• Замандаш
  • 16 Сәуір, 2020

Көйүмчан қериндишим

Вақит немә дегән алдираңғу дәймиз. Бирақ һәр күнимизниң қанчилик хошаллиқларни, қанчилик сәвдаларни бешимизға селип, бәзи күнлиримизни “түгимисекән” дәп тилисәк, бәзи күнләрни “қачанму бу күн түгәр” дәп өткүзүватқинимизни көз алдимизға кәлтүрсәк, гоя өзимизни бир әсир яшиғандәк һис қилимиз. Мана мениң һәдәм Росхан Җәмшитқизи мошу алдираңғу һаятниң бир минутиниму бошқа өткүзмәй, һәрбир атқурған ишини “мән қилдим “ дәп уялмай ейтқидәк әмгәк қилип, 80 яшлиқ тәвәллудини өткүзүватқанларниң сепидин cақ-саламәт орун алғиниға хурсәнмән . Әндила бир яшқа толған һәдәмниң тилини “дада” дейишкә буйрутмиған Улуқ Вәтән уруши, дадисини ялғуз қизидин, сөйүмлүк яридин айривәтти. Әндила 23 яшқа киргән җапакәш ана Айшәм, йолдишиниң «қара қәғизини» тапшурувалсиму, униң қаза болғиниға ишәнмәй, қиш-яз, кечә- күндүз етиз-ериқ ишлири билән бәнт болғанлиғидин, һәдәм момамниң қолида тәрбийә елип, чоң болди. Кичигидинла зерәк, әқиллик болуп өскән һәдәм, мәктәпни әла баһалар билән тамамлап, бизни хошал қилди. Һели есимда, момам Хелипәм оқуған адәмләргә интайин чоң һөрмәт билән қарайдиған инсан болғачқа, бизниму һәрқачан яхши оқушқа дәвәт қилатти. Узақни көзлигән момам 1960-жили тамчилитип жиққан ахчисини һәдәмниң қолиға тутқузуп, ақ йол тиләп, Алмутиға оқушқа әвәтиду. У чағларда оқушқа чүшәлмәй қалғанларни “ғулап кетипту” дегәчкә, он яшлиқ маңа бу сөз интайин қорқунучлуқ аңлинатти. Шуңлашқа һәдәмниңму “ғулап кетишидин” наһайити әнсирәттим. Дегән билән мениң тиришчан һәдәм у қорқунучлуқ сөздин бизни азат қилип, Алмута Қизлар педагогика институтиға оқушқа чүшти. Оқушни түгәткәндин кейин, Қазақ мал чарвичилиғи институтиниң илмий-техникилиқ китапханисиға йолланма билән барди. Мәзкүр билим дәргаһида исим-шәрипи дунияға тонулған В.Бальмонт, А.Елеманов, М.Ермеков, Д.Пак кәби көрнәклик алим- академиклар әмгәк қилатти. Уларниң арисида ишләш, әлвәттә, яш мутәхәссискә дәсләп йеник болғини йоқ. Өзиниң тиришчанлиғи түпәйли барлиқ еғирчилиқларни йеңип, институтниң һөрмәтлик хадимиға айланди. Чүнки мениң һәдәм институт китапханисидики өзи түзүп чиққан китап фондиниң алфавитлиқ вә системилиқ каталоглиридики һәрбир әмгәкни биләтти. Илмий хадимларниң, атақлиқ алимларниң әмгәклириниң биобиблиографиясини тәйярлап, униң оттуздин ошуғини нәширдин чиқарди. Беваситә Росхан Җәмшитқизиниң рәһбәрлигидә 1933 — 1977-жиллири Қазақстандики барлиқ чарвичилиқ илмий-тәтқиқат институтлирида йезилған 8500 илмий әмгәк җәмләнгән икки китап, андин шу китапниң 1978 — 1988- жилларни өз ичигә алған үчинчи қисими нәшир қилинди. Униңда 3682 илмий мәнбә бар. Саһа алимлириниң қәйт қилишичә, Қазақстанда чарвичилиқ тәрәққияти тоғрилиқ материаллар падиша дәвридиму елан қилинған екән. Һәдәм әйнә шу 1799 – 1913-жилларни өз ичигә алған әмгәкләрни жиғип, 585 илмий мәнбәдин ибарәт библиографиялик көрсәткүч тәйярлиди вә нәшир қилдурди. Институтниң қурулғанлиғиниң 60 жиллиғи мунасивити билән, шу институтта намзатлиқ вә докторлуқ диссертациясини яқлиған барлиқ алимларниң авторефератлиқ көрсәткүчини тәйярлап, 327 илмий мәнбә көләмидә нәширдин чиқарди. Қазақстандики чарвичилиқ саһасида йетәкчи егилик төгә мели болуп һесаплиниду. Шундақ болсиму төгә егилиги тоғрилиқ илмий әмгәкләрни жиғиш вә уларни рәтләшни һечбир дөләт қолға алмиған екән. Росхан Җәмшитқизи институт рәһбәрлигиниң илтимасиға бенаән мошу ишниму зиммисигә елип, униң һөддисидин шәрәп билән чиқти вә 1870 — 2001- жиллар арилиғида Қазақстанда төгә мели тоғрилиқ йезилған барлиқ илмий әмгәкләрни жиғип, нәширдин чиқарди. 1230 илмий әмгәкни өз ичигә алған «Төгә чарвичилиғи — кирим мәнбәси” дегән нам билән китап йоруқ көрди. “Библиография — китап тоғрилиқ илим”, “Библиография — алимниң “ачқучи” дегән чүшәнчини яхши һис қилған һәдәм, дайим издиниш үстидә бир орунда қириқ жил ишләп, Әмгәк ветерани медали, Қазақ мал чарвичилиғи илмий-тәтқиқат институти билән җумһурийәтлик Йеза егилиги китапханиси рәһбәрлигиниң “Әң яхши библиограф” дәп етирап қилғанлиғини тәстиқләйдиған һөҗҗәтләр, һәрхил дәриҗидики пәхрий ярлиқлар билән тәшәккүрнамиләрни адил әмгигиниң баһаси дәп һесаплашқа болиду. Нурғун жиллар давамида институт башланғуч партия тәшкилатиниң бюро әзаси сүпитидә җәмийәтлик ишларға актив арилишип кәлди. «Ялған ейтқанни оғрилиқ билән тәң көридиған, һорунлуқни тәйяртап», дәп һесаплайдиған һәдәм, өз аилисиниңму мустәһкәм болушиға көп әҗир сиңдүрди. Шу түпәйли йолдиши Мәһәмәтҗан Абдуллаев елимизгә тонулған алим, пән доктори, академик. Дунияға әкәлгән үч пәрзәнди мәктәпни «Алтун медальлар» билән тамамлап, ата-анисиниң әҗрини ақлиди. Чоң қизи Меһриван Москвадики М.Ломоносов намидики университетни әла баһалар билән түгитип, һазир шу университетта хизмәт қиливатиду, доцент, психология пәнлириниң намзити. Кичик қизи Гүлбан Асфендияров намидики медицина институтини тамамлиған, педиатор-неонотолог, медицина пәнлириниң намзити, доцент. Оғли Әхмәтҗан Әл-Фараби намидики ҚазМУниң әдлийә факультетини тамамлиған. Бу күнләрдә «ГРАТТА» юридикилиқ ширкитиниң вице-президенти. Нәвирлириму алий оқушларда тәһсил көрүватиду. Қериндашлириниңму алий билим елишиға ярдимини айимиған һәдәм билән акамға өз миннәтдарлиғимни изһар қилғач, уларға хатирҗәмлик, мустәһкәм саламәтлик, аилисигә бәхит-саадәт вә дуниядики барлиқ яхшилиқларни тиләймән. Рабиләм МӘХСҮТОВА, пешқәдәм устаз. Алмута шәһири.

1040 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы