• Йеңилиқлар
  • 22 Сәуір, 2020

Президент йәнә бир билдүрүш елан қилиду

Президент Қасым-Жомарт Тоқаев келәр һәптидә тажсиман вируcқа мунасивәтлик қелиплашқан әһвал бойичә йәнә бир телевизиялик билдүрүш елан қилиду. Бу һәққидә Дөләт рәһбириниң мәтбуат-кативи Берик Уәли хәвәр қилди. «Президент тажсиман вирусиға мунасивәтлик қелиплашқан әһвал бойичә новәттики телевизиялик билдүрүш елан қилиду.Дөләт рәһбириниң иш кәштиси кейинки пәйтләрдә жиддий өзгәргәнлиги сир әмәс. Елимиздә Пәвқулладә әһвал елан қилинди. Шуниңға мунасивәтлик Президентниң иш кәштисиниму пәвқулладә дейишкә болиду.Һазир келип чүшиватқан оператив вә аналитикилиқ әхбаратлар еқими кәскин көпәйди, униңға тез риайә қилиш лазим. Еқимдики иш йеңиланған шәкилдә өтүватиду. Һазир кеңәшмиләр вә ишлар видеоалақә арқилиқ әмәлгә ашуруливатиду. Асасий мавзу, әлвәттә, тажсиман вирусқа қарши күрәш», -- дәп тәкитлиди Берик Уәли. У, шундақла, Дөләт рәһбири һәр күни Һөкүмәтниң, Пәвқулладә әһвал бойичә дөләт комиссиясиниң вә регионлар рәһбәрлириниң һесаватлирини тиңшайдиғанлиғини қәйт қилди. «Президент йеқинда барлиқ вилайәтләр, жумһурийәтлик дәрижидики шәһәрләр һакимлири билән телефон арқилиқ сөзлишип, уларниң алдиға кичик вә оттура тижарәтни, аһалини ижтимаий қоллаш, әтиязлиқ терилғу ишлири вә сәл кетишниң алдини елиш мәсилилири бойичә ениқ вәзипиләрни жүклиди. Елимиздики вә дуниядики эпидемиологиялик әһвал дайим өзгириватиду. Келип чүшиватқан әхбаратлар асасида йеқин арида Пәвқулладә әһвални вә карантин тәртивини узартиш еһтимали тоғрилиқ принципиал қарар қобул қилиниду. Шуниң билән биллә Дөләт рәһбири боһранға қарши менеджменттин башқа стратегиялик планларғиму алаһидә диққәт бөлүватиду. Пәвқулладә әһвалниң қәрәлиму түгәйду, бизниң алдимизда ихтисатни қурулумлуқ өзгәртиш мәсилиси туриду. Шуңлашқа һазир қисқа вә узақ муддәттә йеңи мәхсәтләрни қоюшимиз керәк. Президент нурғунлиған программилар вә концепцияларни йеңилаш керәклигини тәкитлиди. Нефть баһасиниң кәскин чүшүп кетиши ихтисатта вә малийә секториниң һәқиқий мәнадики индустриализация вә рәқәмләштүрүш ислаһатлириға муһтаж екәнлигини көрситип бәрди. Саламәтликни сақлаш вә билим бериш системисида чоң өзгиришләр күтүлмәктә. Дөләт рәһбири йеңи реаллиққа жавап беридиған стратегиялик қарарларни тәләп қилмақта», --деди Президентниң мәтбуат-кативи. Хәлиқара алақилар, йеқинда өткән Евразиялик ихтисадий кеңәшниң саммити охшаш, асасән телефон арқилиқ яки видео конференцияләр шәклидә өтүватиду, дәп тәкитлиди Б.Уәли. « Һазир бизниң асасий шериклиримиз вә хошнилиримиз билән опреатив әхбарат алмаштуруш наһайити муһим. Бир ай ичидә Президент Россия, Хитай, Өзбәкстан, Қирғизстан, Тажикстан, Исраил лидерлири, БМТ вә Европа кеңишиниң рәһбәрлири, АҚШниң дөләт кативи билән телефон арқилиқ сөһбәтләшти. Мошу музакириләр арқилиқ һеч бир тосалғусиз вә бюрократиясиз гражданлиримизни чәтәләлләрдин қайтуруп келиш, өзара гуманитарлиқ ярдәм, транспорт алақисини тәминләш, озуқ-түлүк вә медицина әсваплирини йәткүзүш мәсилилири һәл қилинди. Дөләт рәһбириниң асасий мәхсити – гражданлиримизниң саламәтлиги вә бехәтәрлиги. У шәхсән өзи барлиқ вәтәндашлиримизни Пәвқулладә әһвал тәртиплиригә жиддий риайә қилишқа чақириду. Өзимизниң йеқинлиримиз үчүн биз сәвирчан вә жавапкәр болушимиз шәрт. Қасым-Жомарт Кемелевич йеқинда ейтқинидәк, «адәмләрсиз ихтисат болмайду». Шуңлашқа һеч ким дөләтниң диққәт нәзәридин сирт қалмайду. Президентниң беваситә тапшурмиси билән гражданларни қоллап-қувәтләш үчүн бюджеттин вә Миллий фондтин мәбләғ бөлүниватиду. Мошу мәсилиләрниң һәл қилинишини Президент дайим назарәттә тутуватиду. Шуниң биллә биллә келәр һәптидә Президент тажсиман вирусиға мунасивәтлик қелиплашқан әһвалға бойичә новәттики телевизиялик билдүрүш елан қилидиғанлиғини хәвәр қилмақчимән»,-- дәп қәйт қилди Президентниң мәтбуат кативи.

454 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы