• Маарип
  • 15 Қазан, 2012

Устазларға мәйрәмлик соға

Шу нәрсини мәмнунийәт билән тәкитләшкә әрзийдуки, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқа саһалар билән бир қатарда маарип саһасиғиму алаһидә диққәт бөлүп, нурғунлиған тилға аларлиқ изгү башланмиларни әмәлгә ашуруп келиватиду. Муәллимләр күни һарписида Алмута шәһиридики М.Яқупов намидики 101-мәктәп-гимназияниң муәллими Саһинур Қурбановаға, М.Һәмраев намидики 150-уйғур оттура мәктивиниң муәллими Мемангүл Мәмәтоваға, А.Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң муәллими Дилбәрниса Яқуповаға, шундақла Талғир наһийәсиниң Туздыбастав йезисидики 31-оттура мәктәп мудириниң оқуш ишлири бойичә орунбасари Пәридәм Қурбанниязоваға, Бесағаш йезисидики 29-оттура мәктәпниң  муәллими Нурбүви Исмайилҗановаға җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин тәсис қилинған миллий  маарипимизниң пешиваси Айшәм Шәмиева намидики грант ( һәр биригә 50 миң тәңгидин) вә бир қатар устазларға Пәхрий ярлиқлар тапшурулди. Мәзкүр мукапатларни җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов вә Пәхрий рәиси Әхмәтҗан Шардинов, башқарма әзалири Реһимҗан Тоқаев, Шаймәрдан Шәрипов, Һосманҗан Обулов, Ярмәһәмәт Кебиров, Иминҗан Тохтахунов, Шавкәт Яқупов вә башқилар топ-топларға бөлүнүп, һәр бир мәктәпкә берип  тапшурди. Бу устазларға мәйрәм һарписидики мунасип соға болди.

Шәмшидин АЮПОВ.

***

Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң мәркизи Ишиктә шәһиридики  Мәдәнийәт өйидә Муәллимләр күнигә беғишланған тәнтәнилик жиғин болуп өтти. Униңға наһийәдики илғар мәктәп мудирлири билән үлгилик устазлар қатнашти. Жиғинда наһийә һакими Бинәли Ысқақ доклад билән сөзгә чиқип, устазларни кәспий мәйрими мунасивити билән сәмимий тәбриклиди. Андин Әмгәкчиқазақ наһийәлик маарип бөлүми тәрипидин жил йәкүни бойичә илғар аталған Қорам, Т.Кенжебаев, И.Саттаров, М.Муқатаев вә Вихрев намидики мәктәпләр маддий соғилар билән тәғдирләнди. Әнди Азат йезисидики толуқсиз оттура мәктәпниң мудири Иврайимҗан Исмәков наһийә һакиминиң ярлиғиға сазавәр болди. Шуни зор қанаәтлиниш билән тәкитләш керәкки, мәзкүр баш қошуш җәриянида оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә үлгилик ишләп келиватқан төрт устазға — И.Саттаров намидики оттура мәктивиниң уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими Арзигүл Һошурова, Садир толуқсиз оттура мәктивидин Қурванҗан Тайиров, Қаратуруқ оттура мәктиви мудириниң оқуш-тәрбийә ишлири бойичә орунбасари Чимәнгүл Амилова вә И.Тайиров намидики уйғур оттура мәктивиниң муәллими Мерванәм Һәмраеваға җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин тәсис қилинған Айшәм Шәмиева намидики грант тапшурулди. Уйғур муәллимлиригә мукапат тапшурған җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң иҗраий мудири Рабик Исмайилов билән башқарма әзаси Зихруллам Қурванбақиев шу күни Челәк йезисида өткән Аси вә Челәк йеза округлириниң Мәдәнийәт күнлиригә қатнишип, он  устазға Пәхрий ярлиқларни тапшурди.

Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

***

Уйғур наһийәлик маарип бөлүминиң уюштуруши билән Чонҗа йезисидики 1-оттура мәктәпниң мәҗлисләр залида болуп өткән муәллимләр күнигә беғишланған тәнтәнилик жиғинға наһийә һакими, наһийәлик мәмурийәтниң җавапкәр хадимлири, наһийә мәктәплириниң мудирлири билән муәллимлири вә пешқәдәм устазлар, шундақла ҖУЭМниң башқарма әзалири Емельян Һошуров, Мәхсәтҗан Қаһаров вә Реһимҗан Тоқаев иштрак қилди. Дәсләп сөз новитини алған Уйғур наһийәсиниң һакими Көйүмчан Өмәров наһийә мәктәплиридә паалийәт елип бериватқан муәллимләрни кәспий мәйрими билән тәбриклиди. Андин у билим бериш мәһкимилиридә әмгәк нәтиҗидарлиғиниң тәләпләр дәриҗисидин төвән болуватқанлиғиға тохтилип, униң сәвәплирини тәһлил қилип өтти. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан наһийәлик «Қамқор» кәспий иттипақ бирләшмисиниң рәиси Кәрибай Қожағулов кәсипдашлирини мәйрими билән тәбрикләп, уларға изгү тиләклирини изһар қилди. Андин у бийил һөрмәтлик дәм елишқа чиққан бир түркүм муәллимләрни сәһнигә тәклип қилип, кәспий иттипақ бирләшмиси намидин чапан кийгүзди. Жиғин җәриянида сөзгә чиққан җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики маарип кеңишиниң рәиси Емельян Һошуров  устазларни кәспий мәйрими билән тәбрикләп, Чонҗа йезисидики И.Бәхтия намидики  3-уйғур оттура мәктивиниң муәллими Ибәйдулла Абдуллаевқа, Түгмән уйғур оттура мәктивиниң муәллими Җанархан Талиповаға, М.Һәмраев намидики Чарин оттура мәктивиниң муәллими Меһрим Розиеваға, А.Розибақиев намидики Баһар оттура мәктивиниң муәллими Алийәм Низамоваға, Һ.Искәндәров намидики Ават оттура мәктивиниң мудири Муһәббәт Әйсароваға ҖУЭМ тәрипидин тәсис қилинған Айшәм Шәмиева намидики грант вә бир қатар муәллимләргә Пәхрий ярлиқларни тапшурди. Жиғин давамида шундақла пешқәдәм устазлар Абай Торғаев билән Сүрийәм Һәмруллаева сөзгә чиқип, өзлириниң изи билән келиватқан кәсипдашлирини мәрикиси билән тәбрикләп, ишлириға утуқ тилиди. Ахирида Чонҗа йезисидики оттура мәктәпләрниң оқуғучилири вә бир топ яш муәллимләр шеирлар оқуп, нахша-саз, уссуллири арқилиқ устазларни кәспий мәйрими билән тәбриклиди.

Махмут ИСРАПИЛОВ.

Уйғур наһийәси. 

***

Муәллимләр күни һарписида Панфилов наһийәсидики оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә паалийәт елип бериватқан бир топ устазларниң әмгиги мунасип баһалинип,  А.Розибақиев намидики Пәнҗим оттура мәктиви мудириниң орунбасари Радик Надиров, Б.Назим намидики уйғур оттура мәктивиниң муәллими Рашидәм Улусаева, Әмгәкчи оттура мәктивиниң муәллими Арзигүл Амансопиева, Ават оттура мәктивиниң муәллими Венера Иминова, Х.Һәмраев намидики уйғур оттура мәктивиниң муәллими Асийәм Сайитова ҖУЭМ тәрипидин тәсис қилинған Айшәм Шәмиева намидики грант вә бир қатар муәллимләр Пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди.

Нурәхмәт  ӘХМӘТОВ.

Панфилов наһийәси.

671 рет

көрсетілді

5

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы