• Асасий мақалилар
  • 18 Наурыз, 2020

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң мураҗиити

Һөрмәтлик вәтәндашлар! Силәргә мәлумки, Саламәтликни сақлаш министрлиги бүгүнки күнгә қәдәр бирқатар қазақстанлиқларда таҗсиман вирус аламәтлириниң ениқланғанлиғини рәсмий билдүрди. Униң тарқилиш ховупи бар. Вирус чәттин кәлтүрүлди. Жуқумлуқ кесәлгә муптила болған гражданлар врачларниң назаритидә болуватиду. Улар алақә бағлиған адәмләр ениқланди вә медицинилиқ назарәт астида. Қазақстан нурғунлиған әлләрдин авал мәхсус экспертлар штабини вә Һөкүмәт дәриҗисидә идариләрара комиссияни қурди, вирусниң тарқилишиға қарши туруш планини қобул қилди. Дуниявий саламәтликни сақлаш тәшкилати елан қилған таҗсиман вирусниң пандемияси ховуплуқ миқиясқа егә болди. Шуңлашқа мән Қазақстан қануниға мувапиқ мәмликитимиз территориясидә пәвқуладдә әһвал җарий қилиш тоғрилиқ Пәрманни имзалидим. Пәвқуладдә әһвал тәртиви 2020-жили 16-март әтигәнлиги саат 8.00да күчигә кирип, 30 тәвлүк давамлишиду. Зөрүр болған әһвалда тәртип күчи узартилиши мүмкин. Президент йенида Премьер-министрниң рәислигидә Пәвқуладдә әһвал тәртивини тәминләш бойичә дөләт комиссияси қурулди. Пәрманда зөрүр алдини елиш вә профилактикилиқ иш-һәрикәтләр көздә тутулди. Җәмийәт тәртивини күзитиш күчийиду. Аммивий чарә-тәдбирләрни өткүзүш мәнъий қилинди. Нурғунлиған қазақстанлиқлар алдимиздики мәйрәмләргә мунасивәтлик планлирини түзүп, кимду-бири концертларға, кимду-бири спорт мусабиқилиригә бармақчи болған еди. Әпсус, өзимизниң умумйүзлүк саламәтлигимиз үчүн буларни кейингә қалдурушқа тоғра келиду. Шуниң билән бир вақитта чоң сода объектлириниң ишлиши чәклиниду, бирақ озуқ-түлүк вә биринчи новәттә лазим болидиған товарлар сетилидиған, җүмлидин сода-оюн-тамашә мәркәзлириниң ичидики башқа магазинлар, әлвәттә, ишини давамлаштуриду. Базарларниң ишләш тәртивини йәрлик иҗраий органларниң тәклиплири асасида дөләт комиссияси бәлгүләйду. Оюн-тамашә мәркәзлири, кинотеатрлар, театрлар, көргәзмиләр вә адәмләр нурғун топлинидиған башқа объектлар вақитлиқ йепилиду. Мәктәп оқуғучилири балдур тәтилгә әвәтилди, алий оқуш орунлири билән колледжларниң студентлири онлайн-оқушқа көчирилди. Бу оқуш җәрияниға түзитишләрни киргүзиду, бирақ балилар саламәтлиги – биз үчүн әвзәлдур. Гражданлар аиләвий вә хатирә мәрасимлириға бағлиқ аммивий жиғинларни өткүзүштин баш тартиши шәрт. Қазақстан Җумһурийитиниң территориясигә кириш вә униңдин чиқиш чәклиниду. Буни чүшинишиңларни илтимас қилимән. Бирақ жуқурида атап көрситилгән чариләрниң жүк тошушқа мунасивити йоқ. Дөләт чегарисидики өткүзүш пунктлирида, вокзаллар билән аэропортларда санитария-эпидемиология тәртиви күчәйтилди. Мениң тапшурмам бойичә Һөкүмәт резервидин дора-дәрмәкләрни, тест-системиларни, лаборатория җабдуқлирини сетивелиш үчүн мәбләғ бөлүнди. Мәмликәт ағриқханилирида орун йетәрлик. Шуни алаһидә тәкитлигүм келидуки, дөләт органлири санитария-профилактикилиқ вә эпидемиягә қарши чарә-тәдбирләрни уюштуруш планини ишләп чиқти. Қазақстан гражданлирини вакаләтлик хизмәтләргә зөрүр ярдәм қилишқа чақиримән. Мундақ әһвалда биз һәммимиз җавапкәрлик көрситип, интизамлиқ болушимиз лазим. Ағриқниң дәсләпки аламәтлири пәйда болғанда, дәрһал турушлуқ җай бойичә медицина хизмитигә мураҗиәт қилиш керәк. Медицинилиқ тәкшүрүштин өтүштин баш тартқанлар вә карантин тәртивини бузғанлар җазалиниду. Буниңда өзәң вә өзәңниң йеқинлириңға ғәмхорлуқ қилишниң аддий усуллирини әстә тутуш керәк: турақлиқ қолни жуюш, тазилиқни сақлаш, адәмләр нурғун топланған йәргә бармаслиққа тиришиш лазим. Бу күнләрдә саламәтликни сақлаш системиси хадимлириға алаһидә ишәнчә артилиду. Көп нәрсә уларниң кәспий вә инсаний қатнишишиға бағлиқ. Мәмликәт һаятидики мошу мурәккәп басқучтин бизниң медиклар шәрәп билән өтүши вә қазақстанлиқларниң саламәтлигини сақлаш үчүн зөрүр болған һәммә нәрсини қилиши керәк. Қиммәтлик вәтәндашлар! Биз таҗсиман вирусниң аләмшумул ихтисатқа еғир сәлбий тәсир қилишиниң шаһиди болдуқ. Әмәлиятта сөз пүткүл дуниявий ихтисадий системиниң өзгәргәнлиги тоғрилиқ болуватиду. Қазақстан мошу миқияслиқ боһранниң апәтлирини сезиватиду. Бирақ, ихтисадий қийинчилиқларға қаримай, биз иҗтимаий кәскинликниң, ишсизлиқниң өсүшигә йол қоймаслиқ үчүн зөрүр болған барлиқ чариләрни көримиз. Елбасы Нурсултан Әбишоғли Назарбаевниң жирақни көздә тутқан сәясити түпәйли мәмликитимизниң хәлиқара резервлири 90 миллиард долларға йетип қалди. Бу – ихтисадимизниң турақлиқлиғиниң сақлинишиниң вә дөләтниң иҗтимаий мәҗбурийәтлириниң орунлинишиниң җиддий капалити. Биз бюджет хираҗитини иш билән тәминләш вә бизнес үчүн толуқ пайда беридиған йөнилишләргә қайта нишан қилимиз. Елимиз тиҗарәтчилирини қоллап-қувәтләш вә йеңи иш орунлирини вуҗутқа кәлтүрүшкә кам дегәндә 300 миллиард тәңгә бөлүниду. Бизнесни несийә билән тәминләш дәриҗисиниң төвәнлитилишигә йол қоюшқа болмайду. Ички базарни толуқтуруш вә ишләпчиқиришни рәғбәтләндүрүш үчүн “Аддий нәрсиләр ихтисади” программисини мәбләғ билән тәминләш көпәйтилиду. Мәмликәттә озуқ-түлүк запасиниң йетәрлик екәнлигигә алаһидә диққәт ағдурғум келиду, шуңлашқа баһаларни елипсатарлиқ мәхсәттә ашурушқа йол қоюлмайду. Мениң тапшурмам бойичә Һөкүмәт вә барлиқ дәриҗиләрдики һакимлар мошу мәсилини қәтъий назарәткә алиду. Мән шундақла “Иҗтимаий-ихтисадий турақлиқни тәминләш чарилири тоғрилиқ” Пәрманни имзалидим. Бу һөҗҗәт һакимийәт вә дөләт органлириниң нәтиҗидарлиқ ишлишини тәминләш, боһран шараитида, җүмлидин әгәр бу лазим болса, селиқ саһасида зөрүр болған барлиқ қарарларни қобул қилиш имканийитини бериду. Пәрман зөрүр болған дора-дәрмәкләрни вә башқа васитиләрни аддий тәртиптә, асасән елимиз ишләп чиқарғучилиридин сетивелиш һоқуқини бериду. Шундақ қилип, биз қиммәт вақитни вә мәбләғни ихтисат қилимиз, бу қелиплашқан пәвқуладдә һаләттә наһайити муһимдур. Хәлқимиз даналиғиниң вә жуқури гражданлиқ җавапкәрлигиниң, җәмийәт һәм дөләтниң уйғун һәрикитиниң бизгә барлиқ қийинчилиқларни йеңишқа имканийәт яритидиғанлиғиға ишинимән. Иғвагәрлик әхбарат тарқитип, паракәндилик пәйда қиливатқанлар қанунға мувапиқ җазалиниду. Аммивий әхбарат васитилири вә интернет-ресурслар өз ишида пәқәт рәсмий мәнбәләргә асаслиниши керәк. Қиммәтлик қазақстанлиқлар! Хәлқимиз өз тарихида һәммидин авал бирлик вә җипсилиқ түпәйли нурғунлиған қийинчилиқларни йәңгән. Қазақстанниң барлиқ гражданлирини хатирҗәмлик сақлашқа, бир-биригә ярдәм қилишқа, өзини вә йеқинлирини һимайә қилишқа чақиримән. Хәлқимизниң роһий күчи, бизгә хас үмүтварлиқ вә һаятқа иҗабий көзқараш – бүгүнки күндә алаһидә әһмийәтликтур. Бизниң бирлишип, барлиқ қийинчилиқларни йеңидиғанлиғимизға ишинимән! Биз биллә!

266 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы