• Инсан вә иман
  • 15 Мамыр, 2020

Қәдир түни пәзиләтлик кечә

Муһтәрәм қериндашлар! Қәдир түни пәзиләтлик, катта, бәрикәтлик вә шәрәплик кечә. Бу кечидә көп яхшилиқ вә алий соваплар тәхсим қилиниду. Бу кечидә қилинған әмәлләр башқа миң айда қилинған әмәлләрдин яхши. Кимки Қәдир түнидә Аллаһниң вәдисигә ишәнгән вә совап үмүт қилған һаләттә ибадәт қилса, у кишиниң илгәрки гуналири мәғпирәт қилиниду. Бу түнниң совавидин мәһрум болған киши көп яхшилиқтин мәһрум қалиду. Бу түнниң совавиға еришкән киши бәхитлик болиду. Шуниң үчүн Қәдир түниниң пәзилитини, вақтини, бу кечидә ибадәт қилишниң һөкүмини вә қилинидиған ибадәтләрниң шәклини биливелишимиз наһайити муһим. «Қәдир түни» дегән сөзниң мәнаси Қәдир түни әрәп тилида «Ләйләтулқәдр», дегән бирикмә сөз билән ипадилиниду. «Ләйл» — «түн, кечә» дегән мәнани билдүриду. «Қәдр» — «күч, миқдар, дәриҗә, сәвийә, қәдир-қиммәт, баһа, орун, мәртивә, шәрәп, улуқлуқ» дегән мәнаға егә. Қуръан Кәримниң бу түндә назил қилинғанлиғиниң, бу кечини шәрәпләндүргәнлигини вә бу түнниң қәдир-қиммитини ашурғанлиғини ипадиләш үчүн у кечигә жуқарқи икки сөз бирикип исим болған. Бу сүрә назил болуштин бурун у түнниң мундақ исми йоқ еди. Қәдир түниниң пәзилити Аллаһ таала мундақ дәйду: «Биз Қуръанни һәқиқәтән шәби қәдридә назил қилдуқ. Шәби қәдриниң немә екәнлигини биләмсән? Шәби қәдри (шәрәп вә пәзиләттә) миң айдин артуқтур. Периштәләр вә Җибриил шу кечидә пәрвәрдигариниң әмри билән (зиминға Алла тәғдир қилған) барлиқ иш үчүн чүшиду. Шу кечә таң йоруғанға қәдәр пүтүнләй теч аманлиқтин ибарәттур» («Қәдр» сүриси, 1 — 5-айәтләр). Демәк, Қәдир түни миң айға тәң болған екән, у бир инсанниң өмридин 83 жилға тәң болиду. Бир инсан 83 жил ибадәт билән үзлүксиз мәшғул болған тәғдирдиму, биримизниң Қәдир түнини ибадәт билән өткүзгинимизниң совави Аллаһ тааланиң дәргаһида 83 жиллиқ ибадәттин әвзәлдур. Бу түнни Аллаһ тааланиң разилиғини үмүт қилип ибадәт билән өткүзгәнләргә периштәләр таң атқичә тохтимай саламәтлик вә тинч-аманлиқ тиләп туриду. Бу арқилиқ улар Аллаһ тааланиң рәһмити, мәғпирити вә пәзил-илтипатиға еришип, Аллаһ тааланиң ғәзиви вә азавидин саламәт қалиду. «Пәйғәмбәр әләйһиссалам рамзан кечилириниң ахирқи они киргәндә, у кечиләрни ибадәт билән өткүзәтти, «бу кечиләрни ибадәт билән өткүзүвалсун», дәп аяллириниму ойғитатти, бу күнләр билән бу кечиләрдә адәттикидин зиядә ибадәт қилатти, ибадәт қилишқа белини чиң бағлатти» (Бухарий вә Муслим ривайәт қилған). «Пәйғәмбәр әләйһиссалам рамзан ейида ибадәткә рамзандин башқа чағларда көрүлмигән тиришчанлиқларни көрситәтти. Рамзанниң ахирқи онида униңдин башқа чағларда көрүлүп бақмиған тиришчанлиқларни көрситәтти» (Муслим ривайәт қилған). Жуқарқи һәдисләрдин Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң Қәдир түнини ибадәт билән өткүзүшкә башқиларни тәрғип қилипла қалмастин, өзиниңму у кечини ибадәт билән өткүзидиғанлиғини, һәтта буниңға алаһидә тиришчанлиқ көрситидиғанлиғини биләләймиз. Муһтәрәм қериндашлар! Һәммимизгә мәлум, Пәйғәмбәр әләйһиссалам биз үчүн бир үлгидур. Шуниң үчүн бизму бу улуқ вә бәрикәтлик кечиләрни ғенимәт билип, Пәйғәмбәр әләйһиссаламдәк у вақитларни ибадәтләр билән өткүзүшкә тиришайли. Бәзилиримизниң көңлигә «Бу улуқ күнләр вә бу улуқ кечиләр өтүп кәтсә, йәнә келиду» дегәндәк хияллар, техиму тоғриси вәсвәсиләр келиши мүмкин. Тоғра, өтүп кәтсә, йәнә келиду. Лекин у чағда биз бу дунияда болмаслиғимиз мүмкин! Қәдир түниниң вақти Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дәйду: «Қәдир түнини рамзанниң ахирқи ониниң тағ кечилиридин издәңлар» (Бухарий ривайәт қилған). Аишә рәзийәллаһу әнһа мундақ дәйду: «Пәйғәмбәр әләйһиссалам рамзанниң ахирқи онида етикапқа кирәтти вә «Қәдир түнини рамзанниң ахирқи онида издәңлар», дәтти (Бухарий вә Муслим ривайәт қилған). Жуқуридики һәдисләрдин Қәдир түниниң рамзан кечилиридин бир кечә екәнлиги, рамзанниң ахирқи ониниң тағ күнлири 21, 23, 25, 27, 29-кечилири мәхсәт қилинған. Бу кечиниң қайси айда вә қайси он күнниң кечилириниң арисида екәнлиги баян қилинип, қайси кечә екәнлиги мәлумсиз һаләттә қоюлуши, бәндиләрниң бу улуқ айниң кечә-күндүзлиридә, болупму ахирқи онида Аллаһ таалаға көпирәк таәт-ибадәт вә дуа-тиләк қиливелиши үчүндур. Шуниңдәк, Аллаһ таала җүмә күнидики дуа иҗавәт болидиған саатни бизгә билдүрмигән. Буму кишиләрниң дуа иҗавәт болидиған саатни тепиш үчүн һәр вақит дуа қилиши үчүндур. Әгәр Қәдир түниниң вақти, дуа иҗавәт болидиған саати ениқ билдүрүлгән болса еди, кишиләр Қәдир түнидила ибадәт қилишқа, шу сааттила дуа қилишқа тиришип, башқа вақитларда әһмийәт бәрмигән болатти. Қәдир түнидә ибадәт қилишниң һөкүми Қәдир түнини издәш, уни таәт-ибадәт вә дуа-тиләкләр билән өткүзүш һәрбир мусулман үчүн мустәһәптур (йәни қилса чоң совап болидиған, қилмиса гуна болмайдиған иштур). Чүнки динимизда бир ишни қилишқа кәскин буйрулмастин тәрғип қилинған болса, бу у ишни қилишниң мустәһәп екәнлигини көрситиду. Қәдир түнини ибадәт билән өткүзүшкиму кәскин буйрулмиған. Шуниң үчүн бу кечини ибадәт билән өткүзүшму мустәһәп һесаплиниду. Йәни бу түнни ибадәт билән өткүзмигәнләр гунакар болмайду, лекин бу кечидики рәһмәт, мәғпирәт вә чоң бәрикәтлиридин мәһрум қалиду. Қәдир түнидә қилинидиған ибадәтләр Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән: «Кимки қәдир түнини Аллаһ таалаға ишинип вә совап көзләп ибадәт билән өткүзсә, униң бурунқи гуналири мәғпирәт қилиниду» (Бухарий вә Муслим ривайәт қилған). Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң Айшә рәзийәллаһу әнһаға қәдир түнидә мундақ дәп дуа қилишни үгитип қойғанлиғи ривайәт қилиниду: «Я Аллаһ! Сән әпу қилғучисән, әпу қилишни яхши көрисән, мени әпу қилғин!» (Тирмизий ривайәт қилған). Бу һәдисләргә асасән бу түнни ибадәт билән өткүзүш, пәриз намазлардин кейин күчиниң йетишичә нәплә намаз оқуш, Қуръан Кәримни тилавәт қилиш вә мәналириниң үстидә пикир жүргүзүш, зикир-тәсбиһ ейтиш (субһанәллаһ, әлһәмдулиллаһ, Аллаһу әкбәр, лә илаһә илләллаһ), дуа қилиш, сәдиқә-закатларни айриш, ятлишип кәткән уруқ-туққанлар билән өзара яришиш қатарлиқларни көрситиду. Қәдир түниниң бәлгүлири Имам ибни Һәҗәр Қәдир түнидә болидиған аламәтләрни баян қилип мундақ дәйду: «Қәдир түниниң әтигинидә қуяш шолисиз чиқиду. Имам Әһмәд ривайәт қилған бир һәдистә мундақ дейилгән: «Қәдир түнидә асман теп-теч, сүп-сүзүк болиду, һава иссиқму әмәс, соғму әмәс нормал болиду» (Әһмәд ривайити). Хуласиләп ейтқанда, Қәдир түни пәзиләтлик, бәрикәтлик вә улуқ бир кечә. Бу түнниң исми вә хасийәтлири «Қәдр» сүрисидә (97-сүрә) вә «Духан» сүрисиниң (44-сүрә) 3-айитидә баян қилинған. «Бәқәрә» сүрисиниң (2-сүрә) 185-айитидә бу түнниң рамзан кечилиридин бири екәнлигигә ишарәт қилинған. Муһтәрәм қериндашлар! Рамзан ейида, болупму шу Қәдир түниниң алди-кәйнидә қолидин келишичә ибадәт қилған, йоқсул-мискинләрни вә һаҗәтмәнләрни йөлигән, ғерип-мусапирларға тамақ бәргән, житим-йесирларниң бешини силиған вә розидарларға иптарлиқ бәргән мусулманниң қилған ишлирини Аллаһ таала һәргизму йәрдә қоймайду. Шуниң үчүн рамзан ейиниң қалған қисминиму ибадәтләр билән өткүзүшкә, болупму Қәдир түнини тепишқа алаһидә тиришчанлиқ көрситәйли. Бәзи инсанларниң «Қәдир түнидә ухлимай олтарса болди», дәп бу улуқ түнни телевизор көрүп яки бир йәргә жиғилип ойнап, яки өзара қуруқ параң қилишип өткүзүши, өзини алдиғанлиқтин башқа һеч нәрсә әмәс. Муһтәрәм қериндашлар! Рамзанда инсанниң нәпси ғәпләттин вә һорунлуқ-бошаңлиқтин қутулуп, ибадәт мәйданиға, таәт бағчисиға чиқидиған вақит, тиллар Аллатин кәчүрүм тәләп қилиду, көзләрдин яшлар төкүлиду, пак нәпсиләр Аллаға үзлиниду, ибадәткә ләззәт, қәлбләргә хурсәнлик вә өмүргә бәрикәт болиду. Буни ғенимәт билип, бу пәзиләтлик вақиттин пайдилинип қелиң! Ярмуһәмәт ДАНАХУНОВ, исламшунас. Алмута шәһири.

313 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы