• Инсан вә иман
  • 30 Сәуір, 2020

Розиға мунасивәтлик айрим соалларға җаваплар

Биз төвәндә розиға мунасивәтлик бәзибир соалларға җавап бәрмәкчимиз. Чүнки һәр жили Рамзан ейида, болупму бийилқи карантин пәйтидә мусулман қериндашлиримизниң арисида көплигән соаллар пәйда болуп, чүшәнмәслик туғдурмақта. Карантин пәйтидә бир йәргә жиғилип, иптар беришкә боламду? Карантин пәйтидә топлишип жиғилишқа болмайду. Бу — «совап издигән адәмгә туюққа тирилиш дегән» сөз әмәс. Баш муфти Наурызбай һаҗи Тағанулы иптарға кетидиған маддий чиқимни яки озуқ-түлүкни ярдәмгә муһтаҗ аилиләргә таритип бериш лазимлиғини ейтиду. Әслидә иптарға тамаққа зар болған адәмләр тәклип қилиниду. Мәсилән, он адәмгә иптар бәргүңиз кәлди дәйли. Униңға кетидиған пулни муһтаҗларға тарқитип бәрсиңизму болиду. Алланиң разилиғи билән он адәмгә иптар бәргәнниң совавини алисиз. Һәдистә ейтилғинидәк, мусулманниң нийити әмәлидин хәйирлик. Роза вақтида йеқин туққанларниң өйигә иптарға беришқа боламду? Бийил таҗсиман вирус пандемиясигә мунасивәтлик униңға рухсәт йоқ. Уруқ-туққанларниң, хошниларниң сағлам-аманлиғи үчүн карантин тәләплиригә әмәл қилған әвзәл. Антисептик қоллинишқа боламду? Антисептикниң тәркивидә спирт болсиму, пәвқуладдә әһвал вақтида пайдилинишқа рухсәт қилиниду. Ундақ чариләр адәмниң саламәтлигини сақлашқа қаритилған. Шуңлашқа у розини бузмайду. «Биз пәвқуладдә әһвалдимиз. Шуңлашқа мошундақ пәйттә адәмниң саламәтлигигә зиян тәккүзмәйдиған, әксичә һимайә қилидиған нәрсиләрни бизниң шәриитимиз қоллайду», дәп чүшәндүрди Наурызбай һаҗи Тағанулы. Уттур эфир арқилиқ җүмә намизини оқушқа боламду? Умумән, уттур эфир арқилиқ җүмә, җамаәт намазлирини өйдә олтирип шуниңға ихтида қилип оқушқа келидиған болсақ, илим егилири җүмә намизиму, җамаәт намизиму мошу йол билән оқулса, дурус әмәслигини баян қилған. Әгәр кимду-ким бу йол билән намаз оқуған болса, у намазни қайта оқуши керәк. Чүнки бу йәрдә җүмәниң шәртлири толуқ орунлиниватқини йоқ. Чиш жулғузса, роза бузуламду? Чиш жулғузған пәйттә гәлгә һечнәрсә өтмисә, роза бузулмайду. Униңға һәнәфи мәзһибигә тегишлик «Раддул мухтар» намлиқ китавидики мону сөз дәлил болалайду: «Чишлириниң арисидин қан чиқип, гәлгә барса, йәни ичигә өтмисә, роза бузулмайду. Бирақ гәлдин өтсиму, қан түкүрүктин бесим яки бирдәк болса, яки қанниң тәмини сәзсә, роза бузулиду. Әгәр қан түкүрүктин аз болса, роза бузулмайду». Пәвқуладдә әһвал пәйтидә роза тутушниң алаһидилиги қандақ? Қазақстан Мусулманлири диний башқармиси Фесенков намидики миллий космос тәтқиқатлири билән технологияләр мәркизиниң мәлуматиға асаслинип вә хошна Өзбәкстан һәм Қирғизстанниң диний башқармилири билән мәслиһәтлишип, Рамзан ейиниң башлинишини мошу күнгә бәлгүлиди. Елимизниң баш муфтии Наурызбай һаҗи Тағанулы чамиси кәлгән барчә мусулман әһлини роза тутушқа дәвәт қилди. Бирақ бийилқи асасий өзгичилик — мечитларда тәрәвиһ намизи оқулмайду. Баш муфтиниң қәйт қилишичә, роза тутуш тәртивигә карантинға мунасивәтлик һечқандақ өзгириш киргүзүлмәйду. Шундиму, у хәлиқни көпчиликни жиғип, иптар бәрмәсликкә чақирди. «Мечитта, ашханида, умумән, җәмийәтлик орунларда жиғилип, иптар беришни тохтитиш һаҗәт. Роза тутқучилар өз өйидә, аилиси билән биллә иптар қилғини әвзәл», деди Наурызбай һаҗи Тағанулы. ҚМДБ роза тутқан адәмгә иптар берип, совап жиққуси кәлгән инсанларға төвәндики изгү әмәлләрни әмәлгә ашурушқа болидиғанлиғини ейтти: — Кафе, ресторанларға буйрутма берип, розидарларниң өйигә йәткүзүп бериш арқилиқ тамақ тарқитиш; — Иҗтимаий әһвали төвән аилиләргә озуқ-түлүк тарқитиш арқилиқ иптар бериш; Иптарға хәшлинидиған мәбләғни роза тутқан адәмләргә бериш. Питир сәдиқини мечитқа яки муһтаҗларға бәргән әвзәлму? Әң авал уруқ-туққанларниң арисидики муһтаҗларға, житим-йесирларға вә башқиму муһтаҗларға берилиду. Әгәр ундақ уруқ-туққини болмиса, холум-хошна арисидики муһтаҗларға берилиду. Әгәр йениңизда, әтрапиңизда ундақ кишиләр йоқ болса, у чағда мечитқа берисиз. Мана бу – һәрбир адәмниң өз туққанлири билән хошнилири вә дост-ярәнлири алдида җавапкәр екәнлигини билдүридиған адәмгәрчилик әмәли. Сәдиқигә немә беришкә болиду? Адил әмгиги билән тапқан тапавитидин ахчилиқ яки буюм ретидә бәргини тоғра. Мундақ ейтқанда, ахча, тамақ, кийим-кечәк, мал-мүлүк, яхши сөз, билим-һүнәр үгитиш, тәрбийә бериш — барлиқ пайдилиқ нәрсиләр билән изгү ишлар түридә беришкә болиду. Сәдиқигә немә беришкә болмайду? Саламәтликкә зиян кәлтүридиған һарақ-шарап, тамака, оғрилиған яки тартивалған пайдисиз нәрсиләрни — қисқичә ейтқанда җан билән тәнни аздуридиған нәрсиләрни беришкә болмайду. Айрим кишиләр муһтаҗ инсанларға ирим қилип қой, асқақ-чолақ мал бәргүси келиду. Һәтта оқутулуп-җода қилған мални бериду. Мундақ яман нийәт билән берилгән «ярдәм» сәдиқигә ятмайду. Тутқан розаңларни Алла қобул қилсун!

186 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы