• Асасий мақалилар
  • 19 Ақпан, 2020

Баш разведка башқармисида болди

Қазақстан Президенти Қураллиқ күчләр Баш разведка башқармисиниң қараргаһини зиярәт қилди. Қасым-Жомрат Тоқаев дунияниң боһранлиқ регионлирида моҗут болуватқан ховуплар тоғрилиқ докладни тиңшиди, шундақла Баш разведка башқармиси тәминләнгән заманивий қурал вә һәрбий техника үлгилири билән тонушти. Дөләт рәһбири Қазақстан һәрбий разведкисиниң паалийитини жуқури баһалиди вә мурәккәплишиватқан хәлиқара вәзийәт шараитида униң мәмликәт бехәтәрлигини тәминләш саһасидики ролиниң өсүватқанлиғини тәкитлиди. Ахирида Алий Баш командан Мудапиә министрлигиниң Баш разведка башқармисиға һәрбий разведка системисини мукәммәлләштүрүш һәм тәрәққий әткүзүш ишини давамлаштурушни тапшурди вә мәзкүр бөлүнминиң һәрбий хизмәтчилириниң паалийитигә утуқ тилиди.

210 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы