• Әхбаратлар еқими
  • 11 Наурыз, 2020

Ядро синақлири полигонлириниң ховупи техи бар

Мәлумки, ХХ әсир инсанийәт тарихида илмий кәшпиятлар вә йеңилиқлар, инқилаплар вә қанлиқ урушлар йүз бәргән дәвир сүпитидә йезилған. Болупму атом энергиясини пайдилиниш кәшип қилинғандин кейин дуниядики сәясий мунасивәтләрниң йеңи басқучи башланди. Чүнки ядро қураллири кәшип қилиниши аләмдики икки система, йәни капитализм вә социализм системисиниң бир-биригә қарши турушиниң әң хәтәрлик амилиға айланди. Йолдаш МОЛОТОВ, “Уйғур авази” Тәкитләш лазимки, атом энергияси течлиқ мәхсәттә пайдилиниш әқилгә мувапиқ. Униң пайдиси һәққидә ейтсақ, атом энергия станциялири әтрап муһитни булғимайду, кислород пайдилинилмайду, уни халиған җайға селишқа болиду, баһаси әрзән вә һаказилар. Әнди сәлбий тәрәплирини тәкитлисәк, АЭСларни селиш нурғун мәбләғ тәләп қилиду, бир станция 20 –25 жил ишлиши мүмкин. Униңдин чиққан радиоактив затларни йоқитиш наһайити қийин. Әнди ядролуқ қуралларниң инсанийәт үчүн наһайити ховуплуқ екәнлиги һәммигә аян. Әпсуслинарлиқ йери, дуниядики чоң дөләтләр атом энергиясини асасән ядролуқ аммивий қириш қураллирини ясаш үчүн пайдилиниду. Тарихта дәсләпки ядролуқ қурал синиғи 1945-жили 16-июльда АҚШниң “Аламогордо” синақ полигонида йүз бәрди. Шу жили августта болса, Америка Қошма Штатлири атом бомбилирини Японияниң Хиросимо вә Нагасаки шәһәрлиригә ташлиди. Бу икки шәһәр йәр билән йәксән болди. Хиросимида 147 миң адәм, Нагасакида болса, 75 миңдин ошуқ адәм вапат болди. АҚШ атом бомбисиниң қувитини, ховупини намайиш қилишиниң асасий сәвәви, өзиниң һәрбий күчини көрситиштин ибарәт еди. Шундақла иккинчи дуния урушиниң ғалиби, амма қанлиқ урушниң әң көп зәрдавини чәккән һәм һалсириған Кеңәш Иттипақиға тәһдит қилиш болди. Бирақ Кеңәш Иттипақиму бу йөнилиштә кәңдаирилик ишларни жүргүзүвататти. Ениғирағи, алим Игорь Курчатов рәһбәрлигидики топ җиддий ишләвататти. Шундақ қилип, Қазақстандики Шәмәй ядро полигонида 1949-жили 29-августта дәсләпки қетим атом бомбиси синақтин өткүзүлди. Шуниң нәтиҗисидә дуниядики икки дөләт арисидики тәңпуңлуқ пәйда болди. Бу тәңпуңлуқниң пәйда болуши ядролуқ урушниң ховупини азайтти. Бирақ инсанийәт үчүн бу чоң хәтәр туғдуратти. Көп өтмәйла Бүйүкбритания, Франция, Хитай, кейинирәк Пакстан вә Һиндстан ядролуқ қуралға егә болди. Тәкитләш лазимки, Шәмәй полигони СССРниң асасий стратегиялик объекти болди. У 18 млн. гектар йәргә орунлашти. Шундақ қилип, Қазақстан йеридә 1949 – 1989-жиллар арилиғида 456 ядролуқ партлаш әмәлгә ашурулди. Уларниң 116 йәр үстидә, йәни очуқ асманда, қалғини йәр астида партлиди. Мәлумки, Қазақстан Мустәқиллигигә егә болғанда, “Қазақстан территорияси ядро қуралисиз территория” дәп елан қилинди. Әнди 1991-жили 28-августта Қазақстанниң Тунҗа Президенти Нурсултан Назарбаев Шәмәй ядро полигонини йепиш тоғрилиқ Пәрманни имзалиди. 29-августта болса, Шәмәй ядро полигони рәсмий йепилди. Әлвәттә, қириқ жил давамлашқан ядро синақлириниң ақивәтлири Қазақстан үчүн наһайити еғир болди. Полигон орунлашқан җайниң вә униң әтрапиниң тәбиитигә, яшаватқан хәлиққә сезиләрлик дәриҗидә ховуп елип кәлди. Йәрлик аһали арисида хәтәрлик ағриқлар көпәйди, айрим йезилар тамамән йоқалди. Ядро синақлириниң зәрдави вә униң келәчәк үчүн болидиған тәсири техичила толуғи билән тәтқиқ қилинип болмиди. Бу ишлар һазирму давамлишиватиду. Мана мошу мәсилигә беғишлинип, өткән һәптидә Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиниң Алмутидики вакаләтханисида БМТниң әхбарат бюроси, «Полигон – 29 августа» җәмийәтлик фондиниң уюштуруши билән «Шәмәй полигони – ядро синақлириниң ақивәтлирини реабилитация қилиш» мавзусида «дүгләк үстәл» өтти. Униңға БМТниң ихтисадий вә иҗтимаий мәслиһәтчиси статусиға егә «Полигон – 29 августа» җәмийәтлик фондиниң рәһбири Нурлан Бозтаев, Европа Кеңишиниң «Горизонт – 2020» даирилик программисиниң миллий координатори Камила Магзиева, БМТ аләмшумул коммуникацияләр департаментиниң рәһбири Властимил Самек, «Туран дунияси» җәмийәтлик фондиниң рәһбири Карлин Мәхпиров, журналистлар вә ҚазМУ хәлиқара мунасивәтләр факультетиниң студентлири қатнашти. «Дүгләк үстәлни» Властимил Самек киришмә сөз билән ечип, мундақ деди: – Һәммимизгә мәлумки, 1992-жили 2-март күни Қазақстан рәсмий түрдә Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиға әза болди. Қазақстанниң өз мустәқиллигини елип, Шәмәй ядро полигонини йепиши, ядро қураллиридин ваз кечиши дунияда йеңи мустәқил дөләтниң абройини ашурди. Һазир Қазақстан дунияда течлиқпәрвәр дөләт, достлуқ макани сүпитидә етирап қилиниду. Биз бүгүн дунияниң күн тәртивидә туруватқан муһим мәсилиләрниң бири – БМТ елан қилған дунияниң турақлиқ тәрәққияти программиси даирисидә Қазақстанниң бехәтәр тәрәққияти мәсилирини муһакимә қилимиз. БМТниң турақлиқ тәрәққият программисида бехәтәр тәрәққият үчүн һаҗәт 16 пункт бар. Бу җәһәттин алғанда Қазақстан нурғунлиған ишларни әмәлгә ашурди дәп ейтишқа болиду. Мәзкүр башқошушқа яшларниң қатнишиватқанлиғи әвлатлар варислиғини капаләтләндүриду. Қазақстанлиқ яшлар өз елидә ядро полигонини йепиш арқилиқ дуния үчүн қанчилик муһим ишни әмәлгә ашурғанлиғини һис қилиши һаҗәт. Шундақла яшлиримиз бу ишни буниңдин кейинму давамлаштуруши лазим. Әлвәттә, Қазақстандики Шәмәй полигонида 40 жил давамлашқан ядро синақлири нурғун азап-оқубәтләрни елип кәлди. Әйнә шу оғиланған территорияләрдики хәтәрләрниң ақивәтлирини азайтиш, йәрлик аһалиниң саламәтлигини тәминләш, ядро синақлириниң ақивәтлириниң ениқ фактлирини көрситиш мәхсәткә мувапиқ. Бу пәқәт Қазақстанниңла мәсилиси әмәс, у аләмшумул мәсилә. Шуңлашқа БМТ даирисидә күн тәртивидә туриду. Мәсилиләрни тәтқиқ қилиш үчүн БМТ тәрипидин грантларму бөлүнүватиду. Бу мәсилә билән шуғуллинип келиватқан тәшкилатларниң бири –«Полигон –29 августа» фонди. Һазир фонд рәһбири Нурлан Бозтаев ишниң тәпсилатини ейтип бериду. — Һәммимизгә мәлум, 1949-жили 29-август күни Шәмәй полигонида биринчи атом бомбиси партлиди. Әнди 1991-жили 29-август күни Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти Шәмәй ядро полигонини йепиш тоғрилиқ қарар қобул қилди — деди Н.Бозтаев. – Биз фондниң намини әйнә шу пәқәт Қазақстан үчүнла әмәс, бәлки пүткүл дуния үчүн рәмзлик күн билән аташни тоғра көрдуқ. Кейинирәк Қазақстанниң тәкливи билән 29-август “Хәлиқара ядролуқ синақларға қарши һәрикәт күни” дәп елан қилинди. Бу сәнә һазир пүткүл дунияда нишанлиниду. Мениң дадам Кеширим Бозтаев (шу вақитта Шәмәй вилайәтлик партком кативи) 1987-жили Шәмәй полигонини арилап, дәсләпки синақлар һәққидә чүширилгән мәхпий һөҗҗәтлик фильмларни көргәндин кейин, наһайити чоң хәтәрниң ениқ маһийитини чүшәнгән еди. Шуңлашқиму у дәрһал Москваға хәт йезип, полигонни йепишни қәтъий тәләп қилиду. Әң хәтәрлиги – Шәмәй полигони техила аддий хәлиқ яшаватқан дуниядики бирдин-бир синақ полигони еди. Миңлиған адәмләр мошу кәмгичә униң зәрдавини тартиватиду. Елимиз мустәққиллигини алғандин кейин шу регионда яшаватқан хәлиқни һимайә қилиш мәхситидә мәхсус қанун қобул қилинди. Шуниңға мувапиқ, аһалиға айрим имтиязлар берилди. Әлвәттә, мошундақ қанунларни, һоқуқларни бериш үчүн тәтқиқат ишлирини жүргүзүш һаҗәт болди. Биз әйнә шундақ ишларни әмәлгә ашурушқа башлидуқ. Мошу жиллар ичидә полигон ховупиниң хәритисини тәйярлап чиқтуқ. Алаһидә тәкитләш лазимки, полигонниң зәрдавини Шәмәй вилайити (һазирқи Шәрқий Қазақстан вилайити), Павлодар вилайити вә башқиму вилайәтләр һәрхил дәриҗидә тартиватиду. Хәритидә әң ховуплуқ җайларни тамамән йепиш, у йәрләргә адәмләрни киргүзмәслик қолға елинди. Һазир Курчатов шәһиридики радиоактивлиқ бехәтәрлик институти хәлиқара дәриҗидә илмий-тәтқиқат ишлирини жүргүзмәктә. Мошу күнгә қәдәр 11 миң квадрат метр йәр тәтқиқ қилинди. Уларниң айримлирини қайтидин йеза егилигигә пайдилинишқа бериш мәсилиси муһакимә қилиниватиду. Шуниму алаһидә тәкитләш керәкки, Шәмәй полигони – дунияда әң көп тәтқиқ қилинған полигон. Нәқ мошу йәрдә жүргүзүлгән илмий тәтқиқатлар нәтиҗилири арқилиқ дуния җамаәтчилиги ядро синақлириниң ақивәтлирини чүшинишкә, билишкә башлиди. — Нурлан Бозтаев Шәмәй полигониниң тарихи вә ядро синақлириниң ақивәтлири һәққидә тохтилип өтти, — деди Европа кеңишиниң «Горизонт-2020» даирилик программисиниң миллий уйғунлаштурғучиси Камила Мағзиева. – Әнди бизниң алдимизда «келәчәктә немә қилишимиз керәк?» дегән соал туриду. Һазир елимиздә ядро синақлиридин зәрдап чәккән чоң территориядә яшаватқан адәмләр, җаниварлар, өсүмлүкләр бар. Полигонда алимлар тәрипидин илмий ишлар әмәлгә ашурулди. 1992-жилдин башлап биз дунияниң диққитини мошу мәсилигә җәлип қилишқа муйәссәр болдуқ. Илмий тәтқиқатлар үчүн 15 миллион евро бөлүнди. Һазирқи бизниң мәхситимиз – бу ишқа яшларни җәлип қилиш. Буниң һәммиси БМТниң асасий мәхсәтлиригә уйғун келиду. Бу йәрдә шу регионда яшаватқан аһалиниң саламәтлигини сақлаш, әтрап муһитни қоғдаш, санаәт, йеза егилигини тикләш қатарлиқ нурғунлиған мәсилиләр туриду. Әң муһими, уларни һәл қилишни БМТ қоллап-қувәтләватиду.Тәкитләш лазимки, ядро синақлириниң ақивәтлири узун жиллар давамлишидиғинини яхши билимиз. Полигонда мәхсус «қәбирстанлиқлар» бар. Әйнә шу йәрләргә радиоактив маддилар көмүлиду. Бирақ тәбиий әһвалларда «қәбирстанлиқлардики» радиоактив маддиларниң сиртқа чиқип кетишиму еһтималдин жирақ әмәс. Тәхминләр бойичә, зәһәрлик маддилар йәрасти сулири, дәриялар арқилиқ Россиядин өтүп шималий деңизларға йетип бариду. Айрим тәтқиқатлар шундақ болуватқанлиғиниму көрсәтмәктә. Йәни, шималий деңизларда зәһәрлик маддилар тепилған. Бирақ уларниң нәқ шу Шәмәй полигонидики «қәбирстанлиқлардин» екәнлиги техи испатланмиди. Униң үчүн комплекслиқ илмий тәтқиқатлар керәк. БМТниң мошу мәсилигә диққәт бөлүши һаҗәт болуватиду. Биз билимиз, Иртыш дәрияси Қариғанда арқилиқ Нур-Султанға бариду. Демәк, пайтәхт турғунлириму бу ховуптин һимайә қилинмиған. Бәзи алимлар барлиқ ишни дәсләп мошу әһвални тәтқиқ қилиштин башлишимиз керәклигини ейтмақта. Әгәр мошу турғудин қарисақ, бу мәсилә билән Қазақстан һөкүмити җиддий шуғуллиниши керәк. Мәбләғниму Қазақстан бөлүши лазим болиду. Жуқурида ейтқинимдәк, илмий тәтқиқатларниң комплекслиқ рәвиштә әмәлгә ашурулғини тоғра. Шу вақиттила дунияниң диққити мошу мәсилигә қаритилиду. Раст, нурғун ишлар әмәлгә ашурулди, бирақ алдимизда турған ишлар униңдинму нурғун. — Мана Камила Тусупхановна комплекслиқ тәтқиқатлар жүргүзүш керәклигини ейтти. Мәнму буни қоллаймән, — деди новәттики натиқ, «Туран дунияси» җәмийәтлик тәшкилатиниң рәһбири Карлин Мәхпиров. — Мәсилән, Иртыш дәрияси ХХҖ ШУАРдин башлиниду. ШУАРда дуниядики йәнә бир чоң ядро синақ полигони — Лобнор полигони бар. У йәрдики йәрасти сулириму Иртышқа қуюлиду. Һазир Шәмәй полигони 80 пайизға тәтқиқ қилинип болди. Әнди Лобнор полигони тоғрилиқ бир һөҗҗәт йоқ. Уйғурларниң тарихий вәтинидики бу паҗиәгә техи дуния җамаәтчилигиниң диққити бөлүнмиди. У йәрдә пүтүнләй йезилар, аһалилиқ пунктлар йәр билән йәксән болди. Йүз миңлиған адәмләр ядро синақлириниң зәрдавини тартиватиду. Лобнордики ядро синақлири ақивәтлириниң қандақ паҗиәләргә елип келидиғинини һечким билмәйду. Лобнор йепиқ территория, йепиқ мавзу. Илгири бу мавзу бираз болсиму көтирилгән еди. Сәвәви, бу айрим регионниң мәсилиси әмәс. Бу аләмшумул мәсилә. Мошу мәсилигиму БМТниң, дуния җамаәтчилигиниң диққитини җәлип қилишниң вақти аллиқачан йәтти дәп ойлаймән. «Дүгләк үстәл» ахирида униң қатнашқучилири, болупму студентлар өзлирини қизиқтурған соалларға әтраплиқ вә қанаәтлинәрлик җавапларни алди.

622 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы