• Спорт
  • 05 Наурыз, 2020

Чемпионат болуп өтти

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази» Йеқинда Ишиктә шәһиридики тәнтәрбийә вә сағламлаштуруш комплексида Алмута вилайәтлик «UNІFGHT» федерациясиниң президенти Ялқунҗан Садиқовниң уюштуруши билән пат-йеқинда Чимкәнт шәһиридә аммибап күрәш бойичә өтидиған җумһурийәтлик чемпионатқа яш спортчиларни таллавелиш, шундақла һәрбий оқушларда билим елиш хаһиши бар вә армия сепигә атлинидиған балиларни чиниқтуруш мәхситидә Алмута вилайитиниң чемпионати болуп өтти. Униңға вилайәт даирисидә моҗут 11 спорт клубиниң 200 әзаси қатнашти. Хәлиқара «UNІFІGHT» федерацияси өткән әсирдә Париж шәһиридә бәрпа болуп, андин башқа әлләргә тарашқа башлиди. Федерация әзалири спортниң аммибап күрәш, ушу-саньда, йәкму-йәк күрәш, жеткиндо, пинчат силат вә ММА түрлири бойичә шуғуллиниду. Алмута вилайәтлик «UNІFGHT» федерациясиниң президенти, ички ишлар органлириниң истипадики полковниги Ялқунҗан Садиқов сабиқ кеңәш дәвридә һәрбий борчини Псков десантлар дивизиясидә ада қилған. Кичигидин спортта чиниққан у армия сепидә жүргинидиму спортниң бирнәччә түридин мусабиқиләргә қатнишип жүрди. 1999-жили Әмгәкчиқазақ наһийәлик Ички ишлар башқармиси йенида «Ишиктә самурайлири» спорт клубини тәшкил қилди. Кейинирәк клуб «Яш полицейлар» дәп өзгәртилип, бу йәрдә онлиған спортчилар йетилип чиқти. Уларниң бәзилири һоқуқ қоғдаш органлириға ишқа елинип, жуқури лавазимларға егә болғанлириму бар. Шуниң билән кәскин күрәш җәриянида өткән мусабиқидә Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң «Жеті тарлан» вә «Смарт спарринг» командилириниң бир топ әзалири алдинқи орунларни егиләп, җумһурийәтлик мусабиқигә йолланма алди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

179 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы