• "Мәнавият булуңи"
  • 18 Наурыз, 2020

Мәнәвият булуңи

Хотән гилими Гиләм — уйғур қолһүнәрвәнчилик буюмлири ичидә һәммидин әтивалиқ вә әң кәң умумлашқан миллий мәһсулатларниң бири. Хотән гиләмчиликниң вәтини болуп һесаплиниду. Хәлқимиз турмушида гиләмниң буниңдин икки миң жил илгири пәйда болғанлиғи һәққидә хатириләр бар. 1959-жили Хотән вилайитигә қарашлиқ қедимий Миран қәбирстанлиғида жүргүзүлгән археологиялик қезиш җәриянида миладидин илгәрки 220 — 206-жилларға тәвә бир парчә гиләм тепилған. Хотән гилими Хотән қойиниң жуңидин тоқулиду. Униң әвришимталлиқ һәм узунталлиқ түрлири болиду. Хотәндә жуң-жипларни бояш үчүн ишлитилидиған яңақ пости, анар пости, тоғруғу, зәмчә, шахар қатарлиқ тәбиий бояқ материаллири наһайити көп. Хотән гилиминиң аччиқ анар нусха (анар гүл), Иран нусха, Кәшмир нусха, чечәк нусха, лаңқа нусха, кәлкүн нусха, шундақла шам, әдиял, юлтуз нусха қатарлиқ түрлири бар. Бу хил гиләмләрниң һәммисиниң чөрисигә һәрә чишлиқ үчбулуң шәкил нәқишләнгән. Уйғурларниң миллий услубтики өй-имарәт нәқишлиридиму мошу услуб өз әксини тапқан. Гиләмләр, адәмләрниң турмуш еһтияҗиға мувапиқ, йәр гилими, асма гиләм, каравәт гилими дәп бөлүниду. Гиләм наһайити сүпәтлик һәм чидамлиқ турмуш буюми болғачқа, уйғурлар арисида “Кәмбәғәл болсаң, гиләм ал” дегән нәқил бар. Хотән гилими бүгүнки күндиму өзиниң қәдир-қиммитини йоқатмай, хәлиқара базарда риқабәт күчигә егә миллий қолһүнәрвәнчилик мәһсулати болуп қалмақта. Сандуқчилиқ Һүнәр-кәсип адәтлиримизниң ичидә қедимий кәсип – сандуқчилиқниң орни алаһидә. Уйғур сандуғиниң түрлири көп: апан сандуқ, қат сандуқ, һәрхил рәңдә сирлинип, хилму-хил гүл нусхилар чүширилгән сандуқлар, тониға миқлап берилгән палас сандуқ (мундақ сандуқ «уруш сандуқ», «әстәр хан сандуғи» дәпму атилиду) вә һаказилар. Сандуқ ясашта адәттә терәк вә қариғай яғичини, яра йелимни пайдилиниду. Иш җәриянида чоң-кичик чот (кәкә), һәрә, искинә, рәндә, яғач һәм япилақ тумшуқлуқ болқилар, түз қайча, җаду қайча, сүнбә, миқ, япилақ сизиқ, тартиш таниси, метр қатарлиқ әсвап-үскүниләр лазим болиду. Әнди сандуқ ясаш усулиға келәйли. Алди билән сандуқ өлчими бойичә кесилгән тахтайниң бир тәрипи силиқлинип, икки бешидин әрқан-чиш оюқлири ечилиду. Шуниңдин кейин әрқан-чиш оюқлири кириштүрүлүп, яра йелим билән чаплинип, сандуқниң «сүйәклири» қураштурулиду. Андин ағзиға кирәчә (ечилип-йепилиш үчүн), икки янға тутқа, алдиға қағитумшуқ бәкитилиду. Ахирида сирлаш, үз тәрипини нәқишләш (тағ-дәриялар, қуяш, ай-юлтуз шәкиллири, гүл-гия, мевә-чевә, һайванат, учарқанатлар шәкиллири селиниду) яки тониға миқлаш ишлири жүргүзүлиду. Сандуқниң чоң-кичиклиридин ташқири ашлиққа молҗаланған түриму моҗут. У «кат» дәп атилиду. Ашлиқ катлири наһайити чоң вә көркәм ясилип, алдиға қаплатма шәклидә тилинған яғач билән һәрхил нәпис нәқишләр чаплиниду. Бәзи чоң катларға бир тонниға йеқин ашлиқ сиғиду. Әң муһими, униңда сақланған ашлиқ асан бузулмайду. Һоң қоғуни Уйғур деханлириниң қоғунлири һазир хәлиқара базарларда «хамигүл» («Қумул қоғуни» дегән мәнани билдүриду) нами билән мәшһур. Бу қоғунниң нами әмәлиятта Идиқут бағридики гөзәл мәһәллиләрниң бири – «Һоң» дегән җайда өстүрүлидиған алаһидә сортлуқ «Һоң қоғуни» билән беваситә мунасивәтлик. Һоңниң қара чилан топриғи нәм тартип туридиған алаһидиликкә егә болғачқа, бу йәрдә қедимдин тартипла қоғун өстүрүлуп кәлгән. Йәни тәвә хәлқи мошу әвзәл топрақ шараитидин үнүмлүк пайдилинишни билгән. Бир алаһидилиги, бу җайда қоғун териш үчүн чөнәк тартилмайду, һәмдә суғирилмайду. Чүнки нәмлиги мол йәрниң өзи қоғун пәләклириниң өсүшигә йетәрлик шараит һазирлап бериду. Қоғун пәләк тартишқа башлиғанда, униң һәрбир түпиниң түвигә явабуя, бедә, янтақ яки мувапиқ миқдарда йәрлик оғут (асасән қой вә қуш маяқлири) көмүлиду. Шуниң үчүн һоңниң қоғуни бәкму шерин, татлиқ, көрүнүшиму киши зоқланғидәк чирайлиқ болуп келиду. Шундақла гөши қелин, шапиғи непиз, йейишлик, сақлашқа чидамлиқ болуштәк алаһидиликләргә егә. Йәргә териш үчүн адәттә қоғунниң оттуридики уруғи елиниду. Чүнки қоғунниң уруғи тумшуқ тәрипидин елинған қоғун бузулуп, шалғутлишип кетиду. Сапақ түвидин елинған уруқниң қоғуни болса, ушшақ чүшиду. Йәнә бир диққәт қилидиған йери, уруқ қелипи билән биллә шапаққа илинип, өз петичә курутулуши лазим. Қоғунчилар тәҗрибиси көрсәткинидәк, ундақ уруқ хелә узун вақитқичә бузулмайдекән. Һоңда узундин буян терилип кәлгән йәрлик қоғунлардин көкчи қоғунниң — «қара көкчи», «ақ көкчи», «һөр көкчи», «Айсихан көкчи», «сериқ көкчи», бишәкширинниң — «узун бишәкширин», «қара бишәкширин», «сериқ бешәкширин», миҗиғанниң «қарақаш миҗиған», «сериқ миҗиған», ала қоғунниң «сериқ ала», «көк ала», «ақ ала» дегән түрлири бар. Шундақла бәгзадә, постипияз, нашекәр, ақнават, шекәрсүйи, бесивалди, хаманчи вә ойниғуч (чилгә) қатарлиқ қоғунлар хәлқимиздә алаһидә аммибаплиққа егә. Җәвгән Җәвгән (ат поңзиги) — түркий хәлиқлириниң, болупму уйғурларниң узақ тарихиға егә миллий атүсти тәнһәрикәт оюнидур. 1970-жили археологиялик қезиш мабайнида Турпан астанилиқ қедимий қәбирстанлиғидин VІІ әсиргә мәнсүп лайдин ясалған чаққан һәйкәлчә тепилған. Униңда ат үстидә бешиға допа, үстигә тон, путиға өтүк кийгән, оң қолида поңзәк калтигини көтирип, чепип келиватқан чавандазниң қияпити гәвдиләнгән. Униңдин әйни вақиттики ат поңзиги мусабиқисидики җиддий вә җошқун поңзәк талишиш көрүнүшини байқавелиш тәс әмәс еди. Ат поңзиги ойнилидиған мәйданиниң узунлуғи — 300, кәңлиги 100 метр әтрапида болиду. Оюн бәш чавандаздин ибарәт икки топ арисида жүргүзүлиду. Униң шәрти бойичә, ат үстидики оюнчи узунлуғи 80 сантиметр келидиған бир учи әгир чомақ шәклидики калтәк билән қаттиқ яғачтин яки көндин ясалған поңзәкни қарши тәрәпниң қапқисиға һайдап киргүзүши керәк. Қайси топ поңзәкни көп киргүзсә, шулар йәңгән болуп һесаплиниду. Тарих сәһипилирини варақлисақ, Қараханийлар дөлитидә адәмниң җисманий һәм ойлаш қабилийитини тәрәққий әткүзидиған һәрхил мейә вә тәнһәрикәт мәшғулатлириға алаһидә көңүл бөлүнгәнлиги һәққидә ениқ йезилған. Улуқ әдип Йүсүп Хас Һаҗипниң «Қутадғу билик» дастанидики: Йәнә дамка, шахматни у билсун хоп, Оюнға чүшкичини алсун утуп. У билсун җәвгәнни, атар болсун оқ, Йәнә қушчи вә ода тәңдиши йоқ, — дегән мисралири сөзүмизгә испат болалайду. Шәхсий тазилиқ адәтлири Тәрәт елиш. Уйғурлар ислам диниға етиқат қилғачқа, һәр күни бәш вақ намаз оқуш «пәриз» дәп бәкитилгән. Тәрәт елиш алди билән истишқа қилиштин (мәқъәтни су билән пакиз жуюш) башлиниду. Тәрәт үчүн пакиз вә сүзүк су ишлитилиду. Әгәр шараит яр бәрсә, пүтүн бәдинини жуюшқиму (ғусул қилиш) болиду. Гәрчә хәлқимиз сағлам һаят тәризигә әмәл қилған һалда, бала-чақилири билән нәврә-чәврилирини кичик вақтидин тартипла тәрәтлик жүрүшкә үндәйду. Бойини суға селиш. Асасән җисманий иш билән шуғуллинидиған хәлқимиз һерип-ечип кәлгәндә ериқ-өстәңләрдә жуюнушни, өз өйидә «бойини суға селишни» әзәлдинла адәткә айландурған. Әйнә шу мәхсәттә уйғурларниң өй қурулмисида ятақ өйниң бир булуңиға «қазнақ» дәп атилидиған бир кичик хана қошуп ясилидиған болған. Униң оттурисиға «әврәз» колинип, үсти пишшиқ кесәк билән йепилиду. Әврәзниң мәхсус өтүш йоли арқилиқ жуюнда су сиртқа чиқиду. Аилә әзалири новәт билән қазнаққа кирип, «бойини суға салиду». Үз-қолини жуюш. Уйғурлар йемәк-ичмәк тазилиғиға алаһидә әһмийәт бериш билән биллә һәрқандақ әһвалда қолини жуймай туруп, дәстихан алдиға кәлмәйду. Мәйли өз өйидә болсун яки меһмандарчилиққа барсун, өй егиси меһманниң қолиға су елишни һәм һөрмәт, һәм совап дәп билиду. Бу мәсъулийәт адәттә балиларниң зиммисигә жүклиниду. Қаидә бойичә, қолға су елишта аптава-чилапча пайдилинилиду.

409 рет

көрсетілді

47

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы