• Әхбаратлар еқими
  • 16 Сәуір, 2020

Карантин дәвридә балиниң көңлини елиш усуллири

Бала туғулуп, дәсләпки айда һаятидики йеңи муһитқа актив қелиплишиду. Униң дайим уйқиси қениши, қолайлиқ температура, өз вақтида тамақлиниши вә дәм елиши зөрүр. Иккинчи айдин тартип балиниң диққәт координациясини тәрәққий әткүзүш үчүн асма оюнчуқларни пайдиланған дурус. Балиниң бойни тутқан үчинчи айдин тартип музыкилиқ оюнчуқларни вә кубикларни соға қилишқа болиду. Мәзкүр буюмларға қол тәккүзүш балиниң һиссиятчанлиғини тәрәққий әткүзиду. Йерим жилдин кейин оғлуңизни яки қизиңизни чишиниң чапсан чиқиши үчүн пирамидилар вә башқиму мәхсус оюнчуқлар билән қизиқтурсиңиз болиду. Пирамида түпәйли балиниң мәнтиқий тәпәккүри тәрәққий етиду. Тоққуз айдин бир яшқичә балиларниң көпинчиси аста меңишқа башлайду. Улар әнди хелила мустәқил болиду. Әнди улар оюнчуқларни ялғузму ойналайду. Лекин һечқачан муамилини унтумаңлар, чүнки у муваппәқийәт ачқучидур. 1 яштин 3 яшқичә Балиниң 1 яштин 3 яшқичә болған дәври әң қизиқарлиқ. Әнди у ата-аниларниң тәпсилий диққәт нәзәридә болсиму, дунияни мустәқил тонушқа интилиду. Бала көп һәрикәттә болғанлиқтин, униң билән поңзәк ойнаң. Униң түпәйли балиниң көплигән булҗуңлири һәрикәткә келиду вә балиниң диққәтчанлиғи ашиду. Нутуқ тәрәққияти һәққидиму унтумаң: бир-бириңларға чөчәкләрни ейтип, нахшиларни ейтиңлар. 3 яштин 7 яшқичә Бу вақитта балилар актив сөзләп, пәқәт җүмлила әмәс, бир нәрсә һәққидә чоң пикир қилиши мүмкин. Мошу яшта балиниң мәнтиқиси һәм иҗадийитини тәрәққий әткүзгән дурус. Униң билән бәзи вәзипиләрни йешиң, шундақла пластилиндин бир нәрсиләрниң фигурилирини ясап, аилә әзалириниң портретлирини салған дурус. 7 яштин 11 яшқичә Көплигән ата-анилар балиниң өсмүр йешиға йетидиған дәвридин қорқиду. Әнсирәшниң һаҗити йоқ. Бу ата-аниниң бала билән алақә орнитишниң яхши имканийити. Бала билән тәшвиш пәйда қилидиған мавзулар һәққидә сөзлишиш вә тәҗрибә билән ортақлишишқа уялмаң. Шундақла сөзсиз түрдә балиңизға мәктәптин берилгән өй тапшурмисини орунлашқа ярдәмлишиң.

428 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы