• Әхбаратлар еқими
  • 07 Мамыр, 2020

Иҗатта қәлбини яш қилип төкүп, һаятта қәддини тик тутуп өтти

(Көрнәклик шаир һәм язғучи Савутҗан Мәмәтқуловниң туғулғиниға – 80 жил) Мухтәрҗан ҖУМАРОВ, «Уйғур авази» Әву бир жили, рәмәтлик Рабик ака Исмайилов исми җамаәтчиликкә кәң тонулған чақчақчи Сабир ака Ғаппаров һәққидә йезилған китавиниң тонуштуруш мәрасимини өткүзгәндә, көрнәклик шаир акимиз Абдуғопур Қутлуқов: «Рабик әпәндим, китавиңиз бүгүн қолумға тәккәчкә, мән техи оқуп үлгәрмидим. Шуңлашқа униңға баһа берәлмәймән. Бирақ, ениқ билимәнки, әгәр бу китавиңиз яхши йезилған болса, у сизниң Сабирға мәңгүлүк һаят һәдийә қилғанлиғиңиз, әксичә болса, униң қәдир-қиммитини йәргә урғанлиғиңиз...» дәп әстәрлик сөзлигән еди. Бу, һәқиқәтәнму, қәләм билән қәғәзгә пүтүлгән хәт-сөзниң қудритини чүшәнгән адәмниң гепи. Шуниң үчүн, бирәр шәхс һәққидә қәләм тәвритиштин авал, шу шәхсниң кимлигини әйнән ечип беришкә ихтидаримизниң йетип-йәтмәслиги тоғрилиқ ойланғинимиз әвзәл. Әгәр язмақчи болған қәһриманимиз көпниң бири әмәс, көпчиликниң пири болса, бу җавапкәрликниң салмиғи техиму еғир. Шу сәвәпкә бола хелидин буян көңлүмдә мәзкүр мақалини язай дегән нийәт болсиму, мениңдә уни башлиғидәк җүръәт, җүръәт қилғидәк пурсәт болмиған еди. Ахири, улуқ әдипниң туғулғининиң 80 жиллиғи – мениң үчүн пурсәт болдидә, уни қолдин чиқирип қоймаслиқ ойи җүръәтму ата қилди... Әслидә, мениң атақлиқ шаир һәм язғучи Савутҗан Мәмәтқуловниң (Надирий) гепини қилип жүргинимгә оттуз нәччә жил болупту. Буни мениң әтрапимдики йеқинлирим, дост-бурадәрлирим яхши билиду. Бирақ шаир иккимизниң үзму-үз көрүшүп, тонуш сүпитидә арилашқан җәриян бари-йоқи он жилдин сәлла ошуқ вақитни өз ичигә алиду. У арилишиш җәрияниму дәсләптә еғиз толтуруп ейтқидәк дәриҗидә қоюқ болғини йоқ. Пәқәт өмриниң ахирқи икки-үч жилидила биз хелила йеқинлишип, ич-сир елишип жүргән едуқ. Амма, шу икки-үч жилниң өзиму, мениң шаирни йеқиндин тонуп-билишим үчүн йетәрлик болди дәп ишәшлик ейталаймән. Чүнки мән илгири уни көрмигән болсамму, шеирийитиниң мәстаниси (фанат) сүпитим билән қәләм саһиби һәққидә мәлум дәриҗидә тәсәввурға егә болуп үлгәргән едим. Бу гепимгә бәзиләр ишәнмәслиги мүмкин. Лекин бу һәқиқәт. Мәктәптә оқуп жүргән пәйтлиримдә бәдиий әдәбиятқа, болупму шеирийәткә нисбәтән қизиқишим үстүн болди. Шу иштияқ түпәйли җумһурийәтлик «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») билән наһийәлик «Или вадиси» гезитлирида чиққан шеирларни үзмәй дегидәк оқуп тураттим. Бирақ, һелиғичә сәвәвини ениқ билмәймән, бәлки кичикликту, әйтәвир, шеирларниң муәллиплиригә анчә әһмийәт берип кәтмәттим. Мениң үчүн шеирниң муәллипи әмәс, бәлки униң йезилиши, мәзмуни муһимирақ еди. Көңлүмгә яққан бәзибир шеирларни қайта-қайта оқуп, айрим мисралирини ядқа еливалидиған адитимму болидиған. Шундақ айрим мисралири есимдә қалған шеирларниң бири «Сүпүргә» болуп, муәллип уни, бир топ шаирларни, Мустапа исимлиқ қошақчи өйигә меһманға тәклип қилип, қайтқинида һәрқайсисиға бирдин сүпүргә соға қилғандин кейин язған екән. Униңда: Күткән қериндишим бир чәттә қелип, Күтмигән рәқипкә қанчә бардим һәм... – дегән мисралар учришиду. Бәндиләрниң бәзидә яхши билән яманни илға қилалмаслиғи, шу түпәйли бәзидә меһир-муһәббитигә муһтаҗ йеқинлирини унтуп, сий-илтипат көрситишкә мунасип әмәс кимләргиду көңүл бөлүп кетидиғанлиғи әҗайип маһиранә ипадиләнгән бу мисралар мени бөләкчә тәврәндүргән еди, шу чағда. Аридин хелә вақит өтүп, Уйғур наһийәси бойичә оқуғучилар арисида һәвәскар иҗаткарларниң мушаирәси уюштурулди. Униңға мәнму иштрак қилдим. Шу чағда маңа мушаирә уюштурғучилириниң бири болған Қуанышбек Қожахметов Савутҗан Мәмәтқуловниң йеңи нәшир қилинған «Яхшилиқ» намлиқ китавини соға қилди. Оқусам, униңда илгири мән гезиттин оқуп, яқтуруп қалған шеирлардин бирқанчиси бар екән. Жуқурида атап өткән «Сүпүргиму» шу җүмлидин. Интайин хошал болуп кәттим. Шу-шу болдидә, Савутҗан Мәмәтқулов мениң үчүн шеирийәтниң пириға айланди. «Яхшилиқ» намлиқ топламға җәмләнгән шеирларниң көңлүмгә яққанлиғи шунчиликки, мән бир ай мабайнида китапни қолумдин чүшәрмәй, қайта-қайта оқуп, униңдин орун алған шеирларни толуқ ядлавалдим. Һәтта, шу чағларда көпирәк мениң қешимда болған һәдәмму, күндә дегидәк аңлап жүргәнликтин, әтә-ахшими бәзибир шеирларни үнлүк оқуп беришимни илтимас қилидиған дәриҗигә йәтти. Көпинчә сорайдиғини «Ахирқи пәдә», «Хапилиқ», «Пиялә», «Пушайман», «Муқәддәс ялған», «Сериқ йопурмақ вә зәпирәң тәбәссүм» дегән шеирлар. Булар мениңму сөйүмлүк шеирлирим болғачқа, қериндишимниң илтимасини һечқачан рәт қилматтим. Кейин, аридин хелә жиллар өтүп, һәдәм аилилик болуп, пәрзәнт қучқанда, маңа телефон қилипту: – Укам, оғлумизға һелиқи сөйүмлүк шаириңниң исмини қойсақ дәватимиз. У қейинатамниң исмиғиму йеқин екән. Шуңлашқа һечким қарши әмәс, – деди. Бәк хошал болдум... Мениң Савутҗан Мәмәтқуловниң иҗадийитигә болған сөйгү-муһәббитим әйнә шундақ башланған. Вақит өтүши билән бу ишқ-отум техиму улғайди. Униң сәвәпчиси бирақ вақит әмәс, йәнила шу иҗаткарниң әсәрлири. Чүнки «Яхшилиқтин» башланған яхши адәт түпәйли униң әсәрлирини издәп жүрүп оқудум. Оқуғансири муәллипни йеңи қирлиридин тонудум. Мениң пәрәзимчә, у пәқәт һечкимгә охшимайдиған шаирла әмәс, һәм шундақла һечкимгә охшимайдиған язғучи болуп чиқти. Буниңға әдәбияттин хәвири йоқлар анчә әһмийәт берип кәтмәйду. Улар үчүн шаирму, язғучиму, һәтта журналистму – һәммиси охшашла иҗаткар. Амма әмәлиятта уларниң арисидики пәриқ чоң. Атәш жүрәклик әң күчлүк шаир язғучи болалмиғандәк, қәлими әң өткүр язғучиниңму шаир болмиғи натайин. Буни һаятниң өзи испатлиған. Әгәр жираққа бармай, Кеңәш уйғур әдәбиятиниң асасини салған Өмәр Муһәммәдий, Һезим Искәндәров, Нур Исрайиловлардин башлинидиған язғучи-шаирлиримизниң иҗадийитигә нәзәр ағдуридиған болсақ, уларниң арисида һәр иккила жанрда қәләм тәврәткәнләр болсиму, лекин әсәрлирини оқуғанда көпчилигиниң пәқәт бир саһа бойичила қабилийитиниң үстүнлүгини байқаймиз. Әнди һәм нәзимдә, һәм нәсирдә бирдәк утуқлуқ иҗат қилғанлар йоқниң һесавида. Мениң һесавимчә, ундақлар икки болуши мүмкин, үч болуши мүмкин, лекин униңдин ошуқ әмәс. Ениқ билидиғиним, шу тизимниң бешида Савутҗан Мәмәтқулов туриду. Буниң сәвәвини униң әсәрлирини оқуған адәмларла яхши чүшиниду. Оқуған демәкчи, бу йәрдә мән иҗаткар әсәрлириниң һәрбир сөзигә, һәрбир җүмлисигә зеһин қоюп, мәзмун-маһийитигә чоңқур чөкүп оқуған шәхсләрни нәзәрдә тутуватимән. Чүнки, сөзләр үнчә-марҗандәк тизилған мисраларға қуруқ көз жүгәртип чиқиш арқилиқ, униң ейтмақчи болған ой-пикрини бирдин чүшиниш тәс. Бу тоғрилиқ Савутҗан Мәмәтқуловниң 65 яшлиқ тәвәллудида һели мәрһум шаир акимиз Аблиз Һезимов көпчилик алдида интайин раван баян қилған еди. Шу чағда у: «...бәзиләр Савутҗанниң шеирлирини чүшинәлмигидәкмиш. Еһтимал, шундақ болушиму мүмкин. Униң шеирлири, һәқиқәтәнму, мурәккәп. Шуңлашқа уларни бир оқупла чүшиниш интайин қийин. Уларни чүшиниш үчүн, алди билән саватлиқ оқурмән болуш керәк, шеирлирини бир әмәс, бирнәччә қетим қайтилап оқуш керәк. Мана шу чағдила улар шаирниң қәлб изһарини чүшинәләйду. Чүнки Савутҗан Мәмәтқулов миллий шеирийитимиздә пәқәт өзигила хас тилда иҗат қилип келиватқан бизниң Хас шаиримиз!» дегән еди. Йошуруп немә қилайли, Савутҗан Мәмәтқуловниң шеирлирини чүшәнмәйдиғанларниң аримизда барлиғи һәқиқәт. Мән буниңға, оттура мәктәпни тамамлап, Қазақстан дөләт университетиниң журналистика факультетиға оқушқа чүшкәндә очуқ көз йәткүздүм. Гәрчә, мәзкүр факультетниң уйғур бөлүмигә, асасән, җумһурийитимизниң җай-җайлиридин кәлгән иҗадийәткә һәвәс бағлиған яшлар жиғилған болсиму, уларниң арисида Савутҗан Мәмәтқуловниң әсәрлирини яқтуруп оқуйдиғанлар йоқниң орнида болди. Һәҗәплинәрлиги, улар мәктәп дәрисликлиригә киргән өзимизниң шаир-язғучилиридин башқа Пушкинниң, Есенинниң, Некрасовниң, Абайниң, Мақатаевниң иҗадийитидин хәвәрдар едию, амма Мәмәтқуловқа кәлгәндә «зувани тутулуп» қалатти. Шуңлашқа, арилап-арилап әдәбият үстидә болуп қалидиған бәс-муназириләрдә өзгиләргә сөз бәрмәй, қолумдин келишичә Савутҗан акиниң улуқ шаир һәм язғучи екәнлигини испатлашқа тиришаттим. Ундақ чағларда сөйүмлүк шаиримниң сөйүмлүк шеирлирини тохтимай ядқа оқуп, ара-арисида «Немә дегән чирайлиқ мисралар. Бәдиий васитиләрни пайдилиништики маһаритигә қараңлара, философиялик ойлириға чөкүңлара...» дәп қояттим. Қисқиси, Савутҗан акиниң иҗадийити тоғрилиқ сөз башлап қойсам, өзәмни тохтатмиғим тәс еди... Умумән, Савутҗан Мәмәтқуловниң иҗадийити һәққидә тәврәнмәй сөзләш мүмкин әмәс. Чүнки, у башта қәйт қилғинимиздәк, һечкимгә охшимайдиған иҗаткар. Әсли, поэзиядә башқиларға охшимаслиқниң өзи йүксәкликниң ипадиси. Бу мениң әмәс, йәнила шу көпкә тонулған көрнәклик шәхсләрниң пикри. Уни өз вақтида әдәбиятшунас-алим һәм шаир Махмут ака Абдурахманов «Коммунизм туғи» гезитида елан қилинған С.Мәмәтқуловниң иҗадийитигә мунасивәтлик йезилған мақалисида изһар қилған екән. Демәк, уни йүксәк талант егиси дәп ишәшлик ейталаймиз. Буниңға испат-дәлил болидиған мисалларни шаир иҗадийитидинму көпләп кәлтүрүшкә болиду. Бирақ биридин-бири сүпәтлик болған, биригә-бири охшимайдиған шеирларниң қайсисини, қайси мисрасини елиш мәсилисидә биз қийнилип қалимиз. Шуңлашқа бу ишни қәдирлик гезитханлиримизниң илкигә қалдурушни әқилгә мувапиқ көрдуқ. Савутҗан Надирийниң надирлиғиға униң нәсрий әсәрлириму гувалиқ қилиду. «Алтунниң қәдрини зәргар билиду» демәкчи, униң нәсрий әсәр йезишини кимду-бири әмәс, хәлиқ язғучиси аталған Зия Сәмәдидәк бүйүк намайәндиниң өзи қоллиған. Қоллиғанла әмәс, «Униң нәсрий әсәрлириму назук лирикилиқ туйғулири билән өзигә хаслиққа егә» дегән сөзлири арқилиқ йәнила Савутҗан акиниң нәсрикарлиримиз арисидиму йәккә-йеганә екәнлигини алаһидә тәкитлигән. Буниң һәммисини асассиз параң, артуқчә махташ дегили болмайду. Ишәнмигәнләргә, надир язғучиниң һәрқандақ нәсрий әсәрини оқуп чиқишни тәвсийә қилған болар едуқ. Мәсилән, «Өлүмдин кейинки өлүм» намлиқ повестини алайли. Һазир «Өлүмдин башқиси тамашә» дегән ибарә кәң даиридә қоллинилип жүриду. Бу пикиргә қошулғучилар көп болушиму мүмкин. Бирақ Савутҗан ака буниңдин истисна. Чүнки униң чүшәнчисидә «өлүмдинму дәһшәтлик өлүм» моҗут. Йәни у қайғу-һәсрәт, йоқсизчилиқ «гәлдин алса», күн көрүшниң қаттиқлиғини, ундақ пәйтләрдә ай-күнләрниң әмәс, һәтта минут-секундларниңму өтүшиниң тәслигини өлүмгә тәңләштүриду. Мана охшитиш, мана маһарәт! Буни һечким йоққа чиқиралмайду. Чүнки, муқәррәрки, һаят татлиқ болса – һаят, әгәр аччиқ болсичу?.. Ундақ өмүрни һәргизму һаят дәп ейтқили болмас. 1940-жили Өсәк тәвәсиниң кичиккинә Надәк йезисида дунияға кәлгән әдипниң өзи Улуқ Вәтән уруши жиллирида әйнә шу өлүмгә қияс қилған өмүрни бешидин өткүзгәчкә, әсәридә униң һәммисини шуқәдәр ишинәрлик дәриҗидә, әҗайип чоң маһарәт билән тәсвирләп бәргәнки, шуңлашқа повестьни оқуғанда, бәәйни, униңдики персонажлар билән биллила яшап, һаятниң аччиқ тәмини шулар билән тәң тетиғандәк һисларға чөмисиз. Оқуп болғандин кейинму, хелә вақитларғичә әсәрдин алған тәсиратлар илкидин қутулалмай жүрисиз. Чүнки у яратқан образлар әтрапиңдики адәмләрдәк җанлиқ, вақиәликләрни, тәбиәт һадисилирини сүрәтлиши өз көзүң билән көргәндинму артуқ тәсирлик. Өз вақтида Қазақстан Миллий Пәнләр академияси Шәриқшунаслиқ институтида вақитлиқ тәтқиқат ишлири билән шуғулланған Шинҗаң университети филология факультетиниң оқутқучиси Һосман Исмайилниң «Уйғур авази» гезитиға йоллиған тәқризидә Савутҗан акиниң мәзкүр әмгигини интайин жуқури баһалап, «Һәтта, Ана-Вәтәндиму техи мундақ әсәр йезилғини йоқ» дегән пикирни илгири сүрүши, әдипниң язғучи сүпитидә миллионлар арисидиму юлтуздәк чақнап туридиғанлиғидин далаләт бериду, дәп ойлаймән. Язғучи маһаритиниң бәркамаллиғи, униң «Талаға чиқсам шамили...» намлиқ романидиму намайән. Уруштин кейинки жилларда чәттики хилвәт йезида йүз бәргән вақиәләр асасида йезилған бу әсәр, китапханларни бәндичиликтә болуп туридиған, амма тоғра яки натоғра дәп биртәрәплимә һөкүм чиқиришқа тамамән болмайдиған һаяттики бәзибир гадирмаш мәсилиләр әтрапида баш қатурушқа мәҗбурлайду. Ойлап қарисақ, һәқиқәтәнму, адәмләрниң көңли бепаян бошлуқта халиғиничә әркин сәйлә қилип жүргән шамалға охшайду. Чүнки өмүрдә шамалниң җанға һөзүр-һалавәт бәхш етидиған мәйин түри билән биллә хану-вәйранчилиқларни елип келидиған қаттиқ түри болғинидәк, көңүлму худди шундақ бәзидә адәмләрни «әгәштүрүп» мурадиға йәткүзсә, бәзидә «апирип чөлләргә» ташлайду. Бирақ Яратқучиниң өзи яратқан шамалғиму, көңүлгиму сот йоқ. Улар һәргиз һөкүмгә беқинмайду. Шуңлашқа, әң әвзили, ишик-түңлүкни һим йепип, шамалға чиқмаслиқ, көңүлгә әрик бәрмәслик. Лекин бу пәқәт өлгәнләрниңла қолидин келиши мүмкин. Тирик бәндә һәргиз ундақ қилалмайду. Шуңлашқа биз романда көңүлниң кәйнигә кирип, мурадиға йәткән бәхитликниму, һәммә нәрсисини шамал учартип кетип, «бармақ чишләп» қалған бәхитсизниму, улар билән бирқатарда учуп-қонушини шамал бәлгүләйдиған қамқақсиман бәндиләрниму учритимиз. Бирақ, уларға нисбәтән йә яхши, йә яман дәп, һөкүм чиқиралмаймиз. Пәқәт ойлаймиз һәм ойлинимиз. Бу өзимиз тоғрилиқ ой, биз яшаватқан җәмийәт тоғрилиқ ой, әтрапимизда жүргән адәмләр тоғрилиқ ой. Һә-ә, бәдиий әдәбиятта китапханлар қәлбигә ой селишниң өзи чоң истедатниң ипадиси. Әву бир күни «Уйғур авази» гезитини узун жиллар давамида башқурған устазим Йолдаш ака Азаматов билән сөзлишиветип, мошу роман һәққидә гәп қозғилип қалди. Шу чағда көпни көргән пешқәдәм журналист һәм язғучи ушбу әмгәкниң бәдиий сүпитини жуқури баһалап: «Мән Савутҗан акиниң бу әсәрини заманивий уйғур әдәбиятиға тәәллуқ романларниң арисида биринчи орунға қойған болар едим» дәп қалди. Талай язғучи-шаирниң иҗадийәттә тавлинип, әлгә тонулушиға шараит яратқан миллий нәшримизниң «тизгинини» чарәк әсир қолида тутқан көрнәклик шәхсниң бу пикригә қошулмай мүмкинму? Әлвәттә, мүмкин әмәс! Мениңчә, Савутҗан Мәмәтқуловниң пәқәт бу романила әмәс, повесть, һекайә, новелла, очерк охшаш һәрхил жанрларға мәнсүп болған башқиму нәсрий әсәрлири әйнә шундақ, у өзи бир шеирида тәсвирлигәндәк «күлдики чоғ кәби бир тал ялтирап» туридиған иҗадийәтниң надир нәмунилиридур. Алмута шәһиридики П.Чайковский намидики музыка училищесини тамамлап, әмгәк паалийитини сазәндә сүпитидә Уйғур театридин башлиған әдипниң әдәбиятниң йәнә бир ғоллуқ тармиғи болған – драматургия саһасиғиму азду-тола арилашқанлиғидин хәвирим бар. У өз вақтида тарихий Вәтинимиздин Түркмәнстанға көчүп чиққан бәйрәмәлилик қериндашлиримиз һаятиға беғишланған «Мирғап» драмисини язған екән. Лекин мениң бу әсәр тоғрилиқ һечқандақ хәвирим йоқ. Шуңлашқа у һәққидә пикирму ейталмаймән. Амма Савутҗан ака уйғур тилиға тәрҗимә қилған дуния классиги Шекспирниң пьесиси бойичә қоюлған «Король Лир» намлиқ спектакльни көрүш маңа несип болди. Шу чағда Уйғур театриниң залиға лиқ толған тамашибинлар үч-төрт саатқа созулған ушбу қоюлумни зор ихласмәнлик билән тамашә қилғанлиғи һелиғичә көз алдимда туриду. Тәнәпус пәйтидә кимду-бириниң драматургия саһасида қәләм тәвритип жүргән көрнәклик акиларниң биридин мәзкүр спектакльға нисбәтән пикир сораватқанлиғиниң тәсадипи гувачиси болуп қалдим. Униң «Әҗайип! Әсли Шекспир дегәнниң өзи әҗайиптә!» дегән җававиниму ашкарә аңлидим. Бирақ шу «әҗайип» Шекспирни уйғурчә сөзләткән тәрҗиман һәққидә бир еғизму сөз болмиди. Һәҗәпләндим һәм мәйүсләндим. Көңүлни ғәш қилидиған мундақ ишлар әсли Савутҗан акиниң бешидин көп өткән. Уларниң бир-иккисигә мәнму гува болған едим. Лекин аридин хелә вақит өтти. Һазир у нашайән ишларниң орун елишиға сәвәпчи болған айрим шәхсләрму аримизда йоқ. Гәрчә, қәлбим төридин орун алған шаир өз вақтида шундақ адәмләрни нәзәрдә тутуп: «Әслидә, «Өлгән адәмләрни яманлашқа болмайду» дегән гәпниң өзи болмиған гәп! Мениңчә, уни әшу яман адәмләрниң өзлири, өлгәндин кейин бизни яманлимисун дәп, ойдин чиқиривалған» дегән болсиму, улуқ әдипниң туғулғининиң 80 жиллиғиға мунасивәтлик йезилған ушбу мақаләмгә ундақ «мәйнәтни» арилаштурғум кәлмиди. Бирақ бу бир-икки мисалға қарап, һәммила адәмләрниң шаирға нисбәтән көзқариши шундақ болди, дәп ейтқили болмайду. Зиялиларниң көпчилиги шаирниң қәдир-қиммитини билди, қәлимини баһалиди. Буни мақалимиз давамида қәйт қилинған көрнәклик әдиплиримизниң пикирлириму дәлиллисә керәк. Ейтишларға қариғанда, улардин ташқири «Уйғур авази» гезитиниң сабиқ баш муһәррири Турдахун Нәзәров билән узақ жиллар давамида дөләт, кеңәш вә партия органлирида рәһбирий лавазимларда хизмәт қилған Азат Мәшүров қатарлиқ хәлқимизниң даңлиқ оғланлириму өз вақтида Савутҗан акиға иҗтимаий вә мәнивий җәһәтләрдин интайин көп ярдәм қилған екән. Әдип әйнә шундақ яхши адәмләрниң қоллап-қувәтлиши вә өзиниң билим-ихтидари түпәйли хәлқимизниң мәдәний риваҗлинишида муһим роль ойниған инавәтлик нәшир һәм нәшриятларда, Қазақстан Язғучилар иттипақида бирқатар мәсъулийәтлик лавазимларни егилиди. Әгәр униң әмгәк паалийитигә тәпсилий тохталсақ, театрдин кейин «Коммунизм туғи» гезитиға авушуп, дәсләп мухбир, андин Әдәбият вә сәнъәт бөлүминиң башлиғи болуп узақ вақит хизмәт қилди. Шу җәриянда һазирқи әл-Фараби намидики Қазақ миллий университетиниң Журналистика факультетини сирттин оқуп түгәтти. Буниңдин ташқири С.Мәмәтқулов һәрхил жилларда «Арзу» журналида муһәррирниң орунбасари, Қазақстан Язғучилар иттипақи йенидики Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, «Пәрваз» мәҗмуәсиниң муһәррири вә ахирида «Жазушы» нәшриятидики Уйғур редакциясиниң башлиғи қатарлиқ лавазимларни егиләп, шу йәрдин һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. «Талантлиқ адәм – һәммила җәһәттин талантлиқ» демәкчи, у иҗадийәтниң қайсила саһасида ишлимисун, өзиниң өткүр қәләм саһиби екәнлигини көрсәтти. Униң журналист сүпитидә қалдурған мирасиму бу күнләрдә көпчилигимиз үчүн үлгә-нәмунә болуп кәлмәктә. Бу йөнилиштә гәп қозғалса, йетәкчи журналистлиримизниң бири, кәсипдишим Иврайим ака Баратов пат-патла: «Мән бирәр мақалиға тутуш қилғанда «қәлимим маңмай қалса», Савутҗан акиниң «Дехан қизи» дегән һөҗҗәтлик қиссисини варақлап чиқимән. Һәрқандақ журналист мана шундақ Мәмәтқуловқа охшаш йезишқа интилиши керәк!» дегән ибарини тилға алиду. Буму мәтбуат саһасида қириқ жилдәк ишләп, көпчиликкә тонулған журналистниң пикри. Демәк, Савутҗан Мәмәтқулов пәқәт шаир һәм язғучи сүпитидила әмәс, шундақла журналист-публицист сүпитидиму мәтбуатимизда из-тамғисини қалдуралиған инсан. Аңлиқ һаятини миллий әдәбиятимиз билән мәтбуатимизниң риваҗлинишиға беғишлиған қәләмкәш, һәқиқәтәнму, өзидин кейинки әвлатқа ибрәт болғидәк мирас қалдуруп кәтти. Униң қәлимигә мәнсүп «Яшлиқ нахшилири», «Өсәкни берип көрсәк», «Яхшилиқ», «Өзәмни издәймән», «Меһрим», «Мән вә Некрасовниң йәттә мужиги», «Мән ишәнгән тағлирим», «Дехан қизи», «Зия Сәмәди», «Өлүмдин кейинки өлүм», «Талаға чиқсам шамили...» охшаш вә башқиму һәрхил жилларда нәшир қилинған нәсрий вә нәзмий топламлириниң һәрбири чаң бесип китап тәкчилиридә әмәс, бәлки пат-пат қолға елинғанлиқтин, упрап-тозуп, иш үстәллиридә туридиған әмгәкләрдур. Байқисам, шәхсий китапханамда сақлиниватқан Савутҗан акиниң әсәрлири орун алған китап-журналларниң һәммиси дегидәк конирап кетипту. Әйни вақитта, уларниң йеңисини турмақ, конилириниму издәп-тапмақ тәс. Шуңлашқа, әдипниң туғулғининиң 80 жиллиғи даирисидә, униң әсәрлирини жиғип-җәмләп, чоң бир топлам чиқирип, у әмгәкниң электронлуқ нусхисини Интернетқа селип қойсақ, Мәмәтқулов иҗадийитигә қайта өмүр бәргән болар едуқ. Буму пән-техника тәрәққий қилип, йеңи технологияләр кәң җарий қилинған ушбу заманда, иҗаткар исмини әбәдийләштүрүшниң бир амали дәп ойлаймән. Раст, өз вақтида, Шекспир, Пушкин, Абай охшаш классик шаирларни уйғурчә сөзләткән әдипниң бир түркүм шеирлири қазақ, өзбәк, түрк, түркмән, рус вә француз тиллириға тәрҗимә қилинғанлиғи мәлум. Бирақ: Бир қалиғач кәлгәнгә кәлмәйду баһар, Чүшсә бир йопурмақ – техи күз әмәс, – дәп күйлигән шаирниң төрт-бәш шеирини өзгә тилға авдуруш биләнла уни дунияға тонутқили болмайду. Мошу йәрдә әву бир жили уйғур шеирийитиниң мәсилилири бойичә намзатлиқ диссертация яқлиған филология пәнлириниң намзити Ғунчәм Нурахунова билән болған сөһбитим ядимға чүшүп қалди. – ...Тоғра дәйсиз, Мәмәтқулов һәқиқәтәнму чоң шаир. Әгәр у русчә язғинида, дуния классиклириниң қатаридин орун алатти, бәлким, – дегән еди шу чағда яш алимә. – Русчә язған болса, у уйғур шаири болматтидә, – дедим мәнму өз тәхминимни изһар қилип. – Мән бу тәрипини ойлимаптимән. Ундақтизә, шаирға яхши бир тәрҗиман тепиш керәк, – деди Ғунчәм ойлинип. Мениңчә, бу һелиғичә өз маһийитини йоқатмиған мәсилә. Чүнки авар хәлқиниң бүйүк шаири Расул Ғамзатовму рус тилида иҗат қилмиған. Уни аләмгә тонутқан Сергей Городецкий, Илья Сельвинский қатарлиқ күчлүк тәрҗиманлар. Мабада, шундақ тәрҗиманлар тепилип қалса, Савутҗан акиму Расул Ғамзатов охшаш көплигән хәлиқләрниң сөйүмлүк шаир-язғучисиға айлинар еди. Хулләс, буниң һәммиси вақит әнчисидики ишлар. Һазирчә, хәлқимизниң аманлиғи биз үчүн муһим мәсилә болуватидиғу. Бирақ рәмәтлик: «Әсли яшаш мүмкин әмәс шараитта яшашни билиш – әзимәтлик» дәп қойидиған. Һазир ойлисам, мана мошу һекмәтни шаир бир өмүр шиар қилип яшапту. Униң һаятқа келиши билән тәң дегидәк Улуқ Вәтән урушиниң башлиниши, ата-анисидин гөдәк вақтида житим қелип, мудһиш жиллар дәрдидин қәдди әтигән пүкүлгән бова-момисиниң қолида тәрбийилиниши, әр йәткәндиму һаятниң униңға күлүп бақмиғанлиғи, тәғдирим әнди қиниға чүшти дегәндә, үч пәрзәнт һәдийә қилған мәһбубисиниң еғир ағриққа муптила болуп, ахири бемәзгил көз жумуши, баһалар тағ текисидәк өрләватқан заманда үч ханилиқ пәтирини сетип қоюп, үч балиси билән «катәктәк» бир ханиға «солинип» қелиши – бәлки, уни әйнә шундақ «Әзимәт!» болуп яшашқа үгәткән болса керәк дәп ойлаймән. Ким билсун, әгәр у шу хилдики қийинчилиқларни бешидин өткүзмигән болса, мүмкин, әсәрлири унчилик дәриҗидә тәсирлик чиқматтимекин? Мүмкин, нәқ шу қийинчилиқлар униң техиму үнүмлүк иҗат қилишиға тосалғу болғанду?.. Мән бу соалларға ениқ җавап берәлмәймән. Чүнки, һәрқандақ қәләм саһибиниң тәл-төкүз иҗат қилиши үчүн униңға һәм қолайлиқ шараит, һәм җошқун һиссият керәк. Һә, мундақ җошқун һиссиятниң қандақ әһвалда партлайдиғанлиғини һәммимиз яхши билимиз. Мениңчә, бу соалларға әдипниң өзиму җавап бәрмәттимекин дәп ойлаймән. Сәвәви, «тойда жүрсиму, ойда жүридиған» Савутҗан ака әсәрлиридә «жиғлиғини» билән һаятта «жиғисини» һечкимгә көрсәтмәй өтти. Шәхсән өзәм униң кимду-бирлиригә дәрдини ейтип, налиғинини әсләлмәймән. Жуқурида баян қилинғанларниң ичидә шаирниң өз еғизидин аңлиғанлирим аз. Уларниң көпчилиги сирттин байқиғанда вә әсәрлирини оқуғанда алған тәсиратлирим, тонуш-билишлириниң ейтип бәргәнлири асасида йезилған тәпсилатлар. Өзи билән дәқәмдә олтарғандизә, биз көпирәк әдәбият мәсилилири, иҗадийәт әһли, улар ейтқан һекмәтләр әтрапида муңдишаттуқ. Ундақ чағларда әдип, ечилди дәй десәм, ечилмиғандәк, ечилмиди дәй десәм, ечилғандәк әлпазда гәп қилип, диққитимни өзигә шу қәдәр нәзәрбәнт қиливалаттию, бирақ ички дуниясиға сүңгүшкә йол қойматти. Шаирниң бу хислитини мән униң билән тонушқан күнила байқиған. У чағда мән оқушни техи түгәтмигән болсамму, «Уйғур авази гезитиниң мәдәнийәт бөлүмидә мухбир болуп ишләвататтим. Бөлүм башлиғи, шаир Илахун ака Җәлилов иккимиз олтарған бөлмигә, күн олтирай дәп қалған пәйттә, чуғи кичик, бөдрә чачлиқ бир киши кирип кәлди. Нурғун жиллар давамида мәстаниси болуп келиватқан қәләм саһибини бирдин тонудум. Течлиқ-аманлиқ сорашқандин кейин, Илахун ака иккиси бираз параң селишти. Гәплиригә арилап-арилап һәзил-чақчақму илишип кетиду. Кейин сепимизгә хошна бөлмиләрдә олтиридиған Илахун ака Һошуров билән Савутҗан ака Искәндәров иккиси қошулуведи, чақчақлар техиму овҗ елип, униң ахири ихчам мәшрәпкә айланди. Уларға хизмәт қилип жүрүп, мән тәсәввур қилип жүргән Савутҗан Мәмәтқуловниң әйни өзини учратқанлиғимни байқидим. Униң гәп қилишлири, наган-наганда гекитигини қирип, қисқа-қисқа йөтилип қоюши, күлкилириниңму, худди шундақ, қисқа-қисқа болуши әдипниң әсәрлиридики айрим қәһриманларни ядимға салди. Қисқиси, шаиранә тил билән тәсвирлигәндә, «қәһ-қәһ күлүш йоқ, амма хушхой, көзлиридә яш йоқ, амма лиқ ой...» бир қияпәттә олтарған еди әдип шу күни. Һелиму ядимда, мән шу күни униң һәрбир сөзигә диққәт қилдим. Ундақ болуши, көңлүңдә пир тутқан адимиңниң аддий гепиму һекмәттәк аңлиниду әмәсму! Бирақ Савутҗан акиниң ейтиватқанлири аддий әмәс, һәқиқәтәнму һекмәт еди. Мәсилән, арилиқта җүптидин бемәзгил айрилип, тәнһа қалған Савутҗан акиниң бир бешини икки қилип қоюш мәсилиси көтириливеди, шу әснада у гекитигини сәл қиривелип: Сәтәңләрни пурап бақсам, Һиди келәр, гоя бир қоғунлуқ. Ичигә кирип, издәп бақсам, Илғап жүрүп, үзүвалғидәк қоғун йоқ... – дәп жүрәк изһарини ениқ йәткүзди. Шуңлашқа һәммимиз җим болуп қелиштуқ вә бу мәсилә қайта көтирилмиди. Бизниң тонушлуғумиз әйнә шундақ башланди. Бирақ, башта ейтқинимдәк, иккимизниң мунасивити бирдинла қоюқ түс алди дәп ейталмаймән. Буниңға, мениңчә, яш җәһәттин пәрқимизниң чоңлуғи, жирик әдип алдидики әйминиш туйғулири сәвәп болса керәк. Пәқәт 2000-жиллардин етиварән биз бир-биримизгә йеқинчилиқ қилидиған, у-бу мәсилиләр әтрапида пикирлишидиған тонушларға айландуқ. Болупму, язғучиниң 2003-жили «Зия Сәмәди» намлиқ роман-эссеси йоруқ көргәндин кейин, бизниң аримиздики «әйминиш пәрдиси» толуқ ечилип кәтти, десәмму болиду. Буниңму өзигә чушлуқ сәвәви бар. Ишханамда олтарсам Савутҗан ака кирип кәлди. Бөлмидә олтарған икки-үчимиз билән аманлишип болғандин кейин аста сөз башлиди: – Ука, сениң билән алаһидә гәплишидиған бир иш бар еди, – деди маңа мураҗиәт қилип. – Ләббәй! Шаирни әгишип, фойеға чиқтим. – Мону китапни саңа елип кәлдим, – деди Зия ака һәққидә йезилған йеңи китавини маңа узитип. – Оқуп чиқип, өзәң бир тәқриз йезип қойсаң... Алдимда башқиси әмәс, мән иҗадийитини бәкму һөрмәт қилидиған улуқ язғучи турғачқа, сәл һодуқуп қалдим. – Яқ, ака, ишәнчиңизгә рәхмәт, бирақ сизниң китавиңиз һәққидә тәқриз йезиш мениң қолумдин кәлмәйду, ундақ һоқуқумму йоқ. Маңа техи әтигән, яхшиси чоңлар язсун, – дәп қәтъий қарши болдум. – Сән кимниң кичиги, – деди уму өз пикридә чиң туруп. – Сениңму әдәбият мәйданида дадил қәдәм ташлайдиған пәйтиң кәлди. Мән саңа ишинимән... Қисқиси, Савутҗан ака мени тәқриз йезишқа көндүрди. Техи бойиғиниң һиди кәтмигән китапни оқуп чиқип, язғучиниң маһаритигә йәнә қайил болдум. Көп өтмәй тәқризму йезилди. Тәйяр болғанда, язғучини рәнҗитивалмай дегән әндишидә, гезитқа бесиштин илгири өзигә бәрдим. Оқуп чиқип, яқтиму, яқмидиму у тәрипи маңа намәлум, әйтәвир, гезитта елан қилишқа разилиғини бәрди. – Әслидә, мән шеирийәттики өзәмниң орнумни билимән. Чүнки у тоғрилиқ көплигән тәқризләр йезилди, минбәрләрдин ейтилди, қисқиси, шаирлиғим етирап қилинди. Бирақ мошу күнгичә мән прозамға нисбәтән қандақ баһа берилидиғанлиғини билмәй келиватимән. Әву күни сән «чоңлар язсун» дедиң, мән сени чүшәндим. Бирақ бүгүнгә қәдәр «лам» дәп еғиз ачмиған уларниң буниңдин кейинму еғиз ачмайдиғанлиғи ениқ. Шуңлашқа мән яшларниң пикрини аңлап көрәй, дәп саңа бәргән едим, – дегән еди шу қетимда у сәл мәйүслинип. Ойлап көрсәм, униң шаирлиғиниң кәң даиридә етирап қилинғанлиғи раст. Әдипниң 1987-жили нәшир қилинған «Яхшилиқ» намлиқ нәзмий топлими үчүн Қазақстан Язғучилар иттипақиниң Илияс Жансүгиров намидики мукапатқа сазавәр болуши, 2003-жили болса, илгири йезилған нәсрий әсәрлирини демигәндә, асасән йеңи шеирлири орун алған «Мән ишәнгән тағлирим» дегән топлими үчүн «Илһам» мукапити билән тәғдирлиниши әйнә шуниң бир ипадиси. Буниңдин башқа әдипниң иҗадийитигә мунасивәтлик йезилған мақалилардиму көпирәк униң шеирийити тоғрилиқ сөз болуп, прозиси һәққидә, һәқиқәтәнму, пикир аз екән. Униң сәвәви тоғрилиқ ойлиғанда, өзәм шаһиди болған айрим нашайән ишлар дәрру ядимға чүшти... Һәй, биз – бәндиләрниң, бәзидә шундақ билип-билмәй гуна қилип қойидиған пәйтлиримиз бар. Шуңлашқа гайида ойлинип, шаир өзи ейтқандәк, бир-биримизгә әң болмиғанда «яхшилиқ қилиш қолдин кәлмисә, яманлиқ апармай жүрсәк» болмамдиған дәп «угилинип» кетимән. Әгәр шундақ қилсақ, талай адәмләрниң «буйруп турған тәлийиниң бурулуп кетишигә, уруп турған жүригиниң урулуп кетишигә» сәвәпчи болмас едуқ, бәлки. Бирақ нәдин... Савутҗан акиму ичидики пуғанини сирт көзгә байқатмай жүргини билән, Оқ өтмәс жүрәккә хапилиқ өтүп, Қанчә оғланларни қилди у вәйран, – дәп өзи күйлигинидәк, униң жүригигиму «хапилиқ өтүп», күндин-күнгә солушқа башлиди. Шундақ күнләрниң биридә тәһриратимизға кәпту. Қолида бир парчә вариғи бар. Кейин у варақтикиниң тарихий Вәтинимиздә бемәзгил вапат болған даңлиқ сазәндә Нурмәһәммәт Турсунға беғишланған мәрсийә екәнлиги аян болди. Шаир униңға, хаталашмисам, «Саз дуниясиниң һөддигәр пири» дәп мавзу қоюпту. Елип қалдим. Кейин уни нәширгә тәйярлиғанда, йәнә шу «сәясәткә» бола, бир-икки сөзини өзгәртиш тәләп қилинди. Растимни ейтсам, өткүр парасәт, үстүн маһарәт билән йезилған шеирға қәләм тәккүзүшкә җүръитим йәтмигәнликтин, дәрру шаирға телефон қилип, әһвални чүшәндүрдүм. Әдипниң өзиму узақ жил гезитта ишлигәчкә, мени бирдин чүшәнди. – Укам, әгәр мүмкинчилик болса, өйгила кәлсәң. Кейинки вақитларда сәл мүҗәзим болмайватиду. Униң үстигә сениң билән мәслиһәтлишидиған башқиму мәсилиләр бар еди, – деди телефонда. Келишип, йолға чиқтим. Илгири ятақхана болған көпқәвәтлик бена ичидики тар бөлмигә кирсәм, шаир чәткә қоюлған каравәт үстидә олтирипту. Чирайи солғун. Әтрапида қәғәз-китап чечилип ятиду. – Кәл, Мухтәрҗан, төрлә, – деди шаир һөзүрханлиқ билән. Каравәтниң қариму-қаршисидики тамға тақап қоюлған үстәл йенидики орундуқларниң бирини тартип, олтардим. – Балконда тамақ бар, әву тумбочкида коньякму туриду. Өз өйүңдәк көрүп, хапа болмай, өзәңгә-өзәң хизмәт қилип, бемалал олтиривәр. Көрүватисәнғу, бүгүн мениңдә саңа илпәт болғидәк мағдир болмайватиду. Сән кәлгичә, илтимасиңни орунлап қояй дәп, монуни башлап қойған, аз қалди. Андин гәплишимиз, – деди. Һечнәрсиниң керәк әмәслигини ейтип, бираз күтүп турдум. Көп өтмәй шаир, бир сөз үчүн бир-икки мисрани өзгәртип, түзитилгән мәрсийәни қолумға тутқузди. Шаир шу күни йәнә бир поэма вә икки повесть язидиған нийитиниң барлиғини йәткүзгән болсиму, әтималим, мағдириниң түгәватқанлиғини сәзгән болса керәк, гезит үчүн саңа бир сөһбәт бәрсәм дәп қалди. Андин иккимиз олтирип, елан қилинидиған сөһбәтниң соаллири, йөнилиши әтрапида узақ сөһбәтләштуқ. Ахирида, келишкән соалларға берилидиған җавапларни өзи һазирлап, тәйяр болғанда хәвәрләйдиған болди. Аридин бираз вақит өтүп, Савутҗан ака йәнә тәһриратимизға кәлди. Бу қетим қолида бир парчә варақ әмәс, бир болақ қәғизи бар. Униң әву күни келишкән сөһбәт екәнлигини дәрһал чүшәндим. Һасирап, һалсирап кәткинини көрүп, «хәвәрлигән болсиңиз, өзәм берип еливалаттимғу» дедим хиҗаләт болуп. «Силәрни бир көрәй, дедим» дәп җавап бәргән әдип, бир пәс дәм еливелип, қандақ кәлгән болса, шундақ еғир қәдәм ташлап, чиқип кәтти... Биз келишкәндәк, сөһбәтни тәйяр дегидәк һаләттә елип кәпту. Шундақ болсиму, айрим йәрлирини сәл өзгәртишкә, бәзилирини қисқартишқа тоғра кәлди. Андин өзигә телефон қилип, өзгәрткән, қисқартқан йәрлиримни ейтип, сәвәплирини чүшәндүрдүм. Қарши болмиди. Ахирида, «пәқәт «көңүлдин чиқти» дегән сөзни қошувәтмисәң болди» дәп сәл һәзилләшти. Шаирниң мундақ дейишиниңму өз сәвәви бар еди. Қайсиду-бир учрашқинимизда у: «Ука, мошу «көңүлдин чиқти» дегән сөзни зади ишләтмәңлара...» дәп илтимас қилғанда, мән: «Немишкә, ундақ дәйсиз, Савутҗан ака? Бу, адәттики, «көңүлдикидәк, йәни күткәндикидәк болди» дегән мәнани аңлитидиған ибариғу?» дәп пикир билдүргән едим. У шу чағда «Ундақ болса, немишкә шундақ «көңүлдикидәк болди» дәп өз әйни петичә ишләтмәйсиләр?» дәп, соални өзәмгә бурап, андин: «Билмидим, әйтәвир, мошу «көңүлдин чиқти» дегән сөз маңа задила яқмайду. Уни мән «көңүлдин чиқип кәтти», «көңүлгә қонмиди» дегән мәнадила қобул қилимән» дегән еди... Мана, у шундақ, һәрбир сөзниң мәнасиға, пайдилиниш орниға алаһидә әһмийәт беридиған әдип еди. Телефондики сөһбәттин бирнәччә күн өтүпла, тәһриратқа Савутҗан акиниң өзи әмәс, «еғир һаләттә ағриқханиға чүшүп қапту» дегән у тоғрилиқ әндишилик учур кәлди. Биз қамдилип, һал сораш үчүн ағриқханиға йәткичә, «түзиләлмәй қапту» дегән шум хәвәр қулиғимизға йәтти. Бу 2006-жилниң 23-январь күни еди. Андин һәммимиз жиғилип, жиғлишип, миллий әдәбиятимизниң риваҗлинишиға зор үлүш қошқан улуқ әдипниң Алмутидики Қазақстан Язғучилар өйигә қоюлған мурдисини Султанқорған мәһәллисидики қәбирстанлиққа апирип дәпин қилдуқ... Мәрһумниң тәһриратқа елип кәлгән адаққи сөһбити болса, аридин қириқ күн өткәндин кейин «Сөзниң салмиғи бар, авазниң – көрки...» мавзуси астида «Уйғур авази» гезитида елан қилинди. ...Мана, аридин сәл ошуқ 14 жил өтүпту. Бу җәриянда аләмдин өткән көплигән адәмләрниң кәйнидә издигүчиси, қолида пули, атқуруватқан мәнсиви бар әвлатлири болғачқа, туғулған күнлири кәң даиридә атап өтүлмәктә. Униңға мениң һеч қаршилиғим йоқ. Пәқәт әсләшкә әрзийдиған Савутҗан Мәмәтқулов охшаш һәқиқий әдиплиримизниң, улуқ әрбаплиримизниң «көңүлдин чиқип», унтулуп қеливатқанлиғи «бармақ чишлитиду». Әң болмиғанда, мошу қетим, кәйнидики әвладиға өчмәс мирас қалдуруп кәткән бүйүк истедат егисиниң туғулғининиң 80 жиллиғини у өзи ейтқандәк көңүлдикидәк, көңүлдә сақланғидәк дәриҗидә атап өтсәк дегүм келиду.

640 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы