчүришиниң муһим әһмийәткә егә екәнлигини тонутидиған бебаһа испат-дәлилләр болғуси.

517 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы