• 1-март – Миннәтдарлиқ күни
  • 27 Ақпан, 2020

Жутдашларға миннәтдарлиқ

2018-жилниң 29-июли аилимиз үчүн унтулмас күн болди. Бу вақитқичә рәпиқәм Хуршидәм иккимиз төрт бала тепип, чоң өй селип, һойла-арамни рәтләвалған едуқ. Чоң қизимизни йеңила турмушқа бәргән чеғимиз. Хуршидәм хошна йезида, мән өзимизниң жути – Раһатта ишләттуқ. Тәтил болғачқа, үч балимиз өйдә ойнап қалидиған. Адәттикидәк, бу күниму әтигәндә орнимиздин туруп, у-бу ишларни тиндуруп, һәр иккилимиз ишқа кетиштуқ. Һелиму, һазир янфонлар баркән, дәймән! Бир мәзгилдә хошнилар телефон қилип, «Тез кәл, өйүңгә от кәтти!» деди. Башта бешимға бир қапақ су қуюлғандәк, аң-таң болуп қалғиним, һәқиқәт. Бирақ, болған вақиә көз алдимға кәлдидә, өзәмни оқтәк өйгә аттим. Бәхтимизгә яриша, өйгә от тутушуватқанлиғини байқиған хошнилар дәрру балилиримни сиртқа чиқиривапту. Мән һөҗҗәтләрни елип үлгәрдим, халас. Шунчә жил тапқан-тәргинимизниң барлиғи көзүмизниң алдида, бир саатқа йәтмәй өртинип кәтти! Җенимизниң аман қалғанлиғи үчүн Аллаға һели күнгичә шүкри кәлтүримиз. Жутумиз – Раһат йезисиниң аһалисиға рәхмәт. Тағ бағриға җайлашқан әҗайип гөзәл вә һаваси һәм сүйи таза жутумизниң һәрхил милләтниң вәкиллиридин тәркип тапқан турғунлириму шу қәдәр меһриван вә сахавәтлик инсанлардин екән. Аилимизниң тилсиз йеғиға дучар болғанлиғи һәққидики шум хәвәрни аңлиған улар ярдәм қолини сунуп, төрт айниң ичидә биз өйүмизни қайтидин селивалдуқ. Раһатлиқ 100 уйғур аилиси – 374 000, қазақ қериндашлар – 136 800, түркләр 90 000 тәңгә ярдәм қилди. Раһат йезисиниң жигитбеши Турғанҗан Идрисов, наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи Раһат йезилиқ шөбисиниң рәиси Перизәм Әйсарова вә Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Қарихан Азнибақиеваниң уюштуруши билән хошна йезиларниң турғунлириму ярдәм қолини созди. Җүмлидин тәшкәнсазлиқлар – 101 500, таштиқарилиқлар – 100 000, йеңишәрликләр – 66 000, азатлиқлар – 60 000, қәйнәзәрликләр – 80 000, аватлиқлар – 54 000, шундақла хошна Талғир наһийәсиниң Туздыбастав, Мичурин, Бесағаш йезилиридики қериндашлар – 315 000, нурсултанлиқлар – 85 000 вә синипдашлиримиз 170 000 тәңгә ярдәм қилди. Һашарлар уюштурулуп, өй қурулушиға қатнашқанларға ханим-қизлиримиз новәтлишип иссиқ тамақ йәткүзүп турди. «Көп түкәрсә, көл болур» демәкчи, қом-қериндаш, уруқ-туққан, жут, өзгиләрниң ғәм-қайғусиға бепәрва қаримайдиған инсанларниң мана мошундақ инақлиғи түпәйли, биз өзимизниң ялғуз әмәс екәнлигимизни сәздуқ. Мәлумки, бәш жилдин буян Қазақстан хәлқи Миннәтдарлиқ күнини нишанлап келиватиду. Бу мәйрәм – көпмилләтлик Қазақстан хәлқиниң инақлиқ-бирлигиниң, достлуқ-разимәнлигиниң рәмзи. Пурсәттин пайдилинип, жутдашлиримизниң «От кетиш ақивитидин зәрдап чәккән қериндашлиримизға ярдәм қолумизни сунайли», дегән тәшәббусини йәкдиллиқ билән қоллиған барлиқ сахавәтлик инсанларға, җүмлидин төрт ай мабайнида бизгә баш-пана бәргән хошнилиримиз Шерипҗан вә Гүлбанум Лохмәновларға, йезимизниң сабиқ вә һазирқи жигитбашлири Турғанҗан Идрисов вә Туғлуқ Давутовқа, активист анилиримиз Перизәм Әйсарова вә Қарихан Азнибақиеваға, Ришат Һакимахунов рәһбәрлигидики йеза яшлириға, күндүзи өзиниң тирикчилигини қилип, кечиси бизниң өйүмизни турғузушқа күч чиқарған Исрайиловлар әвладиға, йешиниң 80гә тақап қалғанлиғиға қаримай, яшларға йол-йоруқ көрсәткән йезимизниң инавәтлик ақсақили Қәмирдан ака Зординовқа сәмимий миннәтдарлиғимизни билдүрмәкчимиз. Маратҗан вә Хуршидәм ҺӘМРАЕВлар. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

184 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы