• "Birgemiz"
  • 15 Мамыр, 2020

Житим-йесирларниң ғәмхорчиси

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА, «Уйғур авази» Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи йенидики Нураний анилар кеңишиниң рәиси Җаһангир (Гүлҗаһан) һаҗим Муратова һәр жилқи адити бойичә Роза Рамзан ейида муһтаҗ җанларни қоллап-қувәтләш мәхситидә Яркәнткә өзи йетип келәлмигини билән атиған ярдимини әвәтипту. Анисиниң «базарлиғини» Яркәнттики чоң оғли Алимҗан билән келини Дилмира тарқитип бәрди. Тәкитләш керәкки, меһир-сахавәтлик аниниң бала-чақилири билән тапқан тапавитиниң мәлум бир қисмини мошундақ хәйрихаһлиқ ишқа сәрип қиливатқиниға 25 жилдин ашти. Дәсләпки жиллирида ун, май тарқитиш билән чәкләнгән болса, ахирқи жиллири униңниң тәркивини макарон, чай, гүрүч охшаш озуқ-түлүкләр толуқтурди. «Җаһангир һаҗим бу қетим Яркәнттә 300 аилигә халисанә ярдимини ианә қилидекән» дегән хәвәрни аңлап, бизму йетип бардуқ. Кәң, азадә һойлида жиғилғанларниң һәммисила тонуш. Жут атилири, миллий мәдәнийитимизниң җанкөйәрлири... Уларниң алдида сөзгә чиққан Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Маһинур Аюпова көпчиликни Җ.Муратованиң хәйри-еһсанлиқ ишлиридин вақип қилди. — Һәр жили мошундақ тәминати начар аилиләргә қол учини бериватқан һаҗим анимиз бу жили елимиз Президентиниң «Біз біргеміз» акцияси даирисидә Яркәнт тәвәсигә йәнә келип, хасийәтлик Роза Рамзан ейида бу алийҗанап ишни әмәлгә ашурушни нийәт қипту. Җаһангир анимизниң буниңдин ташқири көпбалилиқ аниларға өй селип бериватқанлиғидинму көпчилигиңлар яхши хәвәрдар. Ядиңларда болса, өткән жили июнь ейида Пәнҗим йезисида пәвқуладдә әһвал йүз берип, нурғунлиған аилиләр зәрдап чәкти. Шу чағда униң өй селип бәргәнлиги һәққидә ейтмисамму, һәммиңлар билисиләр — деди у сөзидә. Шуниңдин кейин әмгәк ветерани Зиләйхан Аюпова Җ.Муратованиң аилисигә анилиқ ақ дуасини бәрди. Өз новитидә көпбалилиқ Шынар Нуржауова билән Халидәм Гайитоваму сахавәтлик аниға аилиси намидин миннәтдарлиғини йәткүзүшни илтимас қилди. Наһийәниң баш жигитбеши Азат Гайитов мәһәллиләрдин кәлгән жут атилири Яқупҗан Абдуқадиров, Зәйнавдун Сабитов, Абдуһемит Һәмраев, Алимҗан Ташмәтов, Пәрһат Данияров, Азат Искәндәров, Ясинҗан Тохтахунов билән һаҗәтмәнләргә атиған озуқ-түлүк севитини йәткүзүшкә киришти. Җаһангир һаҗим Муратова бу қетим 300 аилигә униң ичидә Яркәнт шәһиридики — 120, Көктал, Пәнҗим, Чоң Чиған, Кичик Чиған, Сүптай, Садир, Чулуқай, Дехан Ғәйрәт охшаш йезилардики 170 аилигә халисанә ярдимини көрсәтти. Панфилов наһийәси. Турсунмәһәмәт МӘШҮРОВ чүшәргән сүрәт.

211 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы