• Асасий мақалилар
  • 30 Сәуір, 2020

Президент Қасым-Жомарт Тоқаевниң билдүрүши

Һөрмәтлик вәтәндашлар! Һәммиңларға мәлум, Қазақстан хәлқи 16-марттин башлап Пәвқуладдә әһвал тәртивигә көчти. Әлвәттә, бу басқуч хәлиқ үчүн оңай болмиди. Айрим гражданлиримиз ишсиз қелип, тапавәтлиридин айрилди. Алдиға қойған планлирини өзгәртишкә мәҗбур болғанлар бар. Инсаний турғудин қариғанда буни мән яхши чүшинимән. Хәтәрлик вирусниң Қазақстанда кәң тарқап кәтмәслиги үчүн мошу җиддий, амма наһайити муһим қарарни қобул қилдим. Шуниң ақивитидә вирус аммивий тарқап кәтмиди. Дуниявий саламәтлик сақлаш тәшкилатиму, хәлиқара экспертларму Қазақстанниң һәрикәтлиригә иҗабий баһа бәрмәктә. Елимиздә қаттиқ карантин тәртиви җарий қилинип, җәмийәтлик транспорт иши тохтитилди. Мәһкимиләр вә санаәт орунларниң бесим көпчилиги жирақтин ишләш режимиға өтти. Кочилар билән өйләр дизенфекциялинип, бемарларға медицинилиқ ярдәм көрситиливатиду. Әлвәттә, барлиқ вилайәтләрдә әһвал бирдәк әмәс. Айрим регионларда вирусниң тарқилиши сүръити ахирқи нуқтисидин өткәнгә охшайду. Бирақ бәзи регионларда ағриқниң тарқилиш ховупи техичә азаймиди. Биз у йәрләрдики ениқ санитарлиқ әһвалларға қарап һәрикәт қилимиз. Асасий вәзипә – гражданлиримизниң саламәтлигини сақлап, һаятини һимайә қилиш. Иҗтимаий вә ихтисадий турақлиқни тәминләп, хәлиқниң тапавитини сақлаш үчүн мәхсус чарә-тәдбирләр қобул қилиниватиду. Йәнә бир қетим тәкрарлаймән, һазирқидәк җиддий әһвалда һәрбир граждан бизниң диққәт нәзәримиздә болиду. Дөләт һечкимни қийинчилиқта қалдурмайду. Мән Пәвқуладдә әһвал пәйтидә гражданларни қоллап-қувәтләшкә беғишланған чарә-тәдбирләрниң икки топлимисини елан қилдим. Бу чарә-тәдбирләр имканқәдәр әмәлгә ашурулмақта. Җәмийәт тәрипидин ейтилған тәнқитләрму бар. Биз уларни диққәт нәзәримиздә тутумиз. Бүгүнки таңда 4 миллион 250 миң гражданға малийәвий ярдәм көрситилди. 570 миңдин ошуқ адәмгә озуқ-түлүк тарқитилди. Умумән, 1,1 миллиондин ошуқ адәмни озуқ-түлүк билән тәминләшни планлаватимиз. Елбасыниң тәшәббуси билән қурулған «Біргеміз» фондидин мәбләғ бөлүнди. Nur Otan партияси паал ишләватиду. Апрель-май айлирида 1,6 миллиондин ошуқ адәмгә коммуналлиқ хизмәтләр төләмлири бойичә ярдәм көрситилиду. Озуқ-түлүкниң йетәрлик болушиға вә уларниң сүпитигә дайим мониторинг жүргүзүлмәктә. Елимиздә озуқ-түлүк тапчиллиғи йоқ. Йәрлик иҗраий органлири иҗтимаий әһмийити бар товарлар баһасини назарәттә тутуватиду. Биз вирусқа қарши күрәшниң алдинқи сепидә жүргән медицина хадимлирини малийәвий қоллаватимиз. Саламәтликни сақлаш министрлиги вә һакимлар башқиму медицина хадимлирини рәғбәтләндүрүш чарә-тәдбирлирини қобул қилмақта. 1,6 миллиондин ошуқ адәм, 11,5 миң кичик вә оттура тиҗарәт вәкиллири несийәлирини кейин төләш имканийитигә егә болди. Бу, умумән алғанда, 360 миллиард тәңгини тәшкил қилиду. Һазир кичик вә оттура тиҗарәт җиддий әһвалға дуч кәлди. Мошу саһаға ярдәм бәрмисәк, ихтисатни әслигә кәлтүрәлмәймиз. 700 миңдин ошуқ ширкәт вә шәхсий тиҗарәтчиләргә селиқ төләш йеникчиликлири берилди. Шу арқилиқ улар 1 триллион тәңгигә йеқин мәбләғни ихтисат қилалайду. Кичик вә оттура тиҗарәткә пайдилиқ несийә бериш үчүн мәбләғ бөлүнди. Ишчилар санини вә маашни азайтмаслиқ үчүн чоң ширкәтләргә һаҗәт ярдәм көрситилиду. Һазир уларниң тизими тәйярлиниватиду. Униңға дөләт ихтисади үчүн муһим ширкәтләрла киргүзүлиду. Йеза егилиги әмгәкчилири қийинчилиқларға қаримай ишләватиду. Деханларниң әмгигигә миннәтдарлиғимиз чәксиз. Әтиязлиқ терилғу мәсилилири һәл қилинди. Бу ишқа һечқандақ тосалғу болмаслиғи керәк. Йеза егилиги министрлигигә вә һакимларға мошундақ вәзипә жүклиниду. Мошу мәвсүмгә вә мәһсулатларни алдин-ала сетивелиш үчүн 200 миллиард тәңгә бөлүнди. Шуниң 70 миллиарди уруқ санаитини тәрәққий әткүзүшкә, оғутларни сетивелишқа хәшлиниду. Умумән, гражданлар вә тиҗарәтни қоллаш үчүн 6 триллион тәңгигә йеқин мәбләғ бөлүнүватиду. Бу – чоң мәбләғ. Һөкүмәт вә вакаләтлик органларниң вәзиписи – мәбләғниң нәтиҗидар хәшлинишини вә бу җәриянниң ашкарә болушини тәминләш. Қолға кәлтүргән нәтижә билән чәклинип қелишқа болмайду. Қелиплашқан әһвал техила җиддий. Таҗсиман вирус дунияға тарқаватиду. Вирус жуқтурғанларниң сани 3 миллионға йетәй деди. Бу көрсәткүч өсүватиду. Пандемияниң иккинчи басқучи башлиниши еһтимал. Қазақстанму вирусниң тарқилиши сүръитиниң ахирқи нуқтисиға йәтмиди. Әһвалниң назарәттин чиқип кетиш ховупи бар. Әпсус, айрим регионларда, болупму, Алмутида вирус жуқтурған дохтурлар вә медицина хадимлири наһайити көп. Шуңлашқа уларниң бехәтәрлигини тәминләш үчүн җиддий чарә-тәдбирләр әмәлгә ашурулуватиду. Мәсилиниң маһийитини ениқлап, буниңға йол қойған рәһбәрләрниң җавапкәрлиги ениқлиниши шәрт. Мошундақ әһвалларға йол бәрмәслигимиз һаҗәт. Бехәтәрлик чарилиригә қаттиқ риайә қилиш лазим. Буниңсиз болмайду. Ундақ қилмисақ вирусниң йеңи очақлири пәйда болуши мүмкин. Таҗсиман вирусқа үзә қарашқа болмайду. Карантин тәртивидин бир мәзгилдә баш тартсақ, әһвални җиддийлаштурувелишимиз мүмкин. Таҗсиман вируси — адәмниң саламәтлигигә хәтәр туғдуридиған наһайити жуқумлуқ ағриқ. Буни пүткүл дуния етирап қилмақта. Әнди уни йоққа чиқирип, хәлиққә ялған әхбарат тарқитишниң ақивити яхшилиққа елип кәлмәйду. Бу – гражданларниң саламәтлигигә зиян кәлтүридиған һәрикәт. Елимиздики һазирқи әһвалға бағлиқ вә Дөләтлик комиссияниң тәклиплирини асасқа елип, мән Пәвқуладдә әһвал тәртивини бийил 11- майғичә узартиш тоғрилиқ Пәрман чиқириш қарарини қобул қилдим. Бу – биз баштин кәчүрүватқан җиддий дәвирниң тәливи. Қанунға мувапиқ 11-майда Пәвқуладдә әһвал тәртиви аяқлишиду. Елимизни пандемия чаңгилидин қутулдуруп чиқиш – һәммимизниң ортақ вәзиписи. Мениң үчүн һәр гражданниң һаятидин қиммәт һечнәрсә йоқ. Шуниң билән биллә Пәвқуладдә әһвал тәртивини тәминләш бойичә Дөләт комиссияси карантин тәләплирини юмшитишқа тәйяр. Алди билән вирусниң тарқилишини қаттиқ назарәт қиливатқан вилайәтләр вә шәһәрләрдин башлашқа болиду. Дөләт комиссиясигә пайтәхтниң үлгиси билән елимизниң барлиқ регионлирида өз ишлириға киришидиған мәһкимиләр тизимини тәйярлаш тапшурулди. Биринчи новәттә санаәт орунлири, қурулуш, йол қурулуши вә транспорт ширкәтлири, банклар вә хәлиққә хизмәт көрситидиған мәркәзләр ишқа киришиши керәк. Барлиқ санитарлиқ нормиларни сақлап, иш орунлирини дайим дизенфекцияләп туруш лазим. Күндилик һаятта иҗтимаий жирақлиқни сақлап турған тоғра. Мәһкимиләр рәһбәрлири вә йәрлик иҗраий органларға шәхсий җавапкәрлик жүклиниду. Бу җәһәттин барлиқ дәриҗидики һакимийәтләрниң җавапкәрлиги техиму ашиду. Һөкүмәт келәр айда тапавитидин айрилған гражданларға 42 500 тәңгә көләмидә йәнә ярдәм пулини бериду. Қайтидин әризә әвәтишниң һаҗити йоқ. Төләм илгәрки һөҗҗәт бойичә әмәлгә ашурулиду. Ярдәмгә муһтаҗ аилиләр озуқ-түлүк аливериду. Карантин пәйтидә ата-аниларға кичик балилири билән төрт тамға солинип олтириш оңай әмәс. Дөләт комиссияси һакимийәтләр билән бирлишип, һойлилар вә оюн мәйданчилирини ечишни қараштуруши лазим. Әлвәттә, биринчи новәттә, барлиқ санитарлиқ нормилар вә санитарлиқ бехәтәрлик тәләплири қаттиқ сақлиниши шәрт. Дачилар егилириму һазир әндишидә. Сәвәви, һазир әтиязниң нәқ оттуриси, қолайлиқ вақит. Дөләт комиссияси бу мәсилиниму муһакимә қилди, әнди уни һәл қилиш йоллирини ейтиду. Елимиздә йолувчиларға беғишланған барлиқ авиа алақилар тохтиди. Бу өз вақтида дурус қобул қилинған қарар. Шундиму, селиштурма түрдә әһвалниң турақлашқанлиғини нәзәрдә тутуп, 1-майдин башлап Нур-Султан билән Алмута арисидики рейслар ечилиду. Бу гражданлар билән биллә вирусқа қарши күрәш жүргүзүватқан көплигән мутәхәссисләр үчүнму һаҗәт. Барлиқ бехәтәрлик чарилирини яхши ойлаштуруп авиациялик вә санитарлиқ хизмәтләрниң өзара иш-һәрикәт тәртивини тәйярлаш муһим. Карантин тәртивини пәйдин-пәй юмшитиш дегинимиз өзимиз үгәнгән күндиликтики һаят тәризимизгә қайта келимиз дегәнликни билдүрмәйду. Оюн-тамашә вә сода мәркәзлири, кинотеатрлар, ресторанлар, парклар вә адәм көп топлинидиған орунлар һазирчә йепиқ болиду. Алий оқуш орунлири, колледжлар, мәктәпләр жирақтин оқутушни давамлаштуриду. Хәлқимизгә бу чариләргә чүшәнчә билән қарашқа чақиримән. Хәлқимиздә «Төзүм нийәткә йәткүзиду» дегән мақал бар. Шуңлашқа сәвирчан болайли. Күнниң иссиши вә карантиндин һарғанлиқ җавапкәрсизликкә сәвәп болмаслиғи лазим. Карантин тәртиви бузулса, таҗсиман вирусни жуқтурғанлар сани кәскин өсүши мүмкин. Болупму узаққа созулған ағриғи бар вә яшанған адәмләр алаһидә еһтият қилиши шәрт. Һәтта кичик гөдәкләрму вирусни жуқтурувелиши мүмкин екәнлигини байқидуқ. Шуңлашқа уларниң саламәтлигигә бепәрва қарашқа болмайду. Һазирчә вирусниң вакциниси йоқ. Карантин тәртивигә қаттиқ риайә қилсақла, биз вирусни йеңимиз. Муһим болмиса, һеч йәргә чиқмай өйдә олтириңлар. Бу, болупму хасийәтлик Роза ейида муһим. Мошу басқучниң есил нийити – чидамлиқ вә төзүм, сәвирчанлиқ вә қанаәт екәнлигини билисиләр. Бийил Қазақстан мусулманлири Диний башқармиси Розида бирқатар рәсимийәтләрдин баш тартишни тәклип қилди. Шуңлашқа мошу вақитта иптарни көпчилик билән биллә өткүзәлмәйдиғанлиғимиз бәлгүлүк. Алдимизда май ейидики мәйрәмләрни өйдә нишанлашқа тоғра келиду. Бирақ Ғалибийәт күнидә Улуқ Вәтән урушиниң ветеранлириниң һечқайсиси нәзәрдин сирт қалмайду. Барлиғиға мунасип һөрмәт көрситилиду. Һакимлар уруш вә арқа сәп ветеранлириға маддий ярдәм бериду. Саламәтликни сақлаш министрлиги ағриқни тест арқилиқ ениқлаш ишлирини имканқәдәр күчәйтиши лазим. Улар хәлиқара стандартқа мувапиқ тәвлүгигә кам дегәндә 20 — 25 миңға йетиши керәк. Мошуниңға мунасивәтлик Һөкүмәткә қисқа вақит ичидә вәтәнлик тест-системисиниң санаитини қолға елишни тапшуримән. Биз иммунобиологиялик препаратларни тәйярлаш үчүн қолда бар барлиқ имканийәтләрни пайдилинишимиз керәк. Вакцина қолйетимлик болған чағда Қазақстан чәт әлниң дора-дәрмәклирини күтүп олтармаслиғи лазим. Боһрандин кейин биз медицина саһасини тәрәққий әткүзүшкә алаһидә әһмийәт беримиз. Бу саһаға дөләт тәрипидин кәңдаирилик ярдәм көрситилиду. Һөкүмәт Хәлиқ саламәтлиги вә саламәтликни сақлаш системиси тоғрилиқ йеңи кодекси лайиһисигә мошу саһани риваҗландуридиған ениқ тәклипләрни киргүзүши шәрт. Парламент бу кодексни сессияниң ахириғичә қобул қилиду дәп ойлаймән. Биз һазирдин башлап боһрандин кейинки басқучқа тәйярлинишимиз керәк. Бу һәққидә Елбасы Бехәтәрлик кеңишиниң 24-апрельда өткән олтиришида ениқ ейтти. Һөкүмәт вә Миллий банк 11-майғичә Ихтисадий тәрәққиятни әслигә кәлтүрүш бойичә комплекслиқ планни тәйярлайду. У йәрдә боһрандин зәрдап чәккән саһаларға ярдәм көрситиш чарилири ениқлиниду. Бүгүнки таңда елимиз тәрәққиятниң йеңи басқучиға қәдәм ташлаватиду. Һәқиқий мәнада, биз әнди тамамән йеңи әһвалда һаят кәчүримиз. Шуңлашқа ихтисатта вә дөләтни башқуруш системисиға кәңдаирилик вә әһмийәтлик өзгиришләр һаҗәт. Вирусқа қарши күрәшниң алдинқи сепидики гражданларни йәнә бир қетим тәкитләп өткүм келиватиду. Хәлиқ бехәтәрлиги үчүн әмгәк қиливатқан дохтурлур билән медицина хадимлириға, һоқуқ қоғдаш органлириниң вәкиллиригә вә һәрбий хадимларға миннәтдарлиқ билдүримән. Ховуп-хәтәргә қаримай, муһтаҗ адәмләргә ярдәм қолини сунуватқан пидаийларға рәхмәт ейтимән. Шундақла хәлиққә тез вә һәқиқий әхбарат йәткүзүватқан журналистларға тәшәккүр изһар қилимән. Боһранға қарши чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашуруватқан дөләт аппаратиниң хадимлири һөрмәткә сазавәр. Қазақстан хәлиқара җамаәтчиликтин һечнемини йошурмай, барлиқ әхбаратни ашкарә елан қиливатиду. Шуңлашқа гражданларни қуруқ сөз вә ялған мәлуматларға йол бәрмәсликкә чақиримән. Әлвәттә, дөләт органлириниң ишида айрим хаталиқлар бар, бирақ дөләт хадимлириниң көпчилиги өз ишини адил атқуруватиду. Камчилиқларни биз көрүп олтиримиз. Улардин һаҗәт йәкүн чиқирип, чариләрни қоллинимиз. Бу боһран бирлиги мустәһкәм, елини сөйидиған вәтәнпәрвәр әл екәнлигимизни көрсәтти. Һәрдайим мошундақ өм милләт болсақ, барлиқ мәхсәтлиримизгә йетимиз. Униңға һечбир гуман йоқ. Елимизниң ғеми үчүн башлиған ишимиз утуқлуқ болиду дәп ишинимән! Хәлқимиз «бәрикәт беши – бирлик» дәйду. Муштум болуп жиғилсақ, һәрқандақ қийинчилиқни йеңимиз! Біз біргеміз!

296 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы