• 1-март – Миннәтдарлиқ күни
  • 27 Ақпан, 2020

Гезитханға миннәтдарлиқ

Миннәтдарлиқ күни мунасивити билән өзәм хелидин бери көңлүмгә түкүп жүргән бир топ шәхсләргә, җүмлидин Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Ризайдин Әйсаевқа вә униң ярдәмчилири Азат Гайитов билән Турғанҗан Зайитовқа, шундақла өзәм истиқамәт қиливатқан Төвәнки Пәнҗим йезисиниң почтальони Шәмшибан Сопиеваға чәксиз миннәтдарлиғимни изһар қилғум келиду. Жуқурида исми аталған миллитимиз җанкөйәрлириниң пидакаранә әмгиги түпәйли, бийил Панфилов наһийәси бойичә “Уйғур авази” гезитиға муштири болғучиларниң сани 4 миңға йәтти. Буниңда бизниң жутниңму муһим һәссиси бар. Чүнки өткән жилниң ахирилирида жутумизға “Уйғур авази” гезитиға муштири топлаш бойичә наһийәлик штаб әзалири келип, Төвәнки Пәнҗим оттура мәктивидә чоң баш қошуш уюштурди вә жут әһлини толуғи билән “Уйғур авази” гезитиға йезилишқа дәвәт қилди. “Мениң мошу мәктәптә ишләватқинимға 30 жилдин ашсиму, техи миллий мәдәнийитимизни тәрғип қилидиған мундақ чоң делегация мәктивимизгә кәлгән әмәс” дәп ейтқан мәктәп кәспий иттипақ тәшкилатиниң рәиси Заһидәм Тохтибақиеваниң сөзи техичә ядимда. Хуласиләп ейтсам, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири әйнә шундақ иш елип барса, башқисини ейтмиғанда, “Уйғур авази” гезити муштирилириниң сани турақлиқ көпийип турған болар еди. Ризванәм РОЗИЕВА. Панфилов наһийәси.

99 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы