• "Birgemiz"
  • 15 Мамыр, 2020

Миннәтдарлиғимиз чәксиз

Һәрқандақ синақта әң күчлүк қурал – бирлик. Елбасы ейтқандәк, һәқиқәтәнму йүз оттуздин ошуқ милләтниң өмлүги қазақстанлиқларниң асасий байлиғидур. Бүгүнкидәк қийин вәзийәттә «Біз біргеміз!» хәйрихаһлиқ акцияси бизниң бирлигимизни техиму мустәһкәмлиди. Мәлумки, ушбу акция даирисидә миңлиған қазақстанлиққа ярдәм көрситилди. Җүмлидин Уйғур наһийәсиниң Ават жутиму мошундақ изгү ишлардин чәттә қалмиди. Ениғирақ ейтсақ, Алмута шәһиридә истиқамәт қилидиған жутдашлиримизниң һамийлиғида йезимиздики турмуш тәминати төвән, көпбалилиқ аилиләргә, ялғуз анилар билән авған уруши вә Чернобыль вақиәсигә қатнашчилириға озуқ-түлүк таритилди. Умумий һесапта, 16 аилигә ярдәм көрситилди. Жуттин жирақ жүрсиму, йеқиндин ярдәмдә жүргән жутдашлиримизға аватлиқлар намидин миннәтдарлиғимизни изһар қилимиз. Зорәм САТТАРОВА, Ават йезилиқ ханим-қизлар кеңишиниң рәиси. Уйғур наһийәси.

202 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы