- Асасий мақалилар
- 11 Наурыз, 2020
Ихтисадий әһвал бойичә кеңәшмә өткүзди
Қасым-Жомарт Тоқаев елимиздики ихтисадий әһвал бойичә кеңәшмә өткүзди, дәп хәвәрлиди Дөләт рәһбириниң мәтбуат хизмити.
Дүшәнбә күни Президент Қасым-Жомарт Тоқаев Һөкүмәтниң вә Дөләт рәһбиригә беваситә беқинидиған органларниң рәһбәрлири билән кеңәшмә өткүзди. Униңда дуниядики малийә-ихтисадий әһвал вә униң Қазақстан ихтисадиға тәсири бойичә мәсилиләр муһакимә қилинди.
Президент Һөкүмәткә, Миллий банкқа вә башқиму дөләт органлириға бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. Асасий тапшурма – дөләтниң хәлиқ алдидики барлиқ иҗтимаий вәзипилирини толуқ көләмдә орунлаш.
Қасым-Жомарт Тоқаевниң тапшурмиси бойичә Премьер-министрниң беваситә рәһбәрлигидә Тез һәрикәт штаби қурулди. Боһранға қарши һәрикәтләр плани, чоң санаәт орунлирида хәлиқни иш билән тәминләшни қоллап-қувәтләш бойичә мәхсус планлири тәйярлиниду. Президент мүмкинқәдәр хәлиқни иш билән тәминләш мәсилисини алаһидә әһмийәтлик дәп һесаплайду.
Һөкүмәт 2020 – 2022-жилларға беғишланған җумһурийәтлик бюджетни ениқлаш бойичә тәклипләр тәйярлайду.
Дөләт рәһбири бюджет чиқимлирини қисқартиш, регионларда хәлиқни иш билән тәминләш, елимизниң малийә-валюта базирини турақлаштуруш, җумһурийәтлик вә йәрлик бюджетларни оптимизацияләштүрүш бойичә чарә-тәдбирләрни қобул қилишниң муһимлиғини тәкитлиди.
239 рет
көрсетілді0
пікір