• Хәйрихаһлиқ
  • 18 Наурыз, 2020

Көпбалилиқ аилиләргә... мевә көчити

Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Уйғун Арзиевни хәлиқ тонулған тиҗарәтчи, тәҗрибилик бағвән сүпитидиму яхши билиду. Оқурмәнләрниң ядида болса, гезитимизниң өткән санлириниң биридә «Тәңриқут» дехан егилигиниң иш-паалийити һәққидә көләмлик мақалә бәргән едуқ. Әнди бүгүнки гәп Уйғун Арзиевниң тәшәббуси билән әмәлгә ашурулған хәйрихаһлиқ ишлар тоғрилиқ болмақ. Сабирәм ӘНВӘРОВА, «Уйғур авази» Наһийәдә бағвәнчилик саһасини тәрәққий әткүзүп, тиҗарәтниң «тилини тапқан» Уйғун Арзиев көпбалилиқ аилиләргә ярдәм сүпитидә һәқсиз көчәт бәрди. Ениғирақ ейтсақ, наһийәдики һәрбир йеза округиға абрикосниң әллик түп көчитини һәм алича вә қарөрүкниң анилиқ көчәтлирини ианә қилди. Йәни, һәр округтин кәлгән көпбалилиқ он аилигә бәш түп абрикос көчитидин таратти. Уйғун Арзиевниң бу башланмисини қоллап-қувәтлигән Уйғур наһийәсиниң һакими Шөһрәт Нурахунов вә Nur Otan партияси наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Мәулен Нуров ушбу изгү ишниң гувачиси болди. Көпбалилиқ аилиләрниң тирикчилик қилишиға түрткә болуш мәхситидә һәқсиз көчәт таратқан Уйғун Арзиев алған көчитини көклитип, яхши пәрвиш қилған, аилиләргә давамлиқ ярдәм қолини сунидиғанлиғини ейтти. Шундақла көчәт тикип, бағ пәрвиш қилишниң технологияси билән тонуштуруп, көпжиллиқ тәҗрибиси билән бөлүшти. Өз новитидә сөз алған наһийә һакими Шөһрәт Нурахунов дәл мошундақ башланминиң һеч йәрдә йоқ екәнлигини тәкитләп, Уйғун Арзиевқа наһийә хәлқи намидин чәксиз миннәтдарлиғини билдүрди. 150 түп абрикос көчитини өстүрүп, аилисини асраватқан наһийәниң бир турғунини мисалға кәлтүргән Шөһрәт Турдахуноғли бағвәнчиликни аиләвий кәсип сүпитидә җанландуруш керәклигини алаһидә қәйт қилди. Буниң, биринчидин, хәлиқниң тирикчилик мәнбәсигә айланса, иккинчидин, наһийәниң ихтисадий тәрәққиятиға қошулған зор төһпә болидиғанлиғи талашсиз. Вилайәтлик мәслиһәтниң депутати Ызғарбек Бектурсынов болса, мәзкүр башланминиң оң нәтиҗә бериши үчүн ишни назарәткә елиш лазимлиғини әскәртип, мәрт-мәрданә, сахавәтлик бағвән Уйғун Арзиевниң алда техиму чоң утуқларни қолға кәлтүрүшигә тиләкдашлиқ билдүрди. «Йәргә меһриңни төксәң, йәр сени тойдуриду» дәйду дана хәлқимиз. Дәрһәқиқәт, бүгүнки заман инсанлири бағвәнчилик вә деханчилиқ билән шуғуллинишни мәшәқити тола, қийин кәсип дәп чүшиниду. Әмәлиятта, көчәт тикип, бағ бәрпа қилиш — һәрқайсимизниң қолидин келидиған иш. Пәқәт һорунлуқ уйқисидин техи ойғиналмайватқанлиғимиз болмиса...

8584 рет

көрсетілді

35

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы