• "Birgemiz"
  • 15 Мамыр, 2020

«Чәттә қелишимиз мүмкин әмәс»

Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази» Дуния әһлини һәләйкүмгә салған таҗсиман вирус бизниң елимизниму айлинип өткини йоқ. Униң тәсиридин, йәни турмуш-тапавитидин айрилғанлар билән житим-йесирлар вә көпбалилиқ аилиләргә «Bizbirgemiz» акцияси даирисидә пидаийлар топлири имканийәтниң яр беришичә, уларға ярдәм көрситиватиду. Бу җәһәттин қазақстанлиқларниң бир-биригә болған иҗил-инақлиғи һәм достанә мунасивәттә яшаватқанлиғи ениқ байқалди. Чүнки бу акция уюштурулған күндин етиварән, улар миллитидин, диний етиқатидин вә башқиму өзгичиликлиридин қәтъий нәзәр, бирләшкән һалда, ярдәмгә муһтаҗларға қол учини сунушқа башлиди. Әлвәттә, бу алийҗанап иштин уйғурларму чәттә қалғини йоқ. Болупму Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тәркивидики җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи әтрапиға жиғилған қериндашлиримиз, җай-җайлардики жигитбашлири, ханим-қизлар кеңәшлири әзалириниң тәшәббускарлиғи билән изгү нийитиниң нәтиҗисидә бу ишлар алий дәриҗидә уюштурулмақта. Мәсилән, Алмута шәһириниң әтрапида яшаватқан уйғурлар вирусниң тарқилип кетишиниң алдини елиш мәхситидә блок постларда вә ағриқханиларда өз вәзиписини өтәватқан саламәтлик сақчилири билән Ички ишлар органлири хадимлириға иссиқ таамларни йәткүзүватқанлиғи сөзүмизниң ярқин испатидур. Бир қаримаққа бу аләмгә җар салғидәкму иш әмәс. Бирақ әшуни уюштурушқа һәм униң һөддисидин чиқишқа айрим ака-һәдиләрниң сәвәпчи болғанлиғи ениқ. Шуларниң қатарида Талғир наһийәсиниң жут активистлири бар. Уларму барини барчә көрүп, еғир әһвалниң зәрдавини чекиватқан жутдашлирини ядидин чиқарғини йоқ. Пәвқуладдә вәзийәт давамида намрат, йеримҗан инсанларниң қолини узартишқа тиришип, уларниң дуасини алди. Наһийәниң баш жигитбеши Октябрь Қурбанниязовниң тәшәббуси билән барлиқ йезиларниң жигитбашлири жутлиридики сахавәтлик, мәрданә инсанлардин жиғилған ианиләрни шу ишларға сәрип қилди. Әнди йеқинда болса, Түркстан вилайити Мақтарал наһийәсиниң бирқатар йезилирида йүз бәргән су бесиш ақивитидин зәрдап чәккәнләргә өзлириниң маддий ярдимини әвәтти. Күтүлмигән йәрдин барлиқ мал-мүлки билән өй-җайидин айрилған қериндашлар мошундақ еғир пәйттә талғир наһийәликләр уларни унтумиғанлиғиниң өзи алаһидә тәкитләшкә әрзисә керәк.

163 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы