• Мәдәний мирас
  • 07 Мамыр, 2020

Китап — әқилниң ачқучи

Китап оқуш роһниң ғизаси, әқилниң ачқучи, мәрипәтниң капалитидур. Оқушниң пәзилити вә униң шәрипи үчүн Пәйғәмбиримиз һәзрити Муһәммәд әләйһиссаламға тунҗа вәһийниң «Оқи!», — дегән буйруқ райи билән башланғанлиғи йетәрликтур. Даналар дәйдуки, китап — муваппәқийәт ачқучи, тәрәққият көрүги, қараңғу дилни йорутқучи мәшъәл. Китап — билим ғәзниси, түгимәс байлиқ, мәнивий күч, роһий озуқ вә қанаттур. Сәрхил китап адәмниң әқил-параситини нурландуриду, мәнавиятини бейитиду, адимийлик сапасини өстүриду, кишигә хошаллиқ беғишлайду. Китап оқуш — билим үгиниш, билимни толуқлаш, өзини мукәммәлләштүрүш. Адәм китап оқуп дунияни, тәбиәт сирлирини, қайнақ вә мурәккәп турмуш пәлсәпәсини, пикир қилиш йолини, һәқиқәт билән сахтилиқ, яхшилиқ билән яманлиқ, гөзәллик билән сәтликниң пәрқини айрийду. Китап оқуп пән-техника егиләп, хизмәт, ишләпчиқириш, техника сәвийәсини өстүрүш, җәмийәт тәрәққиятиға йетишиш, җәмийәткә төһпә қошуш асасини турғузалайду. Китап оқуп, билимини мустәһкәмлигән вә күчәйткәнләр һаят йолида күндин-күнгә көкләләйду. Бүгүнки мәдәнийәт әҗдатлиримизниң әвлатларға қалдурған билим вә тәҗрибилириниң җәвһири. Уни егиләш үчүн китап оқуш керәк. Китап киши қәлбини әйнән көрситип беридиған әйнәк, китап оқуш арқилиқ роһимиз көтирилип, яшаш ирадимиз күчийиду. Чүшкүнләшкәндә, ичимиз пушқанда, мәғлубийәткә учриғанда китап оқусақ, қәлбимиз үмүт, ишәнчкә толиду, ғәйритимиз ашиду. Китап оқуш яки оқумаслиқ милләтниң маддий вә мәнивий сапасиға тәсир көрситиду. Дайим китап оқуп туридиғанлар билән китап оқумайдиғанлар оттурисида муәййән мәнивий сапа пәрқи болиду. Китап оқуғанларниң әқил булиғи ечилиду. Китап оқумайдиғанларниң тәпәккүри қатмал, пикри тейиз, чечилаңғу, турақсиз болиду. Китап оқуш яки оқумаслиқ адәмниң психик қурулмисиғиму тәсир көрситиду. Китап оқуш қизғинлиғи жуқури адәмдә илғар психик амиллар көп болса, китап оқумайдиған адәмләрдә начар амиллар – наданлиқ, қалақлиқ, хурапатлиқ, беқинмичилик, қашшақлиқ, дорамчилиқ, шөһрәтпәрәслик көп болиду. Доктор Аиз әл Қәрни китап оқушниң әһмийити тоғрилиқ мундақ дәйду: «Әқил оқуштин тохтап қалғинида, униң өсүшиму тохтайду. Қанчилик көп оқусиңиз, әқлиңиз шунчилик ашиду. Дунияда шундақ инсанлар барки, жилларниң өтүши, йешиниң чоңийиши биләнму уларниң әқли бирхил туриду, ашмайду, өсмәйду. Улар бирқанчә жилдин кейинму шу пети туриду. Чүнки улар оқуштин тохташ билән уларниң тәпәккүр қилиш вә чүшиниш каналлири тақилип қалғанлиқтин, уларниң әқлиму бир изда тохтап қалған. Ундақлар қириқ жилдин бери билидиған бирәр бәнт шеир яки бирәр һекмәтлик сөзни тәкрарлап туриду вә ундақлар өзидин башқисини яқтурмайду. Көп китап оқуғанларға, иҗадий ишләшкә интилғанларға қизғиниш билән қарап, өзиниң мәмәданлиғини ишлитишкә майилирақ келиду. Чүнки униң шуниңдин башқа дәсмийиси йоқ. Оқуш — мәрипәттур. Мәрипәт һаятлиқни йорутуп беридиған чирақтур». Сәүдия әрәпстанлиқ ислам мутәпәккүри Сәлман Әвдә: «Китап оқуш башқиларниң әқлидә елип берилгән әң көңүллүк вә җапасиз бир сәяһәттур», дәйду. Мисирлиқ мәшһур шаир Әһмәд Шәвқий бир бейитидә мундақ дегән: Китапқа тегишкән адәммән достларни, Көрмидиммән китаптин өзгә вападарни... Китап — инсанийәтниң әқил-парасәт ғәзнисиниң амбири. Китап арқилиқ адәмни, дунияни, өзини чүшәнгили болиду. Бүгүнки дәвирдә бир милләтниң, бир дөләтниң, бир адәмниң китапқа болған көзқариши беваситә уларниң тәғдиригә тәсир көрситиду. Китап — инсанийәт дуниясиниң әқил-парасити вә тарихиниң әң ихчам амбири. Шундақла у наһайити әрзән, қолайлиқ, кичик бир мәктәп. Китап оқуш һәққидә франциялик философниң ейтқанлири Франциялик философ Франсис Бекон (1561 — 1626) мундақ дәп язған екән: «Китап кишигә хошаллиқ, сапа вә иқтидар әта қилиду. Китап оқушниң ләззитини ялғуз қалғанда, китап оқуштин келидиған иқтидарни бир ишларни биртәрәп қилған яққал көрүвалғили болиду. Билимсиз, амма тәҗрибилик кишиләр бәзи ишларниң инчикә һалқилириға тоғра һөкүм қилалиши яки бир ишларни тоғра биртәрәп қилалиши мүмкин. Амма ишларға йетәкчилик қилиш, умумий җәһәттин қоманданлиқ-рәһбәрлик қилиш системилиқ тәрбийә көргән адәмниңла қолидин келиду. Китап оқуш адәмни билимлик қилиду. Муназирә адәмни чечән қилса, йезиқчилиқ адәмгә әстаидиллиқни үгитиду. Әгәр бир адәм йезиқчилиқни яқтурмиса, у наһайити күчәп әстә сақлаш қабилийитини ашуруши керәк. Әгәр бир адәм камдин-кам муназиригә қатнашса, у пикир турғунлуғидин қутулалмайду. Әгәр бир адәм китапни аз оқуса, һелигәр болушқа мәҗбур болидудә, билмигән нәрсини билимән дәп турувалиду. Тарих адәмни чечән қилса, шеир адәмни тәсәввурға бай қилиду. Математика адәмни тоғрилиққа йетәклисә, пәлсәпә адәмни чоңқур пикиргә үндәйду. Этика адәмни дурус болушқа үндисә, логика вә стилистика адәмни сөзмән қилиду. Қисқиси, китап оқуш адәмниң хаслиғини тавлайду вә униң психикисидики аҗизлиқлирини оңшайду». Уйғурлар әзәлдин китапхумар хәлиқтур Биз, уйғурлар, әзәлдин китапни улуқлайдиған вә китап оқушни яхши көридиған хәлиқ. Өтмүштә китапларни басидиған басмиханилар болмиғанлиқтин, китапларни мәхсус пүтүкчиләр қиммәт пулға көчирип чиққан екән. Әнди уйғурлар диярида болса, китап интайин қис болғанлиқтин, пүтүкчиләр бирәр китапни көчирип бериш үчүн китап чоңирақ болса, бир кала, әгәр китапниң һәҗими кичигирәк болса, бир қой алғанмиш. Әһвал шундақ болсиму, һәрқандақ бир уйғур өйидә китап сақлашни муһим бир әнъәнә дәп тонуғанлиқтин, китап оқушни билидиған вә билмәйдиған һәрким өйиниң торисида китап сақлаттекән. Савати барлар бу китапларни өзлири оқуйдекән, савати йоқлири оқушни билидиғанларға оқутаттекән. Мабада бир саватсиз уйғурниң өйигә бирәр алим яки һеч болмиғанда китап оқушни билидиған бирәр меһман келип қалғанда, өйидики китапни чиқирип униңға оқутуп, пүтүн аилә әзалири тиңшайдекән. Бу яхши адәт уйғурларда һазирму давам қилмақта. Уйғурларниң китапни сөйидиғанлиғиниң йәнә бир дәлили шуки, уйғур хәлқи Алла тааланиң калами болған «Қуръан Кәримни» бәк улуқлайду. Һәрқандақ уйғурниң өйидин йоқ дегәндә бирәр данидин «Қуръан Кәрим» чиқмай қалмайду. Қуръан оқушни билмәйдиған кишиләрму уни өйиниң егиз йеридә сақлайду. Һәр қетим уни қолиға алғинида, таһарәт билән икки қоллап силиқ алиду. Оқуп болуп йәнә икки қоллап, һөрмәт билән өз җайиға елип қойиду. Уйғурлар Қуръанни интайин һөрмәт қилғанлиқтин, униң көксиниң жуқурисида тутуп оқуйду, уни һәргиз йәрдә қоймайду. Қуръанни тиңшиғанда җим олтирип, һөрмәттин бешини егип туруп тиңшайду. Китап соға қилиш есил әнъәнилиримизниң биридур Уйғурлар әзәлдин түркий хәлиқләр ичидә әң мәдәнийәтлик бир хәлиқ болған. Уларда һәрхил соғилар болған болсиму, уларниң ичидә китап соға қилиш адити әң тәғдирләшкә әрзийдиған әнъәниләрниң бири еди. Мана бу уйғурларниң китапни қәдирләйдиғанлиғиниң бир дәлилидур. Китапни қәдирләш мәдәнийәтликниң ипадисидур. Улуқ данишмән бовимиз Махмут Қәшқәрий «Түркий тиллар диванини» йезип болуп, өз дәвридики ислам дуниясиниң хәлиписи Әбулқасим Абдулла Муқтәди Биәмриллаһқа соға қилғанлиғини китапниң бешида тәнтәнә билән җакалиған. Қедимий дәвирләрдә шәриқ дуниясида китап йезип, шаһларға, бәгләргә тәғдим қилиш, һәтта китапни бәгләрниң намида аташ хелә умумлашқан екән. Өз дәвридики мәрипәтлик падишалар мал-дунияға нисбәтән йәнила мәнивий соға — китапни әзиз биләттекән. Уйғурларниң китап тәғдим қилиш адитини әмәлий һәрикити билән әң йүксәк пәллигә йәткүзгән алим Йүсүп Хас Һаҗип өзи бир өмүр топлиған илғар билим җуғланмилирини 18 айлиқ меһнәтлик әмгәк арқилиқ қәғәз йүзигә чүширип, уни «Қутадғу Билик» дәп атап, өз дәвридики Қараханийлар ханлиғиниң һөкүмдари Һәсән Буғраханға соға қилған еди. Бу икки алим башлап бәргән китап соға қилиш әнъәниси кейинки әвлатлириға мирас қелип, нәччә миңлиған есил китапларниң барлиққа келишигә мәнивий түрткә вә үлгә болған. «Тарихий Рашидиниң» муәллипи Мирза Муһәммәд Һәйдәр кораган китавини Сәидийә ханлиғиниң шу дәвридики хани Султан Абдурәшитханниң намида йезип, униңға тәғдим қилған. Әлишер Наваий өзиниң хелә көп әсәрлирини Һүсәйин мирза саһипқиранниң намида йезип, униңға тәғдим қилған. Абдураһман Җами өзиниң «Баһаристан» намлиқ китавини султан саһипқиран Һүсәйин Байқараниң намида йезип, униңға тәғдим қилған екән (Ярмуһәмәт Таһир Туғлуқниң «Қаидә-йосунлиримиз» намлиқ китавидин ихчамлап елинди). Китапни һәтта өзиниң балисидинму әзиз билгән уйғур хәлқи китап йезишни мәңгүлүк қиммәтлик әмәл дәп қариған. Биригә бирәр китапни соға қилишниң үзүлмәс соваплиқ иш (сәдиқә җарийә) қилғанлиқ екәнлигини яхши чүшәнгән хәлқимиз китап соға қилиштин ибарәт бу есил хисләтни өзиниң миллий вә диний әнъәнисигә айландурған. Бу есил әнъәнини давамлаштуруш һазирқи әвлатларниң баш тартип алалмайдиған борчидур. Муһәммәт ЙҮСҮП, алим вә диний өлима. Сәүдийә Әрәпстани.

850 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы