• Иҗадий портрет
  • 15 Мамыр, 2020

Мой қәләм маһири

Руслан Зәйнидиноғли Йүсүпов 1950-жили Ғулҗа шәһиридә дунияға кәлди. Мой қәләм егиси, 1984-жилдин Кеңәш Иттипақи вә Қазақстан Җумһурийити Рәссамлар иттипақиниң әзаси. Рәссамниң әмгәклири Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт министрлиги рәссамлар көргәзмилириниң дирекциясидә, Франция, Германия, АҚШ, Япония, Җәнубий Корея, Хитай, Түркияниң шәхсий коллекциялиридә орун алған. Униң әмгәклириниң репродукциялири Қазақстанниң тәсвирий сәнъәт тарихини әкис әттүридиған көплигән китап вә альбомларға киргән. Тонулған рәссам Руслан Йүсүпов иҗадийәт мәйданиға өткән әсирниң 80-жиллири кәлди. 1970-жили Н.В. Гоголь намидики Алмута рәссамлар училищесида, андин 1979-жили А.Н. Островский намидики Ташкәнт дөләт театр-рәссамлар институтида тәһсил көрди. Рәссамниң иҗадийити һәққидә гәп қилғанда, униң дадиси, атақлиқ рәссам Зәйнидин Йүсүповни әслимәй мүмкин әмәс. У Руслан Йүсүповниң тәғдиридә һәм дурус һаят йолини таллашта, шундақла униң талантини ечишта һәм тәрәққий әткүзүштә алаһидә роль ойниди. Инсанға туғулушидин әта қилинған талант вә қабилийити йетәрлик әмәс. Уни ечиш вә тәрәққий әткүзүш үчүн ата-аниға һәм яш талант егисигә нурғун тәр төкүш һаҗәт. 1955-жили Йүсүповлар аилиси Шинҗаң-Уйғур Автоном Районидин Қазақстанға көчүп чиқиду. Зәйнидин Йүсүповниң асасий мәхсити кәспий рәссам болуш вә балилирини алий оқуш орунлирида оқутуш болди. У мошу арминини әмәлгә ашуриду вә униң барлиқ балилири билимлик болуп йетилиду. Һәтта икки оғли ата изини бесип чиқиду. Руслан Йүсүпов рәссам мутәхәссислигини егилисә, Шөһрәт Йүсүпов кәспий мемарчи атилиду. Уларниң Қазақстан сәнъитидә мунасип орни бар. Буниң үчүн уларға узун жиллар давамида иҗадий издиништә болуп, һармай-талмай әмгәк қилишқа тоғра кәлди. Рәссам 1973-жили дәсләп җумһурийәтлик көргәзмигә қатнишип, келәчәк иҗадий йоли һәққидә җиддий ойлиниду. У алға қойған мәхсәткә йетиш үчүн биринчи новәттә билим вә тәҗрибиниң һаҗәтлигини чүшиниду. Нәқ мошу мәхсәт уни Ташкәнт шәһиридики театр-рәссамлар институтиға елип келиду. Руслан Йүсүпов алий оқуш орнини тамамлиғандин кейин Т.Жүргенов намидики сәнъәт академиясидә оқутқучи болуп ишләйду. Кәспигә садиқ рәссам мошу йәрдә һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә әмгәк қилиду. Мой қәләм кафедрисидики шиҗаәтлик әмгиги униңға өз кәспини чоңқур вә һәртәрәплимә билидиған мутәхәссис сүпитидә һөрмәт вә аброй елип келиду. Нурғунлиған шагиртлири Қазақстанниң даңлиқ рәссамлириниң қатаридин орун алди. Руслан Йүсүпов устазлиқ паалийити билән биллә иҗадийәттинму қол үзмиди. Йәни у өзиниң барлиқ билим-қабилийитини вә күч-ғәйритини тәсвирий сәнъәт саһасиға беғишлиди. Р.Йүсүпов иҗадийәт йолида һәрхил басқучларни бесип өтти. Тәрәққиятниң йеңи йоллирини издәш, йәткән утуққа қанаәтләнмәслик рәссам үчүн муқәддәс вәзипигә айлиниду. Буниң һөддисидин чиқиш йолида нурғун әмгәк қилиду, маһирлиқниң барлиқ қир-сирлириға чөкүшкә интилиду, өз кәспини техиму чоңқур өзләштүрүшни һаятиниң асасий мәхсити қилип қойиду. Дәсләпки басқучта Руслан Йүсүпов асасән метафора вә аллегорика йөнилишлиридә паалийәт елип бариду. Униң сүрәтлири чоңқур ой-пикирлик, көпмәналиқ. Безәшкә болған интилиш — кейинки планда (һәтта рәңләргә бай әмгәклириму аз әмәс). Бу рәссам сүрәтни чирайлиқ селишқа интилмайду яки эстетикилиқ пүтүнлүк һәққидә ойланмайду дегәнлик әмәс. Иттипақлиқ мәзмун – рәссам үчүн әң муһим нәрсә. У тамашибинни сүрәтләрдә метафорилиқни, ғәлитиликни көрүшкә дәвәт қилиду. Мәсилән, «Бовамниң түгмини» әмгигидә инсан барлиққа кәлтүргән, бәрпа қилған шеирийәт дунияси тәсвирләнгән. Униң образлиқ структурисиниң асасиға балилиқ дәвирниң хатирилири, ана жут һәққидә тәсвирләр киргән. Турмуш тәризи өзиниң эстетикилиқ мәзмуни билән рәссам үчүн наһайити қиммәт. Рәссам үчүн ана жутида, йеқин адәмлири арисида яшаш вә һис қилишни билиш наһайити муһим. Мәсилән, “Яркәнт” (1980-ж.) рәсимидә ана жутқа болған муһәббәт турғусини сезивелиш тәс әмәс. Рәссам Яркәнт шәһириниң әтрапини қедимий җәңчиләрниң фигурилириға охшайдиған конъонниң ғәлити шәкиллиридә тәсвирлигән. У хәлиқниң тарихини, әҗдатларниң роһини әслитиду. Йәни «улар бизни йенимизда жүрүп, һимайә қилиду» дегән идеяни байқавелишқа болиду. Бу йәрдә рәссамниң анимизмға мураҗиәт қилғинини көримиз. Руслан Йүсүповниң мой қәләм әмгәклириниң асасий идеяси — әхлақий, роһий критерийларни издәш, дунияни философиялик турғидин тәсәввур қилишқа интилиштидур. Реалистик мой қәләм усуллиридин чевәрлик билән пайдилинип, у мурәккәп рәң беришни билиду. Униң әмгәклири чүшинишлик һәм тәсвирләш тилиниң конструктив болушиға қаримай, уларни һис қилиш үчүн ойлинишни, чоңқур тәһлилни тәләп қилиду. Рәссамниң миллий рәссамчилиқ мирасқа мураҗиәт қилиш турғусидин реалистик усулда ишләнгән әмгәклири наһайити қизиқарлиқ. Мәзкүр йөнилиштә униң муваппәқийәт қазанғанлиғи байқилиду. Р.Йүсүповниң әсәрлиридә қедимий дәвирниң роһий мираси рәссамниң заманивий көзқариши арқилиқ ипадилиниду. Бу әсгәкниң философиялик маһийитини техиму ашуриду. Рәссамниң өз паалийитигә қанаәтләнмигәнлигини униң “қара” дәвирдики әмгәклиридә ениқ көрүшкә болиду. Өткән әсирниң 90-жиллири рәссамда көпирәк өзиниң кимлигигә қизиқиш пәйда болиду. Мошу дәвирдә муәллипниң ички дунияси биринчи планға чиқиду. Йәни адәмниң дуниядики вәзиписи, миллий җәһәттин келип чиқишини тәһлил қилиши, инсанниң тәбиәт билән мунасивити қатарлиқ мавзулар мистикилиқ характерға егә болушқа башлайду. Рәссам бәзидә сюрреализм услубидин: фантастикини, алогизмни, тәбиәтниң пародоксаллиқ әһвалидин пайдилинишқа тиришиду. У шәкилләрниң өзгиришини ениқ тәсәввур қилиш мәхситидә, уни ахириғичә йәткүзүшкә интилиду. Һаятниң, тәғдирниң еғир һәқиқәтлирини, күндилик һаяттики қәһриманлиққа ятмайдиған паҗиәлирини көрситиш үчүн қара бояқни дадил қоллиниду. Бир-бири билән маслишип, умумий гармонияни һасил қилидиған тәбиәт, адәм образлири рәссамниң асасий тәсвирләш васитисигә айлиниду. (“Тәбиәт балиси”, “Чақириқ” – 1990; “Ока”, “Автопортрет”, “Әҗдатлар йери” – 1991). Мошу дәвирдә чапсан тәрәққий етиватқан арт җәриян уйғур рәссамлиридин өз иҗадийити үстидә чоңқур ойлинишни тәләп қилди. Яш рәссамлар үчүн йеңи идеяләр, йеңилиқлар һаҗәт болди. Бир сөз билән ейтқанда, рәссамлар новәттики интилишқа, сәнъәтниң буниңдин кейинки тәрәққиятиниң чапсанлишишиға муһтаҗ еди. Бу йәрдә иҗаткарларға әң алди билән илһамландуридиған мәнбә һаҗәт болди. Сөзсизки, Шәрқий Түркстан хәлқиниң мәдәний мираси барлиқ рәссамлар үчүн “энергия мәнбәси” болди вә һелиму болуп қалғуси. Руслан Зәйнидиноғли 1992 – 1994-жиллири тарихий Вәтинимизниң қедимий шәһәрлиригә иҗадий сәпәргә атлиниду. Мошу вақитта у мой қәләм вә композиция пәнлири бойичә Үрүмчи сәнъәт институтиға устазлиқ паалийитигә тәклип қилиниду. Тарихий җайларни зиярәт қилиш рәссамға бирқатар әмгәкләр түркүмини яритишқа түрткә болупла қалмай, бәлки униң иҗадийитигә сезиләрлик өзгиришлиригә елип кәлди. У Турпан, Ярғул, Туюқ, Тарим, Яркәнт, Қәшқәр охшаш чоң шәһәрләрни зиярәт қилип, Тәклимакан чөлини айлинип чиқиду. Рәссамниң қәлбидә ана-Вәтәнгә, адәмләргә өз хәлқиниң мәдәнийитигә болған муһәббәт вә һөрмәт туйғуси ойғиниду. Әнди у өз әмгәклиридә қедимий даналиқни әкис әттүрүш идеясини биринчи планға қойиду. Руслан Йүсүпов бу қетимқи сәпәрдин қайтип кәлгәндин кейин бирқатар рәсимләр түркүмини яритиду. Улар рәсимдин йеңи мәзмун, йеңи шәкилни һәм алаһидә усулни тәләп қилиду. Пәқәт көргәнни этнографиялик әкис әттүрүш уни қанаәтләндүрмәтти. Мошу йәрдә философиялик вә космогониялик проблемилар пәйда болди. Бу дәвирдә рәссамниң иҗадийитидә кәскин өзгиришләр йүз бериду. Сәнъәтшунас алим Әмир Жадайбаевниң тәкитлишичә, қедимий уйғур хәлқиниң вәтини рәссам Руслан Йүсүпов үчүн түгимәс күч һәм илһам һәдийә қилған мәнбәгә айлиниду. Рәссам Шинҗаң-Уйғур Автоном Райониға қилған сәпириниң йәкүни бойичә Алмутида 1998 — 1999-жиллири “Муқәддимә”, “Әһвал” намлиқ икки көргәзмә уюштурди. Бу һәқиқий мәнасида қедимий мирас сирлирини ечиш ачқучини тапқан, сәнъәткә тамамән йеңичә көзқарашта болған заманивий рәссамниң һесавити болди. Мошу дәвирдә рәссам ШУАРдила әмәс, бәлки униң сиртидиму көргәзмиләрни уюштуриду. Униң көргәзмилири муваппәқийәтлик өтиду: 1994-жили Португалиядә “ЭКСПО-97”, 1998-жили АҚШта “Қазақстан сәнъити”, 1999-жили Санкт-Петербургта “Маһарәт дәриси” вә башқилар шулар җүмлисидиндур. Рәссамниң бәзи әмгәклиридә өз хәлқиниң тарихиға мунасивәтлик қәлб нидаси, йәни бирлиридә қедимий мәдәнийәткә қайил болуш туйғулирини сезивалалаймиз. Символизм, әпсанә, суфизм идеяси униң һәрбир әмгигидә орун алған десәк, мубалиғә болмайду. Рәссам өз иҗадийитидә асасән сәнъәтниң пүтүнлүги принципиға әмәл қилиду. Шәриқтә мой қәләм, музыка вә шеирийәтниң бир-биридин бөлүп қарашқа болмайдиған чүшәнчә екәнлиги көпчиликкә яхши мәлум. Мошу нуқтәий нәзәрдин алғанда, Р.Йүсүповниң иҗадийитидә муқам системиси өз әксини тапқан. Суфизм йөнилишидә бир муқамдин иккинчи муқамға көчүш шәртини “йолдики һәрикәт” сүпитидә тәхмин қилиду. Сефи ад-Дин исимлиқ алим музыка бойичә трактатни «Чәмбәрләр китави» дәп атиған. Р.Йүсүповниң тарихий Вәтинимиз мавзусиға сизилған рәсимләр түркүми муқам сүпитидә қобул қилиниду. “Чәмбәр” принципи Руслан Йүсүповниң әмгәклиридә дәсләпки дәвирдин башлап моҗут (“Чақириқ” – 1990-жил; “Течлиқ асмини”, “Әҗдатлар йери” – 1991-жил; “Өрүк немә үчүн чечәклиди” – 1993-жил вә башқилар). Рәссамниң кейинки дәвирдики композициялиридә «Чәмбәр» техиму ярқин характерға егә болиду. (“Дәвир шамили” – 1995-жил; “Учуғдаш” – 1996-жил; “Сехирлиқ гүл” – 1998-жил). Буниңдин ташқири рәссам хәлиқ ривайәтлиригә, әпсаниларға пат-пат мураҗиәт қилиду. Буниңға Р.Йүсүповниң “Йәр йүзи”, “Йәр нәписи” намлиқ әсәрлирини мисалға кәлтүрүшниң өзи купайә. Шундақла униң “Шамбала бәлгүси” әмгигиму мошу мавзуға беғишланған. Униңда тәсвирләнгән ибадәтхана һәқиқәтәнму Ярғулда моҗут. Шамбала – мөҗүзилик Данишмәнләр ели һәққидә ривайәт. Рәссамниң “Турпан түркүмидики” әсәрлири хәлиқниң тарихи тоғрилиқ аддий һекайиләр әмәс, бәлки чоңқур философиялик ой муҗәссәмләнгән экзотикилиқ бошлуқ. Рәссам әмгәклиридики рәңләргә тохтилидиған болсақ, униңда хәлиқниң ментальлиқ шәртлирини байқавелишимиз мүмкин. “Қизил” дәвирниң Турпан түркүмидики әмгәкләрдә барлиқ җайда қизил рәң бесимирақ. Мундақ колорит қедимий Шәриқ роһлириниң кәскин күришини ипадиләйду. “Қара” дәвирни рәссам қара вә тум көк рәңдә макрокосмос билән бағлаштуриду. Исламда бу мәңгүлүкни билдүриду. Маһир рәссам шундақла ақ, көк рәңләрни қоллиниду. Бу муһәббәт вә бәхитниң бәлгүсидур. Шуни тәкитләш керәкки, йеңи сәнъәт, җиддий жанрлиқ өзгиришләр дәвридә оттура әвлатниң пәқәт бирнәччә рәссамиғила чоң әвлат рәссамлириниң бәзи әнъәнилирини сақлап қелиш вә тәрәққий әткүзүш мүмкин болди. Бу йәрдә биз мой қәләмниң классикилиқ жанрлири – портрет вә натюрмортни нәзәрдә тутуватимиз. Руслан Йүсүпов мәзкүр жанрларда җошқун әмгәк қиливатиду. Рәссамни адәттә буюм әмәс, униң философиялик әһмийити көпирәк қизиқтуриду. Руслан Йүсүповниң Қазақстан Җумһурийити Мәдәнийәт министрлигиниң қоллап-қувәтлиши билән 2012-жили йоруқ көргән альбоми рәссам иҗадийитидики зор муваппәқийәт болуп һесаплиниду. У Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң 80 жиллиғиға беғишланған тәнтәнидә Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң медали билән, 2018-жили җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәсис қилған «Сахавәт» медали билән мукапатланди. Рәссам һелиму әмгәктин қол үзгини йоқ, униң алға қойған мәхсәт-муддиалири йетип ашиду. Илаһим, шулар чапсанирақ рояпқа чиққай! Һакимҗан ГҮЛИЕВ, мәдәнийәтшунаслиқ пәнлириниң намзити.   Сәнъәт асминидики лачин 1970-жили мән дәсләп Алмутиға кәлгәндә, Зәйнидин акини көрүшкә алдиридим. Чүнки у вақитта бу акимиз хәлиққә кәң тонулған рәссам еди. Мән у киши билән йеқиндин тонушуш мәхситидә “Горный Гигант” мәһәллисидики өйигә бардим. Бу мениң Зәйнидин ака билән дәсләпки көрүшүшүм еди. Кейин бу аилә билән қоюқ арилишидиған болдуқ. Шу пәйттә Зәйнидин ака оғли Русланниң рәссамчилиқ училищеда оқуватқанлиғини ейтқан. Тәлийимгә яриша, кейинирәк Руслан биләнму тонушуп, иккимиз йеқин ағинә вә кәсипдаш болдуқ. Та мошу кәмгичә қоюқ арилишип келиватимиз. Өткән әсирниң сәксининчи жиллири мән Санкт-Питербургтики рәссамлар академиясини тамамлап, Алмутидики Жүргенов намидики сәнъәт академиясигә ишқа кәлгинимдә Руслан ушбу дәргаһта устазлиқ қиливатқан екән. Иккимизниң көзқариши вә ички дунияримиз җәһәттин охшашлиғи көп еди. У реализм йөнилишидә иҗат қиливататти. Униң һәрбир салған әмгәклири барлиғи көз алдимда. Өз иҗадийитини уйғур хәлқиниң тарихиға беғишлиған у, умумән, Қазақстан тәсвирий сәнъитиниң тәрәққиятиға салмақлиқ үлүшини қошти. Руслан пүткүл өмридә иҗат билән шуғуллинипла кәлмәй, бәлки өзиниң бай тәҗрибисини яш рәссамларға бериштин ялиқмиди. Педагогика саһасидиму мевилик әмгәк қилди. Мән уни сәнъәттики қош қанатлиқ лачинға охшитимән: бир қанити живопись болса, иккинчиси шу саһадики устазлиқ паалийити. Бу иккила саһани чоңқур билгәчкә, у егиз көккә пәрваз қилалиди. Шу сәвәптин уни студентлар вә устазлар наһайити һөрмәтләйду. Өзи болса, наһайити кәмтәр, кичик пейил, қол йәткүзгән утуқлирини һечқачан ейтқуси кәлмәйду. Русланни йәтмиш жиллиқ тәвәллуди билән тәбрикләймән, униңға саламәтлик, узақ өмүр, бәхит, иҗадий утуқларни тиләймән. Илаһим, униң мой қәлими һеч вақитта қурмисун! Қайранбай Жумахун ҚОЖАКЫНОҒЛИ, рәссам, Қазақстан Җумһурийитигә хизмәт көрсәткән әрбап, академик.   Маңа ғәмхорчи болған 1962-жили ата-анилирим билән Вәтинимиз Шәрқий Түркстандин Қазақстан Җумһурийитигә көчүп кәлдуқ. Биз Қазақстанға чиқип, Қарағанда вилайитигә орунлаштуқ. Мениң дадам язғучи-журналист Һүсәйин Һәсән вә анам Қәмәрнисахан у йәрдә колхозниң мелини бақиду. Қой беқип жүрүп, дадам “Дала қизи” повестини язиду. Күн кәчкә йеқинлишип қалған еди. Мән дадам билән кигиз өйниң сиртида олтираттуқ. Шу пәйттә йенимизға бир машина келиватқинини байқидуқ. У машина келип тохтиди. Бойи егиз, ақ үзлүк, көзлири йоған ақ плащ кийгән адәм машинидин чүшүп бизгә йеқинлашти. Дадам у кишиниң алдиға жүгрәп берип, қучақлишип көрүштидә, жиғлап кәтти. Һелиқи адәм, йәни Зәйнидин акам дадам билән кичик чеғидинла худди ака-укидәк өскән екән. Зәйнидин акам аилиси билән биздин бурун, йәни 1955-жили Кеңәш Иттипақиға чиқиду. Қазақстанға көчүп кәлгинимизни аңлиған у бизни Қарағанда вилайитидин издәп тепип, Алмута шәһиридики Горный Гигант мәһәллисигә көчирип келиду. Шу жиллири бәш балилиқ Зәйнидин акамниң Ташкәнтниң Н.Островский намидики рәссамчилиқ һәм театр институтида оқуватқан вақитлири екән. Биз Горный Гигант мәһәллисигә орунлашқандин тартип Йүсүповлар аилиси билән қоюқ арилишип кәлдуқ. Зәйнидин акам билән Турсунбуви һәдәмниң балилири билән дәсләпки қетим йеқин тонуштум. Бәш ака-ука, худди бәш бармақтәк, өм, меһриван балилардин еди. Меһригүл сиңлимиз кейинирәк туғулди. 1964-жили мән Горный Гигант мәһәллисидики оттура мәктәпниң 1-синипиға бардим. Шу жиллири Руслан акамниң мәктәптә ахирқи синипида оқуветип, рәссамчилиқ училищеға тәйярлиқ қиливатқан пәйти екән. Мән бара-бара рәсим сизишқа қизиқишқа башлидим. Зәйнидин акам мениң бу һәвәсимни көрүп, бәк хурсән болди. Руслан акам болса, мени һәрдайим өзи билән этюд сизишқа елип баридиған болди. Тағму-тағ, бағму-бағ Руслан акамниң кәйнидин қалмай, мәнму тәсвирий сәнъәтниң қир-сирлириға чөкүшкә башлидим. Мән өтәлмигән улуқ сайниң сулиридин Руслан акам мени һапаш қилип өткүзәтти. Әйнә шундин буян у мени қанитиға елип, ғәйхорчи болуп келиватиду. Зәйнидин акам болса, өзиниң қисқа өмридә көплигән надир әсәрләрни яратти. “Он икки муқам”, “Назугум”, шундақла “Ғени батур”, “Қуддус Ғоҗамияров”, “Қошқарбаев”, “Портрет чабана”, “Мурат Һәмраев”, “Гүлвира Разиева” охшаш хәлқимизниң көрнәклик вәкиллириниң портретлири шулар җүмлисидиндур. Әйнә шундақ есил рәссамниң изини бесип, чириғини өчәрмәй келиватқан кәсипдишим, Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң әзаси, көплигән хәлиқара лайиһиләрниң муәллипи Руслан Йүсүповқа болған һөрмитим бөләкчә. Руслан Йүсүповниң ахирқи жилларда сизған әсәрлирини Қазақстан Рәссамлар иттипақи 2012-жили “Живая земля” дегән китавиға киргүзди. Бу, әлвәттә, биз үчүн чоң хошаллиқ. 1982-жили Алмута һөкүмәт театр һәм рәссам институтиға чүштүм. Шу жиллири Руслан акам ушбу билим дәргаһида мой қәләм һәм композиция пәнлиридин дәрис берәтти. Мениң иҗадий өсүшүмгә сәвәп болған устазлирим Зәйнидин акамниң алдида баш егип тазим қилғум келиду. Уларниң йол-йоруғи һәм қоллап-қувәтлиши нәтиҗисидә көплигән көргәзмиләргә қатнишип, Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң әзаси болдум. Бүгүнки күндиму Йүсүповларниң аилиси билән қоюқ арилишип келиватимән. Биз үчүн тәвәррүк бу аилигә барлиқ яхшилиқларни тиләймән. Өркәш ҺАСАНОВ, Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң әзаси.

954 рет

көрсетілді

87

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы