• Бизниң сөһбәт
  • 05 Наурыз, 2020

Китапхана – дуния мәдәнийитиниң бир қисми

Китапхана – бу билимгә болған әң аддий йол. Мошу турғида өзиниң надирлиғи бойичә җумһурийәт дәриҗисидики китап амбири – Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий китапханисиға тәң келидиған китапхана камдин-кам учрайду. Мәркизий дөләт китап амбири – һәрқандақ адәм қол йәткүзидиған әң чоң дөләтлик мәдәнийәт мәһкимиси. У Қазақстан библиографияси бойичә илмий әмгәкләрниң мәркизи болуп һесаплиниду. Миллий китапхана җәмийәтлик пәнләр, мәдәнийәт вә сәнъәт, әдәбият һәм тилшунаслиқ бойичә илмий әхбаратларниң җумһурийәтлик системисиға кириду. Шундақла китапхана илмий-методикилиқ, консультациялик, билим вә нәшриятлиқ паалийәтни әмәлгә ашуриду. Йеқинда биз Қазақстан Җумһурийити Миллий китапханисиниң баш мудири Бақытжамал Оспанова билән учришип, китапханиниң тарихи, бүгүнки паалийити һәм әмәлгә ашуруватқан йеңи лайиһилири һәққидә сөһбәтләштуқ. – Бақытжамал Қаирбекқизи, Миллий китапханиниң қандақ қурулғанлиғи, униңға кимләр рәһбәрлик қилғанлиғи һәққидә ейтип бәрсиңиз? – 1910-жили 31-декабрьда Верный шәһәрлик думисиниң қарари билән маарип җәмийитиниң мәблиғигә Л.Н. Толстой намидики китапхана-оқуш җайи ечилди. Кейинирәк китапхана Йәттису, андин Йәттису вилайәтлик, кейинирәк Алмута губерниялик вә Алмута округлуқ дәп аталди. 1931-жили “Қазақ ССР дөләт аммивий китапханисини тәстиқләш тоғрилиқ” тохтам асасида китапхана миллий китап амбири статусиға егә болди. 1936-жили Қазақ Кеңәш Социалистик Җумһурийити қурулғандин кейин китапхана Җумһурийәтлик дөләт аммивий китапхана, андин Қазақ ССРниң дөләт китапханиси дәп өзгәртилди. 1937-жилдин 1991-жилғичә китапхана А.С. Пушкин намида атилип кәлди. Қазақстан мустәқиллик алғандин кейин у Миллий китапхана болуп өзгәртилди. Китапхана 1931 – 1937-жиллири Қазақстан китап палатиси функциясини атқурди. 1934 – 1941-жиллар арилиғида униң йенида Қазақстандики дәсләпки китапхана техникуми паалийәт елип барди. – Бүгүнки күндә Қазақстанниң китапхана системисиға асасән аяллар вакаләтлик қилидиғанлиғи һечким үчүн сир әмәс. Сизниң оюңизчә, аял кишиниң китапханидики роли қандақ? – Алди билән тарихқа қисқичә тохтилай Қазақ хәлқиниң миллий тарихида аял кишиниң адәттин ташқири әһмийәтлик ролини тарихқа чоңқур чөккәндила байқашқа болиду. Әҗдатлиримиздин ханим-қизлар һәққидә көплигән ривайәтләр моҗут. Һелиғичә сақлинип келиватқан хәлиқ еғиз иҗадийитидә, шеирларда вә нахшиларда әкис етилгән. Мошу йәрдә мән гепимни исми ривайәткә айланған түрк вә моңғул хәлиқлириниң вәкили Умай анидин башлиғум келиду. У Тәңридин кейин иккинчи орунда туриду. Униңдин кейинки орунда сақ қәбилисидин келип чиққан массагетларниң гөзәл мәликиси Томирис туриду. У гөзәл һәм әқиллик болушидин ташқири барлиқ түркләрниң қорқумсиз вә җасур рәһбири сүпитидә тарихта қалған. Әнди гөзәл сақ падишаси Зарина униң йолини давамлаштурди. У Сығанақ шәһиридин анчә жирақ әмәс җайдики Роксонаки шәһиридә 40 аялдин тәркип тапқан һәрбий отрядни қурған. Буниңдин ташқири бизниң тарихимизда Домалақ яки Нурила алаһидә орунни егиләйду. Әрәп миссионерлириниң қизи болған у улуқ қазақ даласида Ислам динини тәрғип қилған. Шундақла тарихта Қарашаш аниниңму орни бөләкчә. Униң һәқиқий исми – Айша биби. У шейх Мусаниң қизи вә Ғоҗа Әхмәт Йәссавийниң аниси. Айша биби өзиниң аддийлиғи һәм меһриванлиғи билән пәриқләнгән. Тарихимизда өзиниң даналиғи һәм әқли билән даңлиқ шәхсләр аталған анилиримиз наһайити нурғун. Бу йәрдә мән қазақниң даңлиқ алими Чоқан Вәлихановниң момиси – Айғанимниму әскә алған болар едим. Айғанимму өз дәвриниң аңлиқ, жирақни көзләп иш тутидиған вәкиллиридин болған. У Шәриқниң бирнәччә тилида бемалал сөзләп, йәрлик аһали арисида чоң абройға еришкән. Мундақ тонулған шәхсләрни мисалға кәлтүрсәк нурғун. Миллий китапханимизда һазирқи күндиму гөзәл вә әқиллик ханим-қизлар аз әмәс. Улар һәққидә мән сизгә алаһидә мәмнунийәт билән ейтип беримән. Гепимни Елена Николаевна Шмелевадин башлиғум келиватиду. У Москвадики китапханичилар курсини тамамлиған, 1942-жилдин 1963-жилғичә мудир болуп ишлигән. Урушниң әң еғир жиллири вә униңдин кейинки бәшжиллиқларда Е.Шмелева китапхана кадрлирини, фондни сақлап қелип, оқурмәнләргә хизмәт көрситиштә жуқури көрсәткүчләрни қолға кәлтүрәлиди. 1963-жили Елена Николаевнаниң орниға тарих пәнлириниң намзити Назира Даулетова кәлди. У китапханини 1963 – 1986-жиллири арилиғида башқурди. У китапхана һәққидә мундақ дегән: “Китапхана – мениң төртинчи қизим, мениң пәрзәндим, униңсиз һаятимни тәсәввур қилалмаймән”. Назира Кожахметқизи Қазақстан китапханичилар ишини тәрәққий әткүзүштә нурғунлиған башланмиларниң тәшәббускари болди. Униң рәһбәрлигидә А.С. Пушкин намидики Дөләт китапханиси җумһурийәтниң барлиқ китапханилири үчүн илмий-методикилиқ, тәтқиқат, уйғунлаштуруш мәркизигә айланди. Маһир рәһбәр җумһурийәтниң барлиқ китапханилириниң иш-тәҗрибисини оқуп үгинип, уларниң әң илғар үлгилирини, шәкиллирини вә усуллирини актив җарий қилишқа интилди. 1971-жили селинип, пайдилинишқа берилгән китапханиниң йеңи бенаси – А.Даулетованиң асасий хизмәтлириниң бири. Китапхана базисида пүткүлиттипақлиқ, хәлиқара семинарлар, конференцияләр, кеңәшмиләр өткүзүлүшкә башлиди. Алмутида 1975-жили “Миллий китапханилар системисини планлаш” мавзусида өткән Азия, Африка вә Латин Америкиси әллири китапханилириниң хәлиқара семинари мәркизий китапханиниң дуниявий стандартини тәстиқлиди. Назира Даулетова болупму китапханиларниң өзара алақида ишлишигә җумһурийәт китапханилириниң ишини уйғунлаштурушқа вә методикилиқ тәсирини күчәйтишкә, оқурмәнләр билән мунасивәткә алаһидә диққәт ағдурди. 1974-жили аммивий дөләт китапханилирини мәркәзләштүрүш башланди. Қазақ ССР Мәдәнийәт министрлиги Н.Даулетоваға китапханиларни хизмәт көрситишниң йеңи шәклигә көчүштә һаҗәт методикилиқ вә әмәлий ярдәм көрситишни тәминләш вәзиписини жүклиди. Маһир тәшкилатчи бу мурәккәп ишниң һөддисидинму шәрәплик чиқти. Униң рәһбәрлигидә 272 мәркәзләштүрүлгән китапханилар системиси қурулди. 1980-жилға қәдәр китапхана җумһурийәтниң әң чоң миллий китап амбириға, китапханшунаслиқ вә библиография саһасидики илмий методикилиқ һәм тәтқиқат мәркизигә айланди. Китапхана дунияниң 33 дөлитидики 75 мәһкимә билән китап алмаштурушқа киришти. Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий китапханисида Назира Даулетованиң хатирисигә мәхсус зал ечилған. Шундақла Қостанай вилайитиниң Сарыкөл йезисидики наһийәлик китапханиға униң нами берилгән. 1987-жилниң март ейидин 2003-жилниң июль ейиғичә китапханини Роза Бердиғалиева башқурди. У Москва дөләт мәдәнийәт институтиниң китапханичилар факультетини тамамлиған, тарих пәнлириниң намзити, академик, БМТ йенидики хәлиқара әхбаратлаштуруш академиясиниң “Китапханшунаслиқ” саһалиқ бөлүминиң һәқиқий әзаси, Қазақстан Җумһурийити китапханилар иттипақиниң президенти,. Униң актив паалийити түпәйли китапханиға “Миллий китапхана” статуси берилди. 1980-жилларниң ахирида униң рәһбәрлигидә китапхана-библиографиялик технологиялирини автоматлаштуруш җарий қилинди. Шундақла китапханида униң мутәхәссислири ишләп чиққан җумһурийәтлик автоматлаштурулған китапхана-әхбарат системисиниң программилиқ тәминати ишқа қошулди. Мана шуниңдин кейин Қазақстан китапханилириниң умумий тармиғи шәкилләнди. Роза Аманғалиқизи китапханини дуниявий китапханилар җәрияниға җәлип қилишқа киришти. Китапхана хәлиқара китапханилар иттипақи вә мәһкимилири федерациясигә әза болди, Евразия Китапханилар ассамблеясиниң қоштәсисчиси аталди. Униң рәһбәрлигидә Қазақстан Җумһурийити китапханилар иттипақи қурулди. “Мәдәний мирас” дөләт программиси даирисидә Европа әллириниң китапханилириға вә архивлириға илмий-издәштүрүш экспедициялири уюштурулди. 2003-жилниң июль ейида Роза Бердигалиева Астана шәһири Миллий академиялик китапханисиға мудир болуп тайинланди. – Ядиңизда болса, миллий китапханиға тонулған мәдәнийәтшунас алим Мурат Әвезовму рәһбәрлик қилған... — Дәл шундақ, 2003-жили мәдәнийәтшунас алим, дипломат, хитайшунас, М.В. Ломоносов намидики Москва дөләт университетини тамамлиған Мурат Әвезов башқурди. М.Әвезов китапханиниң барлиқ йөнилиштики паалийитини қоллап-қувәтләп, мәдәнийәтниң чапсан тәрәққий етишигә ярдәм берип, униң гуманитарлиқ алаһидилигини айрип көрсәтти. 2004-жили униң тәшәббуси билән “Рух-Мирас” җәмийәтлик бирләшмиси қурулди. Бирләшмә китапханиниң күндилик паалийитини қоллап-қувәтләш билән биллә “Мәдәний мирас” дөләт программисини әмәлгә ашурушқа нәтиҗидарлиқ иштрак қилиш вә мәдәнийәтшунаслиқ лайиһиләргә, шу җүмлидин нәшрият ишлириға арилишиш үчүн мәбләғ җәлип қилди. Бирләшмә 2004-жили “Рух-Мирас” мәдәнийәтшунаслиқ альманахини тәсис қилди. Альманахниң мәхсити – “Мәдәний мирас” дөләт программисиниң әмәлгә ешишини көрситиш вә мәзкүр саһадики, шу җүмлидин китап чиқириш саһасидики тәтқиқатларни қоллап-қувәтләштин ибарәт. – Бүгүнки күндә оқурмәнләрниң китапханиға келиш статистикиси қандағирақ? – Китапханиға күнигә 2 – 2,5 миң оқуғучи келиду. Уларға 1500 орунлуқ 14 ихтисаслаштурулған залларда хизмәт көрситилиду. Жилиға 42 миңдин ошуқ оқурмәнниң һөддисидин чиқиватимиз. Қазақстан Җумһурийити миллий китапханисиниң асасий контингенти – илим-пән вә ишләпчиқиришниң һәрхил саһалириниң мутәхәссислири, аспирантлар, илмий хадимлар, алий һәм кәспий оқуш орунлириниң студентлири. Оттура һесапта херидарлиримизниң 30 пайизини һәрхил мутәхәссисләр вә илмий хадимлар, 65 пайизини яшлар вә бәш пайизини пенсионерлар тәшкил қилиду. – Әнди мәдәний мирас фонди һәққидә гәплишәйли. Һазирқи күндә мәзкүр йөнилиштә силәр қандақ лайиһиләрни уюштуруватисиләр? – Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий китапханиси Қазақстан хәлқиниң роһий мирасини әкис әттүридиған әҗайип китап фондиға егә. Уларниң арисида қазақ, рус вә европа тиллиридики язма ядикарлиқлири, қазақ мәрипәтчилириниң қолязмилири, Қазақстан һәққидә әмгәкләр, Қазақстанниң дәсләпки қәрәллик нәширлири бар. Китапханида дунияниң 122 тилида 6,5 миллион дана нәшир һәм һөҗҗәт материаллири сақлиниватиду. Миллий китапханиниң асасий мәхсәтлириниң бири – мәзкүр фондни китапхана оқурмәнлиригә тәвсийә қилиш билән биллә уларни кәлгүси әвлат үчүн сақлап қелиштин ибарәт. Заманивий әхбарат технологиялири топланған әхбаратни кәң миқияста электронлуқ шәкилгә йөткәшкә киришишкә вә әхбарат ресурслириниң принцип җәһәттин йеңи түрлирини қурушқа имканийәт яритиватиду. – Бийил Улуқ Ғалибийәтниң 75 жиллиғини нишанлаймиз. Улуқ Вәтән уруши жиллиридики китапхана иши һәққидә ейтип бәрсиңиз? – Китапханиниң Улуқ Вәтән уруши жиллиридики паалийити Қазақстан китапхана ишиниң жилнамисида алаһидә орунни егиләйду. 1941-жилниң 22-июнидин башлап китапханиниң иши кәскин өзгәрди. Пүткүл Қазақстан бойичә миңлиған адәм Қизил Армиягә өз ихтияри билән әза болуш әризисини бәрди. А.С. Пушкин намидики Дөләт аммивий китапханиси хадимлириниң бир қисми ихтиярий рәвиштә фронтқа атланди. Уларниң арисида ака-ука Ахметовлар, Иван Бондаренко, Владимир Маховиков, Григорий Царев, китапхана мудири Мухтар Жанғалин, һәммиси болуп 11 адәм бар. Мухтар Жанғалин вә Григорий Царевтин башқиси җәң мәйданлирида қәһриманларчә қаза болди. Уруш китапхана ишиниң шәклини һәм усулини қәтъий өзгәртти. 1941-жилниң декабрь ейидин тартип һәрбий қисимларға, госпитальларға вә һәрбий хизмәткә чақириш пунктлириға хизмәт көрситиш үчүн А.С. Пушкин намидики китапханиниң көчмә фонди тоғрилиқ вақитлиқ қаидә ишлинип чиқти. Буниңдин ташқири китапхана хадимлири мәйданға әдәбий китапларни әвәтишкә һәртәрәплимә ярдәмләшти. Китапхана мудири М. Жанғалин Кеңәш Армияси қатариға чақиртилғандин кейин китапханини Е.Шмелева башқурди. Уруш вақтиниң шәртлиригә мувапиқ, китапханиниң иш кәштиси қайта қаралди: штат қисқирап, дәм елишлар рәт қилинди, иш күни узартилди, дәм елиш күнлири хадимларниң барлиғи җәмийәтлик чарә-тәдбирләр билән бәнт болди. Қисқиси, бу шараитта китапхана хадимлириниң азайғиниға қаримай, илгәрки петичә әмгәк қилди. – Раст, бу дәвир пүткүл мәмликәт үчүн еғир болди. Мәлумки, уруш вақтида Алмутиға пүткүл кеңәш җумһурийәтлиридин көплигән зиялилар, алимлар һәм язғучилар көчирилди. Мошу һәққидә тәпсилий ейтип бәрсиңиз? – Уруш жиллири Кеңәш Иттипақидин интеллектуал саһаниң хадимлири көчирилип, Алмута илмий-тәтқиқат мәһкимилириниң, оқуш орунлириниң, студентларниң мәркизигә айланди. Алмутиға көрнәклик алимлар, язғучилар, артистлар вә композиторлар аилилири билән көчүп кәлди. Шу жиллири китапханиниң оқуш заллирида язғучилар В.Луговской, А.Толстой, С.Устинский, режиссер С.Эйзенштейн, Кеңәш Иттипақиниң хәлиқ артистлири М.И. Жаров, Б.Чирков, Н.Черкасов, Л.Целиковская, В.Марецкая, Н.Сац, А.Абрикосов, П.Кадочников, академиклар А.Адоратский, А.Панкратова вә башқиму мәдәнийәт һәм илим пәнниң көрнәклик әрбаплири ишлиди. Уруш жиллири К.Паустовский, С.Маршак китапханиниң турақлиқ оқуғучилири болди. Китапханимизниң камдин-кам учрайдиған китаплар вә қолязмилар бөлүмидә У.Воинов вә С.Эйзенштейн салған сүрәтләрниң сәккиз дәптири сақланған. Улар Алмутида “Иван Грозный” кинофильми чүширилгәндин кейин мошу йәргә кәлтүрүлгән. Китапхана коллективиға оқурмәнләрниң тәливини қанаәтләндүрүш, уларға жуқури дәриҗидә хизмәт көрситиш үчүн тинмай әмгәк қилишқа тоғра кәлди. Ейтиш керәкки, улар бу вәзипиниң һөддисидин толуқ чиқалиди. Уларниң барлиғи фонд тәркивигә һәм китапхана хизмитигә жуқури баһа бәрди. Буниңға әшу еғир жилларда уларниң “Пикирләр һәм тәклипләр” китавида йезип қалдурғанлири ярқин испат болалайду. Улар китапхана коллективиниң пидакаранә әмгигигә наһайити жуқури баһа бәргән. Сөһбәтләшкән Бәхтияр ТОХТАХУНОВ.

528 рет

көрсетілді

94

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы