- Йеңилиқлар
- 16 Сәуір, 2020
Апрель иссиқ вә ямғур йешинлиқ болиду
Насирахун РОЗАХУНОВ,
“Уйғур авази”
Синоптикларниң хәвиричә, апрель ямғур йешинлиқ болиду, пат-пат шамал чиқип, һава температуриси өзгирип туриду.
Россия Федерациясиниң Европа территорияси районлиридин келидиған соғ шамал түпәйли, айниң биринчи йеримида һава температурисиниң бираз төвәнлиши байқилиду вә җумһурийитимизниң шималида һава температуриси кечиси 3-8Сни, күндүзи +2+10Сни, җәнупта кечиси +3+8С, күндүзи +10+15С градусни тәшкил қилиду. Җәнупта һава температуриси +22 градусқичә төвәнләйду.
Иккинчи декадиниң оттурисида һава температурисиниң икки мәртә төвәнлиши күтүлмәктә. Җумһурийәтниң шималий қисмида һава температуриси кечиси – 3+7, күндүзи +2+13 градусқа, җәнубий қисмида кечиси 0+10, күндүзи +12+22 градусқа төвәнләйду.
Иккинчи декадиниң ахирқи вә үчинчи декадида иссиқ һаваниң келиши билән һава температуриси шималий регионларда күндүзи +17+22 градусқа, җәнупта +25+30 градусқичә көтирилиду.
447 рет
көрсетілді0
пікір