• Йеңилиқлар
  • 30 Сәуір, 2020

Қанунға хилаплиқ қилған таксистлар тутулди

Карантин вақтида Алмутидин җәнубий регионларға қанунсиз адәм тошуған 10 таксист полиция хадимлири тәрипидин тутулди. Улар һазирқи күндә қоюлған чәкләшләргә қаримай, Алмута вә Җамбул вилайәтлиригә адәм тошуған. — Таксистлар хизмити үчүн һәрбир йолувчидин 10 миң тәңгидин 20 миң тәңгигичә алған, — дәйду полиция хадимлири. Пәвқуладдә вәзийәт режимини бузғанлиғи үчүн уларниң барлиғи җавапкәрликкә тартилди. Буниңдин ташқири таксистлар билән биллә карантин тәләплиригә хилаплиқ қилған йолувчиларғиму чарә қоллинилди. Ениғариғи, улар қанунсиз һәрикәтлири үчүн мәмурий һоқуқ бузуш тоғрилиқ кодексниң 476-маддиси бойичә җазаланди. Ядиңларға салимизки, Алмутида шәһәрниң һаят тәминати үчүн һаҗәт болған тәшкилатларниң барлиқ хадимлириниң мәхсус тиркәштин өткән мәлуматлар базиси ишләшкә башлиди. Кейинки вақитларда елимиздә карантин тәләплири бираз юмшитилип, җәнубий пайтәхтниң бирқатар тәшкилатлири паалийитини башлиди. Алмута һакими Бақытжан Сағынтаев айрим санаәт карханилириниң вә қурулуш фирмилириниң рәһбәрлири билән паалийитини башлашқа бағлиқ мәсилиләрни муһакимә қилди.

401 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы